Америка һөкүмити уйғурларға қандақ ярдәм қилалайду?
2020.08.06
Бу йил 28-июл, американиң даңлиқ таратқулиридин бири болған вокс медияси (VOXMEDIA) да “американиң уйғурларға ярдәм қилишиниң бәш қәдәм басқучи” намлиқ бир мақалә елан қилинған болуп, униңға йәнә “уйғур кризисиға көңүл бөлүшниң виҗданий тәхирсизлики” намлиқ 47 минутлуқ подкәст илавә қилинған.
Мақалидә мундақ дейилгән: “хитай бир қанчә йилдин бери уйғур мусулманлирини системилиқ һалда бастуруватиду. Милйонлиған уйғурлар ‛қайта тәрбийиләш мәркизи‚ гә қамалди. У йәрдә улар тән җазаси, җинсий хорлуқ, аялларни туғмас қиливетиш, балиларни ата-анисидин айриветиш, меңә ююш қатарлиқ җинайәтләрни давамлаштуруп кәлди. Трамп һөкүмити һазирдин башлап уларни тохтитишқа атлиниши керәк.”
Мақалидә көрситилишичә, америка президенти доналд трамп “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ға имза қойғандин кейин, уйғур диярида кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи шәхсләргә вә ширкәтләргә җаза йүргүзүлгән болсиму, көплигән паалийәтчиләр вә көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайға бесим ишлитиштә булар техи йетәрлик әмәскән. Америка уйғурлар мәсилисидә хитайға йетәрлик бесим қилиш үчүн төвәндики бәш қәдәм басқучини бесиши керәк икән.
Биринчидин, хәлқара билән бирлишип, уйғурларға ярдәм қилиш. Америка хәлқарадики иттипақдашлири билән һәмкарлишип, уйғурлар мәсилисидә хитайға дипломатийә вә иқтисад җәһәттин бесим қилиши керәк икән. Көзәткүчиләрниң қаришичә, фирансийә, германийә қатарлиқ явропа әллири вә японийә қатарлиқ асия әллири бу иттипаққа чоқум киридикән. Америка бу бирлик сәпниң алдида маңидикән, қалған дөләтләр хитай билән биваситә тоқунушмай, американиң арқисида туруп қоллап бәрсила болидикән.
Иккинчидин, хитайниң иқтисадиға еғир зәрбә бериш арқилиқ уни яман нийитидин яндуруш. Сиясәтчиләрниң қаришичә, һәддидин ашқан хитайниң пәйлини яндуридиған муһим тәдбирдин бири униң иқтисадиға зәрбә бериш, шундақла бу иқтисадтин ярдәм алидиған хәтәрлик техникилирини чәкләш икән. Уйғурларни қул ишчи қилип ишлитишни тосуш, хитайниң уйғурларни кәң көләмлик назарәт қилиши вә бастурушиға қулайлиқ яритидиған техникларни чәкләш, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишқа четишлиқ хитай әмәлдарлирини давамлиқ җазалаш, хитайниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпек мусабиқиси өткүзүшигә қарши туруш қатарлиқ чарә-тәдбирләрму хитайниң иқтисадиға зәрбә бериш ролини ойнайдикән.
Америкада турушлуқ паалийәтчи илшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохтилип, “америка ғәрб әллири билән бирлишип, хитайға иқтисадий җәһәттин әҗәллик зәрбә бериши керәк,” деди.
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, америка башчилиқидики хәлқара җәмийәтниң хитайниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисини өткүзүшигә бирликтә қарши туруп, уни әмәлдин қалдуруши вә бу тәдбирни бу йилниң ахириғичә әмәлгә ашуруши наһайити муһим икән.
Үчинчидин, америка қолға чүшүргән ахбаратлар арқилиқ хитайниң намини сеситиш. Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай уйғурларға қарши бундақ қәбиһ һәрикәтләрни чәт районда, кишиләрниң көзидин йирақ йәрдә елип барғачқа мәқситигә йетәлигән; 2017-йилиға кәлгәндә андин бу қорқунчлуқ җинайәт ашкарилинип, хитайға болған бесим күчийишкә башлиған. Америка өзиниң қолидики ахбарат вә башқа доклатларни үзлүксиз елан қилиш арқилиқ уйғур елидики җинайәтниң нәқәдәр қәбиһ вә қабаһәтлик икәнликини ашкарилап, дуня җамаәтчиликиниң бу мәсилигә болған диққитини җәлп қилип туруши керәк икән. Америка хадимлири хитайда қарши елинмиғачқа бу һәқтики ахбаратларни топлаш наһайити тәс болсиму, америка бир амал қоллинип бу мәсилини һәл қилалайдикән. Һөкүмәт арқилиқ хитайниң намини сеситиш тәдбири смвол характерлик иш әмәс, бәлки хитайға бесим ишлитишни нишан қилидиған һәрикәт икән.
Төтинчидин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитайға қарши туруш. Америка президенти доналд тирампниң ташқи сиясити бойичә болғанда, америка бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики ишларға мумкинқәдәр азрақ қатнишиши керәк. Сиясәтчиләрниң қаришичә, америка әгәр хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқини тосуп қалимән десә доналд трампниң бу сияситини өзгәртиши керәк икән. Хитай б д т хәвпсизлик кеңишидики даимий әза бәш дөләтниң бири, йәнә келип, хитайниң бир вәкили б д т кишилик һоқуқ кеңишидә вәзипигә тәйинләнгән. Әгәр америка б д т ға қайтип келип, хитайниң б д т ни хитай үчүн гәп қилидиған бир орган қиливелишиға қарши турмиса, б д т арқилиқ хитайға бесим қилалмайдикән.
Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, америка гәрчә б д т кишилик һоқуқ кеңиши вә дуня сәһийә тәшкилатидин чиқип кәткән билән, башқа органлирида йәнила өз ролини җари қилдуруватқан болуп, б д т да уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ йиғин чақириш, ғәрб әллиригила әмәс, әрәб-ислам әллиригиму уйғурлар тоғрулуқ һәқ тәрәптә турушқа һәйдәкчилик қилиш имканийәтлиригә игә икән.
Канадада турушлуқ паалийәтчи мәмәт тохти әпәнди юқириқи тәдбирләрниң һәммисиниң муһимлиқини, әмма һазир уйғурларға йүргүзүлүватқан җинайәтниң ирқий қирғинчилиқ җинайити икәнликини рәсмий бекитишниң әң муһимлиқини оттуриға қоюп: “аввал янғинни өчүрүш, йәни ирқий қирғинчилиқни тохтитиш, қалған тәдбирләрниму қоллинип, ашу мәқсәт үчүн хизмәт қилдуруш керәк,” деди.
Илшат һәсән әпәндиму, америка әгәр уйғурларға ярдәм қилимән десә уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини тохтитиш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүш лазимлиқини билдүрди.
Бәшинчидин, уйғурлар вә уларниң тәшкилатлириға мумкинқәдәр биваситә ярдәм бериш. Мутәхәссисләрниң қаришичә, америка хитайни җазалаш үчүн уйғурлар немигә еһтияҗлиқ болса шуниңға ярдәм бәрсә болидикән. Буниң үчүн әң яхши ярдәм усули америкадин панаһлиқ тилигән уйғурларға панаһлиқ берип, уларниң бу дөләттә йеңи һаятини башлишиға вә хатирҗәм яшишиға имканийәт яритип бериш икән. Буниңдин башқа, америка йәнә чәт әлдики уйғур тәшкилатлирини иқтисадий җәһәттин қоллаш, чәт әлдики уйғурлар билән америка әмәлдарлириниң мунасивитини күчәйтиш арқилиқ техиму көп ярдәмләрни қилалайдикән.
Мәмәт тохти әпәнди американиң уйғурларға панаһлиқ бериш ишида көрүлгән мәсилиләрни тилға алди һәмдә бу ишта уйғур тәшкилатлири билән америка һөкүмитиниң, америка һөкүмити билән америка әдлийә органлириниң зич алақә бағлиши керәкликини оттуриға қойди.
Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, юқириқи бәш тәдбир, йәни бәш қәдәм басқучиниң һәммисини бирла вақитта қоллиниш керәк, шундақ қилғандила хитайға дуня җамаәтчиликиниң бу ишни мундақла өткүзүвәтмәйдиғанлиқини билдүргили болиду һәмдә хитайму бу қетимлиқ хәлқара һәрикәттин өзини қачуралмайду. Бу тиришчанлиқлар мәғлуп болушиму мумкин, әмма бу бәш қәдәмниң һәр бирини әстайидил изчиллаштурғанда хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини тосуп қелиш мумкин.