Лагер шаһитлири: “уйғур қизлирини хитайлар билән тойлаштуруш еланлириниң кәйнидә хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитайлаштуруш сиясити мәвҗут”

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2025.02.13
uyghur-xitay-toylishish-toy-nikah Уйғур қизлириниң хитай әрлиригә ятлиқ қилиниш долқуни арқисидики сирлар
Photo: RFA

Уйғур қизлирини хитайларға тонуштуридиған “лайиқ тонуштуруш” орунлириниң еланлири йеқиндин буян хитайниң тик-ток, йәни довйин қатарлиқ иҗтимаий таратқулирида барғанчә көпәймәктә.

Бу еланларниң бәзилиридә, әгәр уйғур қизлири разилиқ бәрсила, хитай өлкилиридин кәлгән хитай бойтақ әрлириниң той қилишқа тәйяр икәнлики, никаһ рәсмийәтлириниң әң қисқа вақит ичидә беҗирилидиғанлиқи вә бундақ бир җүпләрниң дөләтниң һәр хил етибар сиясәтлиридин бәһримән болидиғанлиқи вәдә қәйт қилинған.

Бундақ син көрүнүшлириниң бәзилиридә, хитайлар билән тойлашқан уйғур қизлириниң той-мәрикилириниң уйғурчә өткүзүлгәнлики көрситилсә, йәнә бәзилиридә тойи болған уйғур қизиниң хитайчә кийиндүрүлүп, хитайчә тәхтираванға олтурғузулуп көчүрүлгәнлики көрситилгән.

Америкадики уйғур паалийәтчилиридин лагер шаһити зумрәт давут ханим, бу хилдики син филимлирини фейсбук қатарлиқ иҗтимаий тартқуларға әң көп йоллиғучиларниң биридур. Униң билдүрүшичә, нөвәттә уйғур елиниң һәрқайси җайлирида уйғур қизлирини хитай әрлиригә тонуштуридиған бу хилдики “лайиқ тонуштуруш орунлири” тезликтә көпәймәктикән. Униң тәкитлишичә, “лайиқ тонуштуруш орунлири” ниң тордики еланлирида йәнә, хитайлар билән тойлашқан уйғур қизлириниң той рәсмийәтлириниң әң қисқа вақит ичидә беҗирилидиғанлиқи вә һөкүмәтниң һәр хил етибар сиясәтлиридин бәһримән болидиғанлиқи тәшвиқ қилинмақта икән.

“довйин” қатарлиқ иҗтимаий таратқу супилирида тарқалған син көрүнүшлиридә йәнә, уйғур қизлириниң хитай әрлиригә тегиши вә уйғур йигитлириниң хитай қизлири билән өйлинишигә милләт пәрқиниң тосалғу болалмайдиғанлиқи тәшвиқ қилинған.

12-Феврал күни “довйин” да тарқалған бир син көрүнүшидә, өзини ақсудики мәлум “лайиқ тонуштуруш орни” ниң хадими дәвалған бирәйлән, уйғурлар билән хитайларниң йемәк-ичмәк адитидики пәрқләрни баһанә қилип, уйғур қиз-йигитлириниң хитайлар билән тойлишишиға наразилиқ инкаслири язғанларни әйиблигән. У һәтта тәһдит қилип, исимсиз йезилған бундақ наразилиқ инкаслириниң тәкшүрүлидиғанлиқи вә бундақ кишиләрниң қануний җавабкарлиқи сүрүштә қилинидиғанлиқини билдүргән.

Голландийәдики уйғур паалийәтчилиридин лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимниң қаришичә, уйғур қизлирини хитай әрлиригә тонуштуруш хизмитини беҗиридиған аталмиш “лайиқ тонуштуруш” орунлириниң көпийишиниң арқисида, хитай һөкүмитиниң “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш” намидики “уйғурларни хитайлаштуруш” сиясити рол ойнимақта икән.

У өзиниң 2017-2018-йиллири хитайниң үрүмчидики йиғивелиш лагерида оқутқучи болуп ишләватқан мәзгилидики әһвалларни әсләп, әйни чағда өзиниң хитай билән мәҗбурий той қилған бир уйғур қизиниң тойиға шаһит болғанлиқини билдүрди.

Қәлбинур ханим, гәрчә әйни чағда қизниң ата-аниси көрүнүштә бу тойға рази болғандәк қилсиму, әмма уйғурларни “диний ашқунлуқ” вә “миллий бөлгүнчилик” қалпиқи билән йиғивелиш лагерлириға қамаш әвҗ алған бу йилларда уйғурларниң өз наразилиқини ипадилиши мумкин әмәс икән.

Исраилийәдики хитай язғучи таң дәнхоң ханимниң билдүрүшичә, аталмиш “лайиқ тонуштуруш орунлири” ниң бу хил той еланлирида вә “уйғур-хитай арилашма той” ини тәшәббус қилидиған син көрүнүшлиридә, хитай һөкүмитиниң наһайити ениқ һалдики тәшвиқат түси ипадиләнмәктә икән.

Таң дәнхоң ханимниң билдүрүшичә, бу хитай тарихида көп қетим йүз бәргән хитай болмиған милләтләрни өзигә қошувелиш вә сиңдүрүветиш сияситиниң йеңичә услуби болуп, ши җинпиң дәвридә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш” урунушиниң бир өрникигә айланған.

Униң билдүрүшичә, буниңда йәнә хитай нопусида көрүлүватқан әр-аяллар нисбитидики тәңпуңсизлиқ амилиму муһим сәвәбләрниң бири болмақтикән. Илгирики йилларда йолға қоюлған “пиланлиқ туғут” сиясити сәвәбидин хитай нопусида әр-аяллар нисбитидә еғир тәңпуңсизлиқ көрүлгән. Бундақ әһвалда хитай һөкүмәт даирилири бойтақ қалған хитай әрлириниң уйғур, тибәт вә башқа аз санлиқ милләт қизлири билән өйлинишини тәшәббус қилишқа башлиған, шундақла буни хитай нопусини көпәйтиш вә тәңпуңлаштурушниң васитиси қилмақчи болған.

Һалбуки, зумрәт давут ханимниң қаришичә, уйғур қизлирини хитай әрлиригә тойлаштурушни мәқсәт қилған бу хилдики “лайиқ тонуштуруш” орунлириниң көпийишидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни нишан қилған “мәҗбурий хитайлаштуруш” сияситидин башқа йәнә, нөвәттә хитайда барғанчә начарлишиватқан иқтисадий вәзийәт вә уйғурларға қаритилған сиясий бесимларму сәвәб болмақтикән.

Униң билдүрүшичә, хитайниң еғир сиясий бесимидин қутулуш вә тирикчилик ғемини һәл қилишниң һәләкчиликидә тепирлаватқан уйғурлар үчүн башқа таллаш йоқ болуп, амалсизлиқ ичидә хитай һөкүмитиниң бу чәктин ашқан миллий хорлуқлириға сүкүт қилишқа мәҗбур болмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.