Икки йүзлимичилик билән әйибләнгән йәкән наһийәсиниң һакими әхәт сайитниң 20 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланди

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.08.05
Exet-Sayit “28-июл” елишқу қәтлиамида хитай әскәрлиридин оқ чиқармаслиқни тәләп қилған, 20 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланған йәкән наһийәсиниң һакими әхәт сайит.
Photo: RFA

“28-июл” елишқу қәтлиамида хитай әскәрлиридин оқ чиқармаслиқни тәләп қилған, йәкән наһийәсиниң һакими әхәт сайитниң 20 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланди. Материялларда көрситилишичә, униң икки йүзлимичилик билән әйиблинишигә, вәқә чиққан күни мәйдани ениқ болмаслиқ вә “террорчилар” ни қанат астиға селиш асаслиқ сәвәб болған. Вәзийәттин хәвәрдар бир кишиниң дейишичә, униң давамлиқ доппа вә канва көңләк кийип йүрүшиму, әйиблимидә миллий бөлгүнчиликкә қутритиш дәп қаралған.

Хитай тор архиплиридики материяллардин мәлум болушичә, 2005-йилидин башлап, болупму 2010-йиллириға кәлгәндә, хитай һакимийәт қатлимида алаһидә етибарға еришкән, дәсләптә қәшқәр кона шәһәргә, униңдин кейин йәкән наһийәсигә һаким болған әхәт сайитниң тәқдири, 2014-йилидики елишқу қәтлиамидин кейин, йилдин-йилға яманлашқан. 2017-Йили икки йүзлимичилик билән әйиблинип түрмигә ташланған әхәт сайит, 2021-йилдин башлап һәр йилқи “икки йүзлимичиләргә қарши идийәви күрәш” долқунида зәрбә нишанидики ғоллуқ шәхсләрдин биригә айланған. 2023-Йилиға кәлгәндә, уйғур аптоном районлуқ партком, униң исмини баш рәттә атап туруп, мәхсус тәнқид мақалиси елан қилған; мақалида, униң исми илгири кечиктүрмә өлүм җазаси берилгән сабиқ маарип назири саттар савут билән янму ян тилға елинған.

“икки йүзлимичи әхәт сайиттин чеграни айриш” мәзмунидики бу мақалида әхәт сайит, “қара нийәт, һийлигәр, тәкәббур вә өзгәрмәс икки йүзлимичи” дәп сүпәтләнгән.

Вәзийәттин хәвәрдар, өз исмини ашкарилашни халимайдиған бир кишиниң инкас қилишичә, әхәт сайит әйни чағда, хитай әскәрлирини оқ чиқармаслиққа чақиришини, гөрүгә елинған икки әмәлдарни қоғдаш үчүн дәп чүшәндүргән вә бу чүшәндүрүш тоғра көрүлгән. Әмма 2017-йилиға кәлгәндә, униң бу чүшәндүрүшигә гуман билән қаралған вә вәқә чиқарғучиларни қанат астиға елиш дәп чүшинилгән.

Вәқәдә гөрүгә елинған вә хитай әскәрлириниң қара-қоюқ оқида өлгән ғулам тохти вә абдуғени турсунниң аилә-тавабиатиму, шу чағдила, бәзи даириләрниң әхәт сайитниң мәзкур чүшәндүрүшигә гуман билән қариғанлиқидин бешарәт бәргән иди.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң йәнә баян қилишичә, 2017-йилдики “икки йүзлимичиләргә зәрбә бериш” һәрикитидә, әхәт сайитниң тутқунниң кеңийип кетишини тосушқа урунушидин башқа, көпинчә вақитларда доппа вә канва көңләк кийип йүрүшиму, кишиләрни астиртин “миллий бөлгүнчиликкә қутритиш” дәп қаралған. Йәкән наһийә базири сақчиханисиниң бир ярдәмчи сақчиси, әхәт һакимниң тутулуш сәвәблири арисида чәкләнгән бир көңләкни кийишиниңму сәвәб болғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини ейтиду.

Тордики материяллардин мәлум болушичә, әхәт сайит қәшқәр конашәһәр наһийәсигә һаким мәзгилдә, “шавгүән вәқәси” йүз бәргән. Бу, уйғур тарихидики чоң вәқә “5-июл” қирғинчилиқиға түрткә болғаниди. Вәзийәттин хәвәрдар киши, әхәт сайитниң 2009-йиллири, хитай өлкилиригә ешинча әмгәк күчлирини йоллашниң тоғрилиқини тәкитләп көп қетимлап ахбарат зиярәтлирини қобул қилған, әмма 2017-йилиға кәлгәндә, униң шу йиллири һөкүмәтни ақлап вә яқилап қилған бу сөзлириниң һечбири етибарға елинмиған; әксичә, қәйәргә қәдими тәгсә шу йәрдә чоң вәқә чиқидиған “айиғи ярашмас” киши қатарда соғуқ вә гуманий нәзәрдә қаралған.

Нәтиҗидә, у һәқтики “җинайи” пакитлар һәссиләп көпийип, “икки йүзлимичиләр” ичидики әң еғир “җинайәтчиләр” қатарида 20 йиллиқ кесиветилгән.

Қәшқәр түрмисиниң сақчи аилиликләр қорусида нөвәтчилик қиливатқан бир хадим, сабиқ һаким әхәт сайитниң 20 йиллиқ кесилгәнликини дәлиллиди.

Юқирида, икки йүзлимичилик билән әйибләнгән сабиқ һаким әхәт сайитниң 20 йиллиқ кесилгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.