Д у қ ваң лечүәнниң сөзлиригә қаттиқ рәддийә бәрди


2007.01.18

17 ‏- январ күни чүштин кейин уйғур елидики хитай әмәлдар ваң лечүән, аптоном районлуқ 10‏- нөвәтлик хәлқ қурултийи 5 ‏- қетимлиқ йиғиниға қатнашқан маарип, сәһийә, тәнтәрбийә, иҗтимаий параванлиқ саһәсидики вәкилләрниң бирләшмә музакирисигә қатнишип": маарип, давалаш саһәсидики хәлқниң турмушиға мунасивәтлик болған иҗтимаий ишларға йүксәк әһмийәт берип, инақ шинҗаң бәрпа қилиш қурулушини омумйүзлүк илгири сүрүш керәк" дәп оттуриға қойған.

Ваң лечүәнниң бу сөзлиригә қаттиқ рәддийә билдүргән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, истансимизниң зияритини қобул қилип, мундақ деди: "хитай һөкүмити ваң лечүәнни уйғур аптоном райониға әмәлдар қилип бекиткән күндин етибарән, у уйғур хәлқини пүтүн тәрәптин болупму, өзи тәкитләватқан маарип, тәнтәрбийә, иҗтимаий параванлиқ саһәси буйичә хәлқниң турмушиға әһмийәт бериш әмәс бәлки хәлқни езиш, бастуруш сиясити қоллинип кәлди, у маарип саһәсидә хитайниң уйғурларға қаратқан тилни асмилиатсийә қилиш сияситини иҗра қилиш үчүн қолидин келидиған барлиқ вастиләрни қоллинип кәлмәктә, у бу сиясәт арқилиқ уйғурларни ишсиз қойди. Тәнтәрбийә саһәсигә көңүл бөлүш әмәс, һәтта шәхси хираҗәт билән тәшкилләнгән тәнтәрбийә гуруппилириғиму милләтчилик вә бөлгүнчилик қалпиқини кийдүрүп, уйғур яш ‏- өсмүрлириниң тәнтәрбийә саһәси буйичә өсүп йетилишигә тосқунлуқ қилди, давалаш саһәсидә хәлққә әһмийәт бериш әмәс бәлки, биринчи шәрт пул, иккинчиси давалаш принсипи буйичә, көплигән хәлқниң биһудә өлүмини мәйданға кәлтүрди" .

Чәтәлләрдики уйғурлар, ваң лечүәнни уйғур аптоном районида диктаторлуқ билән сиясәт йүргүзүватқан, уйғур сиясий мәһбусларни җазалашта, хәлқара қанунларға хилап һалда сиясәт йүргүзүватқан әң чоң җинайәтчи дәп қарайду. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.