“қизилсу әдәбияти” ниң тәһрири, шаир абдушүкүр абдуреһимниң түрмидин чиқип өлгәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2023.01.12
Хитайниң аталмиш “милләтләр иттипақлиқи асасидики қурбан һейт” тәшвиқати ялғанчилиқ билән әйибләнди Қәшқәр конашәһәрдә коча чарлаватқан хитай сақчилири. 2021-Йили 4-май.
REUTERS

“қизилсу әдәбияти” журнилиниң тәһрири, шаир абдушүкүр абдуреһимниң әдәбият саһәсидики тәшкилатчилиқ паалийити сәвәблик 17 йиллиқ кесиветилгәнлики вә җаза муддитини өтәватқан мәзгилидә кесәллинип дохтурханида җан үзгәнлики ашкариланди. Йеши техи 50 кә бармиған шаирниң өлүм хәвирини қизилсу җ х оргини дәлиллиди.

Биз өткән һәптә шаир вә әдиб абдулла савутниң өлүми һәққидә әһвал ениқлашлиримиз давамида, қизилсу әдәбиятиниң тәһрири, шаир абдушүкүр абдуреһимниңму охшашла түрмидин чиқип вапат болғанлиқи ашкариланди. Қизилсу қирғиз аптоном областлиқ сақчи идариси хадиминиң ашкарилишичә, 2017 ‏-йили тутқун қилинған абдушүкүр абдуреһим 17 йиллиқ кесиветилгән. Уму шаир абдулла савутқа охшашла түрмидә еғир кесәллинип сақийишида өмид қалмиғанда аилисигә қайтурулған. Өткән йилниң оттурилиридин башлап йерим йилчә даваланған абдушүкүр абдуреһим өктәбирниң оттурилири вапат болған.

abdushukur-abdurehim-1.jpg

Норвегийәдики уйғуряр фонди тәйярлиған тутқундики зиялийлар тизимликидә, шаир абдушүкүр абдуреһимниңму исми хатириләнгән. Мәзкур тәшкилатниң йетәкчиси, паалийәтчи абдувәли аюпниң тонуштурушичә, абдушүкүр абдуреһимниң бир қисим муһәббәт лирикилири вә әдәбий обзорлири әдәбият саһәсидә диққәт тартқан. Абдувәли аюп мәрһумниң классик уйғур әдәбияти нәмунилиридин шаһ мәшрәпниң шеирлири билән һазирқи шеирийәт нәмунилиридин, шаирә чимәнгүл авутниң әсәрлири үстидә язған обзорлирини әсләп өтиду.

Дейилишичә, абдушүкүр абдуреһим әдәбият саһәсигә иҗадий әсәрлиридинму көпрәк, тәшкилатчилиқ ишлири билән һәссә қошқан. Шаир пәрһат турсунниң бир қисим талаш-тартишлиқ әсәрлири абдушүкүрниң тәһрирлишидә йоруқ көргән вә у уюштурған әдәбият йиғинлирида музакирә қилинған.

Қизилсу җ х идариси хадимиму, абдушүкүрниң язған әсәрлиридә мәсилә көрүлмигәнлики, пәқәт, қатнашқан сорунлири сәвәблик тутқун қилинғанлиқини әскәртиду.

abdushukur-abdurehim-2.jpg

Мәлум болушичә, 45-50 яш арисида болған абдушүкүр абдуреһим, аилиси тәрипидин пүтүн күчи билән давалитилип беқилған болсиму, бирақ түрмидә намәлум сәвәб билән юққан микроб яки зәхмәт сәвәбидин кесәлниң пәнҗисидин қутулалмиған.

Абдувәли аюп, абдушүкүр абдуреһимниң һәқиқәтни язғанла әмәс, язғанлири бойичә яшиған вә буниң үчүн еғир бәдәл төлигән талай уйғур шаирлиридин бири икәнликини әскәртиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.