Мутәхәссисләр уйғурларниң тарихтин буян хитайлар билән той қилиш әнәниси барлиқини рәт қилди
2025.02.10

Хитай иҗтимаий пәнләр академийәси чегра тәтқиқат орни ишханисиниң мудири вә тәтқиқатчиси лу венли йеқинда “хитай хәвәрлири тори” ниң мәхсус зияритини қобул қилғанда дегән сөзидә, уйғур вә хитай қатарлиқ һәр қайси милләтләрниң бир-бири билән мәдәнийәт алмаштуруш, сода-алақә қилиш, той қилиш вә башқа паалийәтләр арқилиқ өзара тәсир көрсәткәнликини, буниң “җуңхуа милләтлириниң бир гәвдигә айлиниши” ни чүшинишниң ачқучи икәнликини билдүргән. Һалбуки уйғур тарихи вә мәдәнийәтни тәтқиқ қилидиған мутәхәссисләр лу венлниң пикирлирини кәскин рәт қилип, бундақ қарашниң тарихи пакитларға уйғун әмәсликини, бәлки униң дәл хитайниң ирқи қирғинчилиқ вә ассимилятсийә сиясити үчүн хизмәт қилидиғанлиқини көрсәтти.
Лу венли мундақ дегән: “шинҗаңни мисалға алсақ, тарихта мәйли наһийәләргә әмәлдарларни әвәтиш болсун, әскәрләрни ишлитип деһқанчилиқ қилиш яки чеграни қоғдаш үчүн болсун, буларниң һәммиси мәркизи һөкүмәтниң башқурушида болған. Һәр қайси милләт вә гуруппилар мәдәнийәт алмаштуруш, никаһ (той қилиш) арқилиқ бирлишиш, сода вә башқа паалийәтләр арқилиқ ‛өзара тәсир көрситиш‚ әндизисини шәкилләндүргән. ‛өзара тәсир көрситиш‚ болса тарихта хитайдин башқа милләтләрниң хитай билән той қилиш, сода-алақә қилиш, өзара ярдәм бериш арқилиқ намаян қилинған тоғра йөнилишидур. Бу җуңхуа милләтлириниң бирликкә кәлгән шәкиллинишини чүшинишниң ачқучидур”.
Түркийә һаҗәттәпә университети тарих факултетиниң дотсенти, әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәм лу венлиниң юқиридики пикирлирини кәскин рәт қилип мундақ деди: “лу венлини тарихни пүтүнләй бурмилиған. Тарихта уйғурлар билән хитайниң той қилиши омумлашқан әмәс. Әгәр омумлашқан болса уйғурлар һазирқи мәдәнийити вә кимликини сақлап қалалмайтти. Җуңхуа миллити дегән уқум 20-әсирниң бешида оттуриға чиққан болуп, бу пәқәт хитайларни өз ичигә алған”.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң пирофессори алимҗан инайәт әпәнди лу венлиниң пикирниң һеч бир асаси йоқлуқини көрситип мундақ деди: “тарихта уйғурларниң хитай яки манҗулар билән той қилиш әһвали йоқ дейәрлик. Лу венлиниң көз қарашлири тарихи пакитларға уйғун әмәс. Бу хитайниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған сиясий көз қараш. Хитай һакимийити уйғурлар билән хитайларни той қилишқа мәҗбурлаватиду вә тәшвиқ қиливатиду. Мәқсити болса уйғурларни ассимилятсийә қилип түгитиш”.
Лу венли йәнә мундақ дегән: “манҗу императори нурхач “манҗу-хән бир гәвдилишиш” уқумини илгири сүрүп хитай тарихидики “бүйүк бирлишиш” вәзийитини техиму мустәһкәмлиди. Бир гәвдилишиш сияситиниң йолға қоюлуши ‛өзара тәсир көрситиш‚ әндизисиниң шәкиллинишигә техиму төһпә қошти; җуңхуа милләтлири ортақ еңиниң тәрәққиятини шәкилләндүрди вә илгири сүрди. Өзара пикир алмаштуруш җәрянида, манҗу, моңғул, уйғур, хитай, туңган вә башқа мәдәнийәтләр бир-биригә чоңқур сиңип кәткән болуп, улар бирликтә җуңхуа мәдәнийитиниң бир қисмини шәкилләндүрди”.
Истанбул бәйкәнт университетиниң оқутқучиси, уйғур академийәси вәхписиниң рәиси, индиана университети (Indiana University) ниң тәтқиқатчиси доктор мәғпирәт камал ханим лу венлиниң юқиридики пикрини рәт қилип мундақ деди: “тарихи вә әдәбий әсәрлиримиздики пакитлар лу венлиниң юқиридики пикрини ағдуруп ташлайду. Тарихтики ипархан вә нузугумниң иш излири буниңға яхши мисал болалайду. Һазир уйғур аялларни хитай билән мәҗбурий той қилғузуш арқилиқ хитайниң уйғурларни хорлиши вә дәпсәндә қилиши чекигә йәтти. Бу хитайниң уйғурларни пүтүнләй йоқ қилишни мәқсәт қилғанлиқиниң ипадисидур”.