Австралийә һөкүмити сиднейдики уйғурларға қандақ ярдәм қилиш тоғрисида пикир алған

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.10.17
Австралийә һөкүмити сиднейдики уйғурларға қандақ ярдәм қилиш тоғрисида пикир алған “STARTTS” идариси билән йеңи җәнубий велис штати һөкүмити, австралийә көчмәнләргә ярдәм қилиш тәшкилати вә австралийә уйғур җәмийити бирликтә өткүзгән чоң паалийәттә “STARTTS” ниң мәсули сөзлимәктә. 2022-Йили 15-өктәбир, австралийә.
RFA/Erkin Tarim

Сиднейдики уйғурлардин соал сораш арқилиқ, хитайниң елип бериватқан зулуми вә уйғур елидә қиливатқан җинайи қилмишлири вә миллий қирғинчилиқиниң чәтәлдә яшаватқан уйғурларға омумән қилип ейтқанда охшаш тәсир көрсәткәнлики йәкүнләнгән.

10-Айниң 15-күни “австралийә йеңи җәнубий велис штатиниң роһий вә җисманий зиянкәшликтин қутулуп қалғучиларға ярдәм қилиш вә уларни сақайтиш мулазимити”, йәни инглизчә “старттс” дәп аталған идарә билән йеңи җәнубий велис штати һөкүмити, австралийә көчмәнләргә ярдәм қилиш тәшкилати вә австралийә уйғур җәмийити бирликтә чоң паалийәт өткүзгән. Мәзкур паалийәттә “австралийә йеңи җәнубий велис штатиниң роһий вә җисманий зиянкәшликтин қутулуп қалғучиларға ярдәм қилиш вә уларни сақайтиш мулазимити” хадимлири сиднейдики уйғур җамаәтчиликидин қандақ ярдәмләрни қилидиғанлиқи яки қандақ ярдәмләрни қилиши керәклики қатарлиқлар тоғрисида 24 соал сориған.

Бу паалийәт тоғрисида зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийи ички ишлар комитети рәиси бәхтияр бөрә әпәнди мундақ деди: “бу паалийәттә ‛австралийә йеңи җәнубий велис штатиниң роһий вә җисманий зиянкәшликтин қутулуп қалғучиларға ярдәм қилиш вә уларни сақайтиш мулазимити‚, йәни ‛старттс‛тәшкилатиниң мәсуллири вә мутәхәссисләри сөз қилди. Булардин сирт сиднейда яшаватқан йүздин артуқ шәрқий түркистанлиқ қатнашти. Австралийә уйғур җамаитигә вакалитән уйғур җәмийитиниң баянатчиси мәһмәт җәләпчи әпәнди сөз қилди”.

Бәхтияр бөрә әпәнди бу паалийәтниң мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу қетимқи бу паалийәтниң мәқсити болса, сиднейдики уйғурлар билән ‛страттс‚ниң мәсуллири вә мутәхәссислири бирликтә олтуруп, сөһбәт өткүзүп, уйғурларниң ‛страттс‚тин немиләрни күтидиғанлиқи һәққидә мәлумат игиләш, уйғурларниң дәрдини аңлаш, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң австралийәдики уйғурларға роһий, җисманий вә иқтисадий җәһәттин көрсәткән тәсири қатарлиқларни уқуш, ахирида бу тоғрилиқ доклат тәйярлап һөкүмәткә сунуш, һәмдә уйғурларға қайси җәһәтләрдин ярдәм қилишни бәлгиләп чиқишни мәқсәт қилған. Мушу бойичә уйғурлардин сораш үчүн 17 бәтлик соал тәйярлиған. 100 Әтрапида киши 8 гуруппиға айрилип 24 соалға җаваб бәргән болди. Буниңда асасий җәһәттин уйғурларниң һазирқи кәйпияти, зулум кәлтүрүп чиқарған азабларниң қайси дәриҗиләргә барғанлиқи, бу роһий азабтин қутулуш үчүн ‛старттс‚ билән австралийә һөкүмитиниң немә қилип бериши керәклики тоғрисидики соалларға җаваб берилди”.

“STARTTS” идариси билән йеңи җәнубий велис штати һөкүмити, австралийә көчмәнләргә ярдәм қилиш тәшкилати вә австралийә уйғур җәмийити бирликтә өткүзгән чоң паалийәттин корунуш. 2022-Йили 15-өктәбир, австралийә.

Бәхтияр бөрә әпәнди уйғурларниң 24 соалға бәргән җаваби тоғрисида мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “юқиридики 8 гуруппа бәргән җавабларни һәр гуруппиға вакалитән бир киши хуласиләп сәһнигә чиқип оқуп бәрди. Бу йәрдә әң муһим болғини 100 уйғурниң 24 соалға бәргән җавабиниң 98 пирсәнти бир-биригә наһайити йеқин яки охшаш чиқти. Буниң нәтиҗисини аңлиған ‛старттс‚ниң мәсуллири сөз қилип, демәк хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан зулуми, шәрқий түркистанда қиливатқан җинайи қилмишлири вә миллий қирғинчилиқи чәтәлдә яшаватқан уйғурларға омумән охшаш тәсир көрситипту. Һәқиқәтән уйғурлар охшаш дәриҗидә азаб вә роһий бесимға учрапту, дегән хуласигә кәлгәнликини, буни хуласиләп бир доклат тәйярлап һөкүмәткә сунидиғанлиқини, уйғурларға ярдәм қилиш пилани түзидиғанлиқини ейтти”.

Австралийә уйғур җәмийитиниң баянатчиси мәһмәт җәләпчи әпәнди зияритимизни қобул қилип, “старттс” билән бу йиғинни уюштурушниң уйғурлар үчүн зор пайдиси болидиғанлиқини тәкитлиди.

Паалийәт “үмид уйғур” мәктипиниң балилириниң сәнәт номурлирини көрситиши билән ахирлашқан.

“австралийә йеңи җәнубий велис штатиниң роһий вә җисманий зиянкәшликтин қутулуп қалғучиларға ярдәм қилиш вә уларни сақайтиш мулазимити”, йәни “старттс”, нәччә йиллардин буян шәхсләргә вә австралийә уйғур җәмийити арқилиқ уйғурларниң роһий азаблардин қутулуши үчүн ярдәм қилип кәлгәниди. Болупму йеқинқи йиллардин буян иқтисадий ярдәм арқилиқ диний дәрсләрни өтүш, яшларни тәрбийәләш, шундақла аялларға тикиш вә лайиһиләш курслирини ечиш қатарлиқ ярдәм хизмәтлирини қилип келиватқан икән. Бу һәқтә мәзкур паалийәткә зор күч чиқарған австралийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси гүлмирә зунун ханим мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.