Хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин қариғанда, 18-феврал күни 2006-йиллиқ, талант игилирини ишқа тәклип қилиш паалийити шинҗаң талантлиқлар базирида өткүзүлгән болуп, адәмгә еһтияҗи бар 200 нәччә орган 4000 нәччә хизмәт орнини елан қилған болсиму, әмма өзини мәлум қилғучиларниң сани бәк көп болуп кәткән. Хәвәрдә көрситилишичә, һәтта көплигән хизмәт издигүчиләрниң қоллирида белити болсиму, лекин адәмниң җиқлиқидин базарға киришкә мумкин болмай қалған икән. Хәвәрдә көрситилишичә, аптоном районлуқ талантлиқлар базири 2006-йиллиқ алий вә оттура техникомларни пүттүргәнләрни хизмәткә чақириш паалийитини 2-айниң 22-күни өткүзмәкчи икән.
Уйғурларниң инкаслириға қариғанда, талантлиқлар базириниң йолға қоюлғанлиқиға хели вақит болуп қалған болсиму, әмма көпинчә хизмәткә қобул қилидиған орунлар ашкара һалда хитайларни қобул қилиш, " миллийлар"ни җүмлидин уйғурларни шуниңдәк хитай тили сәвийиси алаһидә яхши болмиғанларни қобул қилмаслиқ принсипи қоллинип кәлгәнлики үчүн , бу хитайларға хизмәт қилидиған базарға айлинип қалған, ишсиз уйғурларниң болупму, алий-оттура техникомларни пүттүргән уйғур яшлириниң сани йилдин -йилға көпийишкә қарап йүзлинип, иҗтимаий наразилиқларни кәлтүрүп чиқармақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчи шәһиридә 51 кәспий орун әмәлдин қалдурулған
- Хоңкоң вә тәйвәнликләрниң уйғур аптоном районида хизмәт қилиш чәклимиси бикар қилиниду
- Ваң лечүән хитай оқуғучилирини уйғур дияриға келишкә чақирди
- Уйғур елидики "оқутқучилиқ кенишкиси" болмиған оқутқучилар чикиндүрүлиду
- Уйғур елидә яшлар ишқа орунлаштуруш мулазимәт мәркизи қурулди