Уйғур уруш қәһриманлириниң сүрәтлири қирғизистан вә русийәдә өткүзүлгән “өлмәс полк” намайишидин орун алди
2019.05.09

Бүгүн, йәни 9-май америка, советлар иттипақи вә әнглийә қатарлиқ иттипақдаш дөләтләр армийиси 1945-йили 5-айниң 9-күни натсистлар германийәсини мәғлуп қилған, иккинчи дуня уруши явропада ахирлашқан ғалибийәт күнидур. Сабиқ советлар иттипақи дәвридә һәр йилиниң 9-май күни “улуғ вәтән урушиниң ғалибийәт күни” сүпитидә хатирилинип келингән иди. Советлар иттипақи йиқилғандин кейин униң тәркибидин парчилинип мустәқил болған мәмликәтләрдә бүгүнгә қәдәр бу күн байрам сүпитидә хатирилинип келинмәктә.
Русийәдә вә сабиқ советлар иттипақидин парчилинип мустәқил болған мәмликәтләрдә бу күн мунасивити билән “улуғ вәтән уруши” ниң ғалибийәт символи болған “өлмәс полк” намайиши өткүзүлүп келинмәктә. Мәзкур намайишниң мәқсити иккинчи дуня урушида җасарәт көрсәткән уруш қәһриманлириниң намлирини унтумаслиқ, тинчлиқни сақлап, хәлқара бирликини тәрғиб қилиштин ибарәттур.
9-Май күни қирғизистанда вә русийә федератсийәсиниң бәзи шәһәрлиридә “өлмәс полк” намайиши өткүзүлди. Намайишчилар өзлириниң “улуғ вәтән уруши” ға қатнашқан вә урушта қурбан болған әҗдадлириниң рәсимлирини көтүрүп чиқишти. Намайишқа қатнашқан оқуғучилар, яшлар вә һәр хил тәшкилатларниң вәкиллири иккинчи дуня урушида вәтини үчүн хизмәт көрсәткән, әйни вақитта “совет иттипақиниң қәһримани” дегән намларға еришкән уруш қәһриманлириниң сүрәтлирини көтүрүп намайишқа қатнашти.
Уруш қәһриманлириниң қатарида уйғур җәңчиләрдин сүлһи лутпуллайеф, дадаш бабаҗаноф, мәсим яқупоф вә шундақла әйни вақитта орден-медалларға еришкән атақлиқ кишиләрдин академик әзиз наринбайеф вә башқа қәһриманларниң сүрәтлири орун алди.
Мәзкур намайишқа қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиң рәиси артиқ һаҗийефниң башчилиқида яшлар комитетиниң әзалири паал қатнашти. Улар фашизмға қарши урушта уйғур хәлқиниң башқа хәлқләр билән бирликтә мүрини мүригә тирәп җәң қилғанлиқини, уйғур әскәрләрниң бу урушта хизмәт көрситип юқири орден вә медалларға еришкәнликини намайиш қилди.
Намайишқа қатнашқан күрәш әйса зияритимизни қобул қилип, өз тәсирати вә пикирлирини баян қилип өтти.
Намайишчилар уруш қәһриманларниң сүрәтлирини көтүрүшүп, бишкәк шәһириниң асаслиқ кочилирини айлинип, төт саәттәк йол йүрүшти. Улар намайиш җәрянида өзлириниң миллий кимликини гәвдиләндүрүш үчүн уйғур доппилирини башлириға кийивалди.
Игилишимизчә, бүгүн йәнә русийәниң новосибирск шәһиридиму намайиш болған. Бу намайишқа хәмит тохтийеф башчилиқидики уйғурларниң “вәтән” җәмийити вә униң әзалириму қатнашқан. Улар намайиш җәрянида үч нәпәр уйғур уруш қәһриманиниң сүритини көтүрүп чиққан шундақла иккинчи дуня урушиға қатнишип қурбан болғанларниң сүрәтлириниму елип чиқишқан. Улар намайиш җәрянида фашизмға қарши урушта уйғурларниңму тегишлик төһписи барлиқини, көплигән уйғур җәңчиләрниң сабиқ советлар иттипақи тәрипидин “уруш қәһримани” орденлириға еришкәнликини көрситип өткән.
Радийомиз зияритини қобул қилған сиясий пәнләрниң магистир намзати рәһимҗан һапизи фашизмға қарши урушта уйғур хәлқиниң көрсәткән тиришчанлиқлири һәмдә уйғурларниң бүгүнки еғир вәзийити вәзийити һәққидә пикир баян қилди.
Бүгүнки хатириләш күнидә йәнә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити билән қирғизистан җумһурийити “самбо” федератсийәсиниң һәмкарлиқида “ғалибийәт күни” гә беғишланған “совет иттипақиниң қәһримани” дегән унваниға еришкән уйғур җәңчиләргә атап тәнһәрикәт мусабиқиси өткүзди.