Доктор аспирант ханна белгийәдики аблимит турсунниң гөрүдики аяли вә балилирини көрүп кәлгән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.10.03
ablimit-tursun-belgiye-xotun-baliliri-izdereksiz.jpg Белгийәдә яшаватқан аблимит турсун әпәндиниң аяли һөрийәт абдулла, пәрзәнтлири рәһимә(17 яш), имран(15 яш), юнус(7 яш), хәдичә(5 яш).
Ablimit Tursun ependi teminligen

Белгийәдики аблимит турсун гөрүдики аяли вә балилиридин давамлиқ әндишә қилмақта

1-Өктәбир күни фирансийә ахбарат агентлиқи, мәркизи ахбарат агентлиқи вә белгийәдә фирансузчә чиқидиған “һөррийәт” гезити қатарлиқ таратқуларда белгийәдә панаһлиниватқан аблимит турсунниң үрүмчидики аилисиниң хитай даирилириниң тәһдити астида қалғанлиқи қайтидин хәвәр қилинди.

Аблимит турсун әпәнди мухбирларға “аял вә балилирим өйдә назарәткә елинған, рухсәтсиз һеч йәргә баралмайду” дегән. У йәнә хитай һөкүмитиниң аяли вә балилириға һазирғичә паспорт чиқирип бәрмигәнлики һәққидә шикайәт қилған.

2017-Йили белгийәгә кәлгән аблимит турсунниң сиясий панаһлиқ илтимаси 2018-йили қобул қилинған. Әмма хитай һөкүмити униң аяли вә балилириниң паспортини беҗирип бәрмигәнлики сәвәблик у аилиси билән һазирғичә җәм болалмай кәлмәктә.

Буниңдин бир қанчә ай илгири аблимит турсун әпәнди белгийә даирилириниң уйғур дияриға икки нөвәт дипломат әвәткән болсиму, лекин уларниң аяли билән көрүштүрүлмигәнликини баян қилған иди.

Белгийә әлчиханисиниң өзлиридин панаһлиқ тәләп қилип киргән аблимитниң аял-балилирини сиртқа мәҗбурий чиқириветиши таратқуларға ашкариланғандин кейин, бу вәқә “мәсулийәтсизлик вә рәһимсизлик” дәп тәнқид қилинған иди. Әйни вақитта белгийә ташқи ишлар министирлиқиниң белгийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисини ақлап, белгийәниң кичик бир дөләт икәнлики, бу бир аилини дәп хитайниң чишиға тегишкә җүрәт қилалмайдиғанлиқини билдүргәнлики ашкариланған иди.

Бу иш сайлам мәзгилигә тоғра кәлгән болғачқа уйғур мәсилиси белгийәдә бирдинла дөләтлик мәсилигә айланған. Белгийә ташқи ишлар министирлиқи белгийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисини ақлап, белгийәниң кичик бир дөләт икәнлики, уларни дәп хитайниң чишиға тегишкә җүрәт қилалмайдиғанлиқини билдүргән иди.

Аблимитниң аилисини әлчиханидин чиқириветиш буйруқи белгийә ташқи ишлар министирлиқидин берилгән

Аблимит турсунниң парчиланған аилисиниң қайтидин җәм болуши үчүн униңға ярдәм қилип келиватқан берюссел һөррийәт университетиниң профессори ванесса франгивел ханимдин аблимит турсунниң аилиси мәсилисидә илгириләш бар-йоқлуқини соридуқ. У бәзи өзгиришләрниң барлиқи һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.

Аблимитниң аяли вә балилирини белгийә әлчиханисидин қоғлап чиқириш қарарини кимниң бәргәнлики, бу сәтчиликтә кимниң мәсулийити барлиқи соралғанда белгийә ташқи ишлар министири хәндс: “аблимитниң аяли вә балилирини белгийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисидин қоғлап чиқириш буйруқи берюсселдин кәлгән, йәни белгийә ташқи ишлар министирлиқи буниңға иҗазәт бәргән,” дәп җаваб бәргән. Ташқи ишлар министири хендс йәнә әйни вақитта әлчихана үчүн буниң ақиланә қарар болғанлиқини билдүрүп, адәттә белгийәниң чәтәлләрдики әлчиханисидин панаһлиқ тиләшкә болмайдиғанлиқи, пәқәт белгийә чеграси ичидила панаһлиқ тилигили болидиғанлиқини баһанә қилип көрсәткән.

Венисса ханимниң тәкитлишичә, белгийә ташқи ишлар министири парламент әзалириға өзиниң қарарини йоллуқ көрситиш үчүн хитай тәрәпниң аблимит вә униң аялини “җинайәт гумандари” дәп көрсәткәнликини баян қилған икән.

Ташқи ишлар министири парламент әзалириға йәнә “униң үстигә аблимитниң аяли әслидә хитай һөкүмити тәрипидин тәкшүрүлүватқан җинайәт гумандари икән,” дегән. У гәрчә зади немә сәвәбтин тәкшүрүлүватқанлиқи һәққидә ениқ билмисиму, әмма хитай даирилириниң униң өйидин бәзи җинайәт пакитлириниң тепилғанлиқини тилға алғанлиқини билдүргән. Бу пүтүнләй ялған, әлвәттә. Билгинимиздәк бу хитайниң әнәниви төһмәт усули.

Венисса йәнә бу мәсилидә йеқинда йәнә бир йеңилиқ бар дәп сөзини давам қилди: “йеқинда ‛ла лебра‚, йәни белгийәдики фирансузчә ‛һөррийәт‚ гезити 28-сентәбир аблимитниң аилиси һәққидә узун бир парчә мақалә елан қилинди. Әслидә мақалидә ейтилған учурларни мениң достум, доктор аспирант ханна бурдуф тәминлигән болуп, у өткән ай үрүмчигә берип, мәхсус аблимитниң аяли вә балилири билән көрүшүп кәлгән иди. Униң ейтишичә, аблимитниң аяли вә балилири гәрчә лагерда болмисиму, әмма йәнила қатму-қат назарәт вә бесимлар астида наһайити еғир әндишә ичидә яшаветипту. Қизиқ йери бу мақалә ‛һөррийәт‚ гезитидә елан қилинған күнниң өзидә хитайниң белгийәдики әлчиси ‛һөррийәт‚ гезитигә икки бәтлик хәт йезип наразилиқ билдүргән. У аблимит вә мухбирниң дегәнлирини ялғанға чиқарған һәмдә мәһәллә комитетиниң аблимитниң аялини назарәт қиливатқанлиқини ақлап, ‛мәһәллә кометидики кадирлар йолдиши ташливәткән бу аилигә нәрсә керәк, совғатларни елип уларниң өйигә йоқлап киргән, ‚ дегән икән. Хитай әлчиханиси бу хил хәтләрни бир әмәс, бәлки бир қанчә ахбарат орунлириға тәңла әвәткән икән.”

Ханна: “бу аилиниң бу әқивәткә қелишиға белгийә һөкүмити җавабкар”

Сентәбирдә үрүмчигә берип аблимитниң аяли вә балилири билән көрүшүп кәлгән әнглийә ню-касел университетиниң доктор аспиранти ханна бурдоф ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң аблимит турсунниң аяли вә балилири билән қандақ көрүшкәнлик җәрянини аңлатти: “мән илгири бир мәзгил хитайда турған, уйғур тили өгиниш үчүн уйғур дияриғиму бир нәччә қетим барған идим. Аблимит турсунниң һекайисини ахбаратлардин сирт, аблимитқа ярдәм қиливатқан достум вениссадин аңлиған идим. Шуңа бу нөвәт үрүмчигә бериш пурситимдә аввал аблимиттин мәслиһәт алдим. Өйиниң орни, мәһәллә муһити, көзитилиш әһваллирини игилидим. Бу нөвәт барғинимда үрүмчидики телефон тәкшүрүш понкитлири вә тосуқлири бултурқидин азлапту. Қаримаққа контроллуқ бир аз бошиғандәк туриду. Мән аблимитниң аяли билән көрүшүштин илгири бир күн мәхсус адрес бойичә кочини, мәһәллини вә кириш чиқиш ишиклирини һәмдә пос вә камераларниң орунлирини көзәттим. Тәйярлиқ билән иккинчи қетим барғинимда йүз тонуш системиси арқилиқ пәқәтла ичидин ачқили болидиған мәһәллиниң дәрвазисидин кирдим. Йәни бириниң ишикни ечип чиқиши әснасида мәнму қоруниң ичигә киривалдим. Аблимитниң чүшәндүрүп қойғини бойичә бинаниму асанла таптим, тәлийимгә бинаниң қаравули у чағда арам вақти болса керәк, бир қолида тамака, йәнә бир қолида телефонини тутуп сөзлишиветиптикән, униң анчә диққәт қилмиған пәйтидә бинағиму оңушлуқ киривалдим. Бинаниң кодлуқ ишикиниң ечилишини сақлап турдум вә охшашла бириниң чиқишида мән ичигә кирдим вә бинаниң қәвәтлиригиму оңушлуқ чиқтим. Ахири ишик чәктим, өйдә аблимитниң аяли вә балилири бар икән. Өзүмниң аблимитниң дости икәнликимни, уларни көргили кәлгинимни ейттим, улар бәкму һәйранлиқ билән қарши алди.”

Соал: аблимитниң аяли билән қанчә вақит сөһбәтләштиңиз, униң әң чоң әндишиси немә икән?

Ханна: гәрчә уларниң өйидә икки саәт вақит өткүзгән болсамму, әмма сөһбитимиз җәрянида аблимитниң аяли наһайити көп йиғлиди, еғир роһий бесимда қалғанлиқи көрүнүп туриду. Улар аилисигә нәзәрбәнд қилинған болуп, туруватқан шәһәрдин чиқип кетәлмәйдикән. Башқилар уларни лагерда әмәскән, әһвали яхшикән дәп ойлиши мумкин, әмма мениң һес қилғиним-әмәлийәттә нәзәрбәткә елиниш техиму зор қорқунч иш. Чүнки давамлиқ йәнә немә болидиғинини, қачан тутуп кетидиғанлиқини билмәй давамлиқ әнсизликтә яшайсиз. Аблимитниң аяли мәһәллә комитети вә сақчилар тәрипидин өзиниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилидиған материял сақлиғанлиқиға даир қәғәзләргә қол қоюшқа мәҗбурлинип, бесимға учрайдикән. Әмма у қол қоюшни қәтий рәт қилип келиветипту. У бу хил қорқунч ичидә яшаватқиниға 3 айдин ешипту. Униң әң зор әндишиси балилиридин айрилип қелиш икән. Аблимитниң аяли наһайити меһрибан вә мулайим аял икән, у йәнә наһайити чидашлиқ икән. У бу зулум вә җапаларға бәрдашлиқ бериветипту, әмма мән униң бу еғир роһий бесимға йәнә қанчилик бәрдашлиқ берилишини билмәймән. Қаттиқ роһий бесимда униң җисмиму аҗизлап кәткәндәк көрүниду. Мән барғанда у өзиниң миҗәзи йоқ болуп қалғанлиқини ейтти.

Соал: ханна ханим, бу зиярәткә тәвәккүл қилишиңизға түрткә болған нәрсә немә?

Ханна: билимән, мениң уларниң әһвалини өзгәртишкә яки уларни елип келишкә қурбум йәтмәйду. Аблимит өйигә берип улар билән көрүшәлмигән әһвал астида мениң имканийитим болғандикин уларни көрүп, аблимитниң салимини йәткүзүп, уларға илһам вә үмид беғишлашни тоғра көрдүм.

Аблимитниң аяли маңа “бейҗиңдин қайтип кәлгән бу 3 айда немиләрни баштин кәчүргинимни башқилар тәсәввур қилалмайду,” дәп йиғлап кәтти. Улар бейҗиңдики белгийә әлчиханисиға киргәндин кейин бу ақивәткә қалған. Буниңға белгийә һөкүмити биваситә җавабкар дәп қараймән. Улар әлчиханиға киргәндин кейин һазирқидәк әһвалға йүзләнди. Белгийә һөкүмити вә хәлқара җәмийәт уларниң вәзийитиниң җиддийликини тонуши вә мәсулийәт билән инкас қайтуруши керәк, дәп ойлаймән.

Ханна: “хитайниң инкасиниң әһмийити йоқ, чүнки мән өз көзүм билән көрдүм”

Соал: аблимитниң аялини зиярәт қилғиниңиз һәққидә “һөррийәт” гезити елан қилған мақалигә хитайниң қайтурған инкасидин хәвириңиз барму?

Ханна: “бар, ‛һөррийәт‚ гезити басқан мәзкур хәвәрни язған мухбириниң дейишичә, хитай әлчиханиси мениң үрүмчидә аблимитниң аяли билән көрүшкинимни ялған дәпту, қизиқ йери адәттә улар чәтәлликләрниң уйғур дияридики һәрикитини, нәгә барғинини көзитип вә сорап туриду. Һәтта кәйнимизгә сақчи селип қойиду. Рәсим видийолиримизни көрситип туруп агаһландуриду. Бу нөвәт әксичә мениң аблимитниң аилисини зиярәт қилғинимни ‛ялған‚ дәпту. Маңа уларниң қандақ инкас қайтурушиниң әһмийити йоқ, муһими уларни өз көзүм билән көрүп кәлдим. Уларму бәк хушал болди.

Аблимит турсун әпәнди 2-өктәбир қайта зияритимизни қобул қилғанда ханна ханимниң униң аяли вә балилириниң әһвалини көрүп кәлгәнликидин миннәтдар икәнликини билдүрди. Әмма у белгийә һөкүмитиниң мәсулийәтсизлики түпәйлидин хитайниң тәһдити астидики аяли вә балилириниң тәқдиридин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.