Хитай даирилири уйғур елиниң бир қисим җайлирида җиддий һаләт йүргүзмәктә
Сәйшәнбә күни дуня уйғур қурултийиниң уйғур елидин игилигән учурлириға асасән радиомизға йәткүзүшичә, 3 - айниң 10 - күнидин буян хитай даирилири уйғур елиниң уйғурлар зич олтурақлашқан қәшқәр,хотән қатарлиқ җайлирида җиддий һаләт йүргүзүватқан болуп, хәлқ аммисиниң кечә саәт 10 дин кейин кочиларда йүрүшини чәклигән.
Һәмдә үчтин артуқ кишиниң топлинишиниң алдини елиш үчүн тәкшүрүшни күчәйткән, сақчи һәм чарлаш хадимлири гуманлиқ дәп қаралған кишиләрни халиғанчә тутушқа охшаш һәрикәтләрни елип бериватқан болуп, үрүмчи вә башқа чоң шәһәрләрдиму чарлаш хадимлири көпәйтилгән һәм гуманлиқ кишәрни тутуш давам қилмақта икән.
Дуня уйғур қурултийиниң билдүрүшичә, булардин башқа хитай һөкүмити йеқиндин буян уйғурларниң паспортлирини йиғиш һәрикитини йәнә қайта башлиған.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит радиомизға бу һәқтә баянат берип: "хитай һөкүмити очуқ - ашкара һалда уйғурларниң инсан һәқлирини дәпсәндә қилғандин башқа, йәнә бир тәрәптин уйғур миллитини террорчи көрситишкә урунуп, әмилийәттә өзи дөләт террорлуқи йүргүзмәктә" деди.
Бәзи уйғур паалийәтчилири "хитай һөкүмитиниң уйғур елидә алдинқи һәптидин буян җиддий һаләт йүргүзүп вәзийәтни җиддий контрол қиливатқанлиқи тибәттә йүз бәргән хәлқ наразилиқиниң уйғур елидиму тәсир пәйда қилишидин әндишә қиливатқанлиқиниң ипадиси" дәп қаримақта. Уйғурларниң инкасиға қариғанда, һөкүмәт даирилири уйғур елидә аталмиш айропилан вәқәси һәққидә хәвәрләр тарқалғандин вә униңдин кейинки тибәттики намайиш бастурулушқа башлиғандин буян, бу һәқтә барлиқ учурларни қамал қиливатқан болуп, һәтта уйғурчә тор бәтләрдә бу вәқәләргә даир пикир баян қилишму чәкләнгән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғур елидә сиясий түскә игә вә қанунсиз диний нәшр буюмлириға зәрбә беришни күчәйтмәкчи
- Абдухалиқ уйғурниң шеһит қилинғиниға 75 йил тошти
- Чиң гаң рабийә қадирниң " айропилан булаш вәқәси" һәққидики баянатини рәт қилди
- Дуня уйғур қурултийи " айропилан вәқәси" тоғрисида баянат елан қилди
- 25 - Декабир қирғинчилиқидин сақ қалған бәш нәпәр адәмни бир аял тутуп бәргән
- "Хитайниң уйғурлар сиясити уйғур миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қилиду"
- Нур бәкри, " үч хил күчләр" гә қарши көрүшниң техиму күчәйтилидиғанлиқини җакарлиди
- Җу йүнкаң уйғур ели зияритидә муқимлиқниң муһимлиқини тәкитлиди
- Хитай һөкүмити уйғур елигә қаратқан сиясий бесимини күчәйтмәктә
- Ваң лечүән йеңи йиллиқ чай зияпитидә муқимлиқни тәкитлиди
- Д у қ хитайни, " уйғурларни йәниму қаттиқ назарәт астиға алмақта," дәп әйиблиди
- Хитай һөкүмити бай наһийиси сәлим йезисида уйғурларни бастурмақта