Уйғур елидә оқуш ярдәм қәрз пулиға еришкәнләр сани интайин чәклик болмақта


2005.10.05

Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң чаршәнбә күни елан қилған мәлуматлиридин ашкарилинишичә, уйғур елидә бу йил оқуш ярдәм қәрз пули алғанларниң сани аран 426 нәпәр болуп, бу дөләт чүшүрүп бәргән санниң аран 4٪ ини игиләйду.

Буниң алдидила, хитай дөләтлик маарип министирлиқи уйғур елидә оқуш ярдәм қәрз пули бериш хизмитиниң иҗра қилиниш әһвалиниң яхши әмәсликини билдүрүп, уйғур аптоном районлуқ маарип даирилирини тилға елип тәнқид қилған иди.

Мәлуматларға қариғанда, хитай дөләтлик маарип министирлиқиниң оқуш ярдәм пули бериш сиясити бойичә, сода - санаәт банкиси, йеза игилик банкиси қатарлиқларниң уйғур елидики тармақ банкилири бу йил уйғур елидики 10200 алий мәктәп оқуғучисиға оқуш ярдәм қәрз пули беришни пиланлиған. Әмма 15 - сентәбиргә қәдәр һәр қайси банкилар 1700 оқуғучиниң илтимасини тәстиқлиған болуп, буниң ичидә һәқиқий қәрз пулини алалиғанлар аран 426 нәпәр болған.

Хитайда оқуш пулиниң тез өсүши вә оқуш чиқимлириниң шәхсниң зиммисигә йөткилиши, нурғун намрат оқуғучиларни алий мәктәпләрдә оқуштин мәһрум қилмақта. Хитай һөкүмити намрат оқуғучиларға оқуш ярдәм қәрз пули беридиғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ нурғун оқуғучилар, оқуш ярдәм қәрз пули елиш рәсмийәтлириниң мурәккәплики вә қийинлиқини шикайәт қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.