Намрат уйғур вә тибәт балилири оқушсиз қалмақта
2005.11.10
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, намрат уйғур вә тибәт балилири тоққуз йиллиқ мәҗбурий маарип ахирлишиштин бурунла мәктәптин чүшүп қелип оқушсиз вә саватсиз қалмақта.
Хәвәргә қариғанда, хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян дөләт миқясида саватсизлиқни азайтип, 90% аһалисини саватлиқ қилған. Әмма 2004 - йили аз санлиқ милләтләр җайлашқан наһийиләрниң аран 67 % и саватсизлиқни асасән түгәткән яки тоққуз йиллиқ маарипни иҗра қилалиған. Бу пүтүн дөләтниң 93.6% Оттуричә сәвийисигә селиштурғанда хелила арқида туриду.
Мәҗбурий маарипни иҗра қилишта арқида қалған көплигән наһийиләр болса асасән уйғур ели вә тибәттә.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң иқтисадий ислаһат елип барған 20 нәччә йилдин буян, йеза маарипи вә иҗтимаий мулазимәтләргә аҗратқан мәблиғи барғансири азлимақта.
Б д т ниң маарипқа мәсул әмәлдари илгири хитай һөкүмитиниң маарипқа аҗратқан мәблиғиниң дөләт омумий дарамитиниң аран 2% ини игиләйдиғанлиқини көрситип, хитайниң дуняда мәҗбурий маарипқа әң аз пул аҗритидиған дөләтләр қатариға киридиғанлиқини билдүргән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш техиму көп оқуш пүттүргәнләрни ишсиз қалдурмақта
- Хитайда 420 миңдин артуқ оқуғучи пули болмиғачқа алий мәктәпкә кирәлмиди
- Хитай дуня бойичә маарипқа мәбләғ селиш нисбити әң төвән дөләт
- Малайсияда оқуватқан уйғур оқуғучилириниң әһвали начар болмақта
- Хитай вә уйғур елидә алий мәктәпләрниң оқуш расхоти барғансери өрлимәктә