Қағилиқтин 87 нәпәр уйғур яш чиңдав шәһиригә қарап йолға чиқти


2008.01.07

Қағилиқ наһийиси һөкүмәт хәвәрлиридин ашкарилинишичә, бу йил киргәндин башлап қағилиқ наһийисидә уйғур яшларни хитай өлкилиригә йөткәш ишлири йәнә елип бериливатқан болуп, 2- январ күни қағилиқ наһийисидин 87 нәпәр уйғур яш чиңдавға елип кетилгән.

Хәвәрдә көрситилишичә, узутуш мурасимиға наһийә рәһбәрлиридин йеза кадириғичә хадимлар қатнашқан болуп, бу қағилиқтин чиңдавға йолға селниған 5- қарар уйғур яшлар болуп һесаблинидикән.

Йиғинда наһийилик парткомниң муавин секретари сөз қилип, аилә башлиқлириниң "көз қаришини өзгәртиш" ини вә өз пәрзәнтлирини сиртқа ишләшкә йолға селишни аилә киримини өстүрүшкә пайдилиқ иш дәп тонушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

2- январ күни чүш мәзгилидә бу 87 нәпәр яш аптобусқа олтуруп қағилиқтин хитайниң чиңдав шәһиригә қарап йолға чиққан.

Илгири хитай шәһәрлиригә елип кетилгән 400 нәпәр яшниң һәммиси қиз балилар иди. Хәвәрдә ейтилишичә, бу нөвәт чиңдавға йолға чиққан 87 нәпәр уйғур яшниң һәммиси оғул болуп, бу қағилиқтин хитай өлкилиридә ишләшкә тунҗи рәт елип миңлиған оғул балилар икән. Хитайниң уйғур елидә турушлуқ һөкүмити вә йәрлик һөкүмәтлири бирликтә сиясәт бәлгиләп, 2006- йилиниң ахиридин башлап уйғур илидин нурғун қизларни хитай шәһәрлиригә ишләмчиликкә елип кетиватқан болуп, бу дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири вә инсан һәқлири тәшкилатлири йеқиндин диққәт қиливатқан мәсилиниң бири болуп кәлмәктә.

Илгири хитай өлкилиригә ишләшкә елип кетилгән бир қисм яшлар бир амалларни қилип завутлардин қечип кәлгән болуп, улар радиомизға бәргән мәлуматларға қариғанда улар, саәтләп ишқа селинғанниң үстигә маашиниму алалмиған икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.