Уйғур елидә сахта пойиз белити дилоси байқалди
2005.01.27
Баһар байрими һарписида уйғур районида сахта пойиз белити ясап сетиш һадисилири йүз бәрмәктә.
Шинхуа ториниң 27 - январ күни үрүмчидин бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, үрүмчи пойиз истансиси беләт тәкшүрүш понкити йолучиларниң қолидики сахта беләтни байқиғандин кейин, әһвални үрүмчи төмүр йол сақчи идарисиға инкас қилған, нәтиҗидә сахта пойиз беләт сатқучилиридин 7 си, беләт ясаш увисидин иккиси паш қилинған вә 6000 кишилик сахта беләт мусадирә қилинған.
Мәзкур сахта беләт ясаш гуруһиниң мәркизи хенән өлкиси тәйкаң наһийисидә болуп, үрүмчи төмүр йол сақчи идариси мәсулиниң сөзини нәқил кәлтүргән хитай мәтбуатлири, мәзкур дилониң техникиси интайин юқири, даириси кәң икәнликини, һәтта пүтүн хитай бойичә елип берилғанлиқини оттуриға қойған.
Баһар байрими һарписида, кишиләрни алдап пул тепишни мәқсәт қилған хенәнликләр, баһар байримини өз юртлириға берип өткүзүшни халайдиғанларниң уйғур елидә наһайити көп икәнликини нәзәрдә тутуп, сахта беләт ясаш угисидин иккини уйғур елидә қурған. . (Әқидә)