Уйғур елидә йәнә икки мухбир дәхли тәрузгә учриди


2006.11.26

Сина хәвәр торида елан қилинған хәвәргә қариғанда шинҗаң телевизийә истансисиниң икки нәпәр мухбири 22 - ноябир күни, үрүмчидики нәсиллик кала фермисиниң муһит һәм суни булғиғанлиқи мунасивити билән мәзкур орунни зиярәт қилиш үчүн барғанда, еғир дәхли тәрузға учрап яриландурулған һәмдә бир қанчә саәт солап қоюлған.

Хәвәрдә ейтилишичә, мухбирларниң фермида сүрәткә алған синалғу лентисидин испатлинишичә, кала фермисиниң партком секретари ло шинҗән шинҗаң телевизийә истансисиниң зиярәткә кәлгән лю вә шү фамилилик икки мухбирини сәт гәпләр билән һақарәтлигән һәмдә үстәл үстидики нәрсиләрни уларға қаритип атқан. Мухбирлар амалсиз қайтмақчи болуп униң ишханисидин чиққанда йәнә фермидики бир қанчә әр киши тәрипидин қаттиқ уруп яриландурулғандин кейин икки саәтчә қамап қоюлған.

Бу хил мухбирларни хорлаш вәқәсиниң уйғур елидә бир ай ичидә иккинчи қетим йүз бериши һесаблиниду. Икки һәптә илгири үрүмчи истемалчилар гезитиниң икки нәпәр мухбири мичүәндин мәлум қатнаш вәқәси үстидин хәвәр игиливатқанда охшашла қаттиқ уруп яриландурулған иди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.