Кроран қәдимий шәһәр изнасиму ғайип болуш гирдабиға келип қалди


2007.12.04

Уйғур елиниң йәрлик тор бәтлиридин ашкарилинишичә, илгири тарихта бир қетим ғайип болған кроран қәдимий шәһири нөвәттә адәмләр тәрипидин бузғунчилиққа учраш сәвәблик қайта йәр шаридин мәңгүлүк ғайип болуш гирдабиға келип қалған.

Хәвәрләрдә көрситилишичә, тәклимакан киндикигә җайлашқан, уйғур илидики әң қәдимий шәһәр харабилириниң бири болған кроран мәдәний ядикарлиқлар орни һазирға қәдәр тәртиплик башқурулмайватқан болуп, саяһәтчиләргә қара қоюқ ечивитилгәчкә халиған саяһәтчиләр, һечқандақ рәсмийәт биҗирмәй турупла,кроран шәһәр харабиси ичигә кирәләйдикән шундақла халиғиничә паалийәт елип баридикән.

Саяһәтчиләр кроран қәдимий шәһирини зиярәт қилиш җәрянида харабиләрни, асарә ‏- әтиқә изналирини бузғунчилиққа учратқандин сирт, һәтта бәзи саяһәтчиләр, кроран шәһәр харабилириға тәрәт қилип, турмуш әхләтлирини ташлап қойған. Кроран шәһәр харабисиға 18 километир келидиған җайда бирла тосақ болуп, кроран мәдәнийәт ядикарлиқларни қоғдаш пункитиму 30 километир йираққа көчүрүлгән. Шәһәр харабиси ичидә болса һечқандақ башқуруш орни яки хадим йоқ икән.

Әслидә кроран қәдимий шәһәр харабисини башқурушқа, чақилиқ наһийилик мәдәнийәт идариси мәсул болуп, һәр қайси саяһәт орунлири мәзкур идарә билән бирлишип кроран қәдимий шәһирини саяһәт қилмақчи болған һәр бир чәт әллик саяһәтчидин 10 миң йүән асарә ‏- әтиқә қоғдаш һәққи алғандин кейин, уларниң халиғанчә зиярәт қилишиға қоюп беридикән.

Үрүмчидики мәлум саяһәт ширкитиниң тәңритағ тор бети мухбириға ашкарилишичә, кирорәнгә кирип саяһәт қилишта чақилиқ наһийилик мәдәнийәт идарисиниң башлиқи миң хәнгавниң дегини һесаб болуп, у саяһәт қилғучилардин қанчә пул алғуси кәлсә шунчә пул алидикән. Миң хәнгав мухбирниң зияритини қобул қилип, саяһәтчиләрдин пул елип рухсәт бериватқанлиқини иқрар қилип, буму кроран қәдимий шәһирини қоғдашқа мәбләғ йетишмәслик мәсилисини һәл қилишниң бир йоли, һазир бәрибир бу қәдимий шәһәрдә һечнемә қалмиған турса " дәп җаваб бәргән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.