Хитай миллий ишлар комитети уйғур мусулманлириниң һәҗ паалийитини чәкләватқанлиқини инкар қилди
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.08.19
2008.08.19
Ву шимин, " хитай һөкүмити немә үчүн уйғур мусулманлириниң мәккигә берип һәҗ паалийитигә қатнишишини яқтурмайду?" дәп сориған мухбирға җаваб берип, " мән шуни ейтимәнки, җуңго һөкүмити һечқачан уйғурларниң һәҗигә беришини чәклимиди, һөкүмитимиз, һәр қайси милләтләргә етиқад әркинлик сиясити йүргүзмәктә, мусулманларниң һәҗ қилиш әркинлики һәққидиму мәхсус қанунлар бар, уйғур мусулманларла әмәс, пүтүн хитайдин һәр йили нәччә миңлап мусулман һаҗи болуп келиватиду," дегән.
Әмма уйғурларниң радиомизға инкас қилишичә,хитай һөкүмити йиллардин буян уйғурларниң һәҗ қилишини түрлүк тәдбирләр билән тосуп келиватқан болуп, һазирму уйғурларниң паспортини йиғиш, үрүмчи вә башқа айрудурумларда һәҗ қилғучиларни тосуш һәрикәтлири давам қилмақта, қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ уйғурлар зич олтурақлашқан районларда, йәрлик даириләр һәтта оқутқучи, оқуғучи һәмдә хизмәтчиләрниң роза тутуши қаттиқ чәклинидиғанлиқи әгәр хилаплиқ қилғучилар байқалса җазалинидиғанлиқи һәққидә уқтурушларни чүшүргән.
Бу һәқтә радиомизға баянат бәргән дуня уйғур қурултейи баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң инсани һәмдә диний һәқ - һоқуқлирини очуқ - ашкара бастурушини қаттиқ әйиблигәндин сирт, дуня җамаәтчиликини, уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикәтлирини тохтитиш, уларниң әқәллий диний етиқади һәм инсани һәқ - һоқуқиға һөрмәт қилиш тоғрулуқ хитайға бесим ишлитишкә чақирди.