Тетима көлини қум бесип кәткән


2004.12.07

Тарим дәрясиниң төвәнки еқимидики тетима көлиниң орни йеқинқи 40 йил ичидә 30 - 40 километир ғәрбкә сүрүлгән. Көл йүзиниң бу қисмини, қуруқтағ тәрәптин кәлгән қум бесивалған. Тетима көлиниң бирдин - бир су мәнбәси тарим дәряси болуп, бирақ һазир көл мәркизи лопнур - чақилиқ таш йолиниң ғәрбигә йөткәлгән.

Шинхуа ахбарат агентлиқи уйғур аптоном районлуқ муһит қоғдаш идарисидики даириләрниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, тетима көлиниң 1965 - йилдики орни , кейинки йилларда ясалған лопнур - чақилиқ таш йолиниң 20 километир шәрқидә икән.

1321 Километир узунлуқтики тарим дәрясиниң бир еқими , чақилиқ наһийисиниң чегриси ичидики тетима көлигә қуюлатти. Тетима көлиниң орни йөткилип кәткәнликтин, тарим дәряси мәзкур көлгә қуюлмайдиған болуп қалған.

Аптоном районлуқ муһит қоғдаш идарисидики мутәхәссисләр, йепинчә өсүмликләрниң бузғунчилиққа учриғанлиқи, шундақла су мәнбәсиниң кемийип кетиши тетима көлини қум бесип кетиштики асаслиқ сәвәбләр дәп қариған. Мутәхәссисләрниң чүшәндүрүшичә, тетима көли қурғақчилиқ пәсилидә шорлуққа айлинип кетидиғанлиқи үчүн, йәрликләр тәрипидин тетима дәп аталған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.