Канада баш министир ярдәмчиси һүсәнҗанни қутулдуруш үчүн хитайға бармақчи
2006.06.28
Канада баш министири стивин харперниң ярдәмчиси йеқинда, өзбекистан тәрипидин хитайға қайтурулған канада пуқраси уйғур һүсәнҗан җелилни қутулдуруш үчүн хитайға беришни пиланлаватқанлиқини билдүрди.
Баш министирниң ярдәмчиси калгари җейсен кенни канада мәтбуатиға өзиниң хитайға беришни пиланлаватқанлиқини ейтип, " мән қолумдин келидиған һәр қандақ ярдәмни қилишни халаймән һәм ишинимәнки, баш министирму буни йеқиндин қоллайду" деди.
Кенниниң ейтишичә, канада һөкүмити һазир хитайға уларниң һүсәнҗан җелилниң қолға елиниш мәсилисигә җиддий қараватқанлиқини ейтқан. Өзбекистан һөкүмити өткән һәптә ахирида канада даирилиригә һүсәнҗанни хитайға қайтурғанлиқини хәвәр қилған, әмма қайси күни қайтурулғанлиқини ениқ ейтмиған.
Кенниниң көрситишичә, канада һөкүмити буниңдин хәвәр тапқандин кейин дәрһал террорчилиққа қарши һәрикәт саһәсидики бир нәпәр мутәхәссисини бейҗиңдики хитай әмәлдарлири билән учраштуруп, уларға канаданиң һүсәнҗан җелилниң қолға елиниш вәқәсигә җиддий позитсийә тутидиғанлиқини билдүргән.
Гәрчә һазирғичә хитай һөкүмити һүсәнҗан җелилни тапшуруп алғанлиқини ениқлимисиму, лекин канада һөкүмити өзбекистанниң һүсәнҗанни хитайға тапшуруп берип болғанлиқиға ишинидикән. (Пәридә)