Рачил һаррис билән сөһбәт: “уйғурчә исламниң тавушлуқ мәнзириси” (2)
2020.11.27
2020-Йили ноябирда индиана университети нәшрияти нәшр қилған “уйғурчә исламниң тавушлуқ мәнзириси” дә аптор рачил һаррисниң чәт вә хилвәт уйғур йезилиридики уйғур ханим-қизлириниң роһийәт дунясидин һес қилған көплигән мәзмунлар орун алған. Бу җайлардики уйғур аяллири билән бивастә арилишип яшаш җәрянида у ашу уйғур җамаити арисида йеңидин пәйда болуватқан бир қисим “уйғурчә” алаһидиликкә игә исламий һадисиләрни вә униң “тавушлуқ” әкс етишини көргән. Шуниң билән бир вақитта ашу уйғур аммиси арисида чәт әлдин импорт қилинған диний мәзмунлардики үн-син буюмлириниң әвҗ елишини хитай һөкүмитиниң кейинки вақитларда “уйғурларниң әсәбий вә терорчи болуп кетишиниң сәвәби” дәп изаһлиши һәрқайси һөкүмәт ахбаратлиридин кәң йәр елишқа башлиған. Бу тоғрисида гәп болғанда рачил һаррис өзиниң бу хил хуласә чиқириш усулиға қошулмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
“мән ‛диний мәзмундики үн-син буюмлириниң тарқилиши, болупму уларниң чәт әлдин уйғурларниң турмушиға сиңип кириши уйғурларни әсәбий қиливәтти вә уларни терорлуққа риғбәтләндүрди‚ дәйдиған қарашқа задила қошулалмаймән. Чүнки бу хил қарашта мәсилиниң муһим нуқтиси һәмдә немә үчүн өткән он йилда уйғурлар дияридики ашу хил зорлуқ һәркәтлириниң келип чиқиватқанлиқиниң сәвәблири бир яққа қайрилип қалиду. Әгәр синчилап қарайдиған болсақ бу хил зорлуқ һәркәтлириниң һечқайсиси алдин пиланланған терорлуқ һәркәтлири әмәсликини байқаймиз. Чүнки буларниң һәммиси әмилийәттә йәрлик хәлқниң ишғалийәт вә зорлуқ тәдбирлиригә қарши билдүргән инкаси иди. Шуңа бу хил һадисиләр қайта-қайта йүз бәрди, йәнә келип сақчиларниң тинч йосундики намайишларни зорлуқ билән бастуруш һәркити җәрянида әң көп оттуриға чиқти. Шуңа бу ялғуз хитайдики йиганә һадисә әмәс. Нурғунлиған дөләтләр өзлириниң һөкүмранлиқиға қарши чиққанлики һәммила һәркәтни терорлуқ, дәп елан қилиду бу болса әмилийәттә зулумға учриған хәлқниң қаршилиқини һөкүмәтләр ташқи дуняға пәрдазлап көрситидиған бир түрлүк ортақ усул халас. Бу хилдики зулумға болған қаршилиқни ипадиләш усуллири мушуниң биләнла чәклинип қалмиди. ‛диний йосунда кйиниш мушундақ болиду‚ дәп қариған бир қисим уйғур ханим-қизлириниң оттура шәрқ услубидики диний қияпәттә кийинишиму әмилийәттә хитай һөкүмитигә болған қаршилиқиниң бир түрлүк ипадилинишидур. Түркийә дөләт байриқи чүшүрүлгән майкиларни кийишниму мушу хил қаршилиқниң җүмлисидин дейиш мумкин. Дәрвәқә һазир бу ишларға йол қоюлмайду.”
Рачил һаррис йеза-қишлақлардики уйғур аяллири билән арилишиш җәрянида уларниң диний йиғилишлириға көп қетимлап қатнашқан. Бу җәрянда уйғурларниң меһмандарчилиқ адәтлири, йемәк-ичмәк қаидилири, өлүм-йитим адәтлири дегәнләр билән тонушқандин сирт йеза аяллириниң қанчилик “җапакәш” икәнликини бивастә көргән. Уларниң түгимәс өй иши, етиз-ериқ иши, өй вә һойла-арамдин хәвәр елиш, әрләр билән баравәр еғир җисманий әмгәкләргә қатнишиштин башқа йәнә өз алдиға аяллар җамәси болуп диний йиғилишларға қатнишиш җәрянида “аялларниң көз йеши” ниң бәкму чоңқур мәниләргә игә икәнликини байқиған. Болупму китаптики реал шәхс болған рабийә ачиниң “бәш-алтә йил илгири қуран айәтлирини лаба (карнай) да қояттуқ. Һазир буларни аңлаш әсәбийлик, дейиливатиду. Һазир бир йәргә йиғилишму тәс болуватиду. Болупму садам вәқәсидин кейин шундақ болуп кәтти” дегәнлириниң әмилийәт икәнликини көргән. Бу хилдики “қийин” болған аяллар диний йиғилишлирида у бу “бүви” аялларниң “хәтмә” ләрдә үнлүк зикр қилидиғанлириниң зораванлиққа әмәс, бәлки езгүлүккә тәрғиб қилғучи диний пешиваларниң һекмәтлири икәнликини, бу тавушларниң уларниң ағзидин әмәс, бәлки йүрәклиридин чиқидиғанлиқини аңлиған.
“худди мән китабимни йезиштики сәвәбләрниң бири дәп қарайдиған бир муһим амил дәл ашу йеза-қишлақлардики мән арилишип баққан уйғур ханим-қизлириниң қандақ муһим ролларға игә икәнликидур. Бу җәрянда мән уларниң әһмәд йәсәвиниң һикмәтлирини оқуйдиғанлиқини көрдүм. Улар гәрчә бу кишиниң тәзкириси вә иш-паалийәтлирини бәк ениқ билип кәтмисиму, әмма улар қираәт қилидиған ‛һикмәт‚ ләр уларниң күндилик диний паалийәтлиридә бәкму муһим орун игиләйду. Болупму улар ‛хәтмә‚ дегән намда һәр һәптиси өткүзидиған диний йиғилишларда бундақ ‛һикмәт‚ ләр зор иштияқ билән қираәт қилиниду. Бу ‛һикмәт‚ ләрниң текистини йезип чиқиш тоғра кәлсә буларниң әмилийәттә хоҗа әһмәд йәсәвиниң илгирики вақитларда нәшр қилинған ‛һикмәт‚ лири икәнликини байқайсиз. Билишимчә, уқумушлуқ уйғур зиялилириниң һәммисила 1990-йиллири ‛булақ‚ журнилида елан қилинған йәсәвий һикмәтлиридин хәвәрдар. Буниңға һәммила уйғур зиялилири қизиқип кәтмисиму әмма бу мәзмунлар йеза-қишлақлардики уйғур ханим-қизлири үчүн бәкму муһим һесаплинидикән. Улар һәрқачан зерикмәстин мушу һикмәтләрни қираәт қилиду.”
Аптор бу җәрянда һәйранлиқ ичидә байқиған йәнә бир һадисә “нахша-уссул миллити” дәп тәриплиниватқан уйғурлар арисида баш көтүриватқан “нахша-музикидин чәтнәш” хаһиши болған. Болупму 2010-йиллардин кейин у мундақ бир қизиқ һекайини аңлиған: “олтуруш” вә “нахша-саз” ға хумар үрүмчилик бай содигәр аялниң “аялчә услубта уссул ойнайдиған әрләр” ни чиллап сорун түзгәнлики һәққидики видйо тарқалғандин кейин униң ери бу аялни үч қетим һәҗгә әвәткән, әмма бу аял йәнила “нахша-саз” дин қалмиғанлиқи үчүн у бир кечидила “маймун башлиқ, йилан тәнлик” аҗайип мәхлуққа айлинип қалған. Рачил һаррисни бу һәқтики һекайиниң кишиләр арисида “уссулни бәк ойнивәтсә ашундақ болидиған гәп” дәйдиған мисал тәриқисидә қоллинилиши, бу һекайиниң һәрқайси йеза-қишлақларда кәң тарқилиши бәкму һәйран қалдурған. Һәтта бәзиләр буниң “аллаһниң мөҗизиси” икәнликини испатлаш үчүн буни видийо қилип ишләп торларда тарқатқан. Буниң иҗтимаий тәсири пүткүл уйғурлар дияриға йейилғандин кейин аридин узун өтмәй һөкүмәт органлири “бу яман ғәрәзлик сахта видийони чәтәлдики әксийәтчи күчләрдин болған дуня уйғур қурултийи диний әсәбийликни тәрғип қилиш үчүн ишләп тарқатқан” дәп чүшәнчә бәргән. Әмма у бу җәрянда уйғурларниң немә үчүн “нахша-уссулдин бизар болуши” да башқичә сәвәбләрниң барлиқини байқиған. “хитай уссулчилар җәмийити” ниң муавин рәиси дилнар абдулланиң телевизорда “диний әсәбийлик” ни әйибләп, “нахша-уссулни тәрғип қилиши” болса техиму көп уйғурларни нарази қилғанлиқиға шаһид болған.
“сизниңму хәвириңиз бар, мән уйғур музикисиға, болупму муқам вә мәшрәблиригә узундин буян сәвдайиларчә мәстанә болуп йүргән бир инсанмән. Әмма бәзидә, болупму өткәнки бирнәччә йилда мән өзүмниң бәкла ‛исламчи‚ болуп кәткәнликимни, уйғур нахшилири вә уссуллириға бирақла ‛өч‚ болуп қалғанлиқимни байқап қалдим. Немишқа десиңиз һазир уйғур нахша-уссуллири асасән сиясий тәшвиқатқа айлинип қеливатиду. Мәсилән, һелиқи ‛даң-де-җең-се-я-ке-ши‚ (партийәниң сиясәтлири яхши) дегәндәк нахшилар һазир һәммила йәрни бир алди. Бу хилдики нахша-уссулларни көргәндә бәкла ғәзипим қайнайду. Чирайида тәбәссум ойнап турған уйғур қизлири ши җинпиңни мәдһийәләп уссулға чүшкәндә, ‛шадиман‚ музикантлар компартийә шәнигә атап ‛яңрақ күйләр‚ ни орунлиғанда уларниң қанчилик уруқ-туғқанлириниң лагирларға қамилип болғанлиқини, ашу уссулчи уйғурларниң ғайәт зор тор һасил қилған ашу назарәт дунясида қандақ һаят кәчүриватқанлиқини ойлапла меңәмгә ағриқ кирип кетиду. Бу җәһәттин алғанда уйғур зиялиси ялқун розиниң ‛биз немишқа нахшичи вә уссулчи милләт болуп қалимиз‚ дейишиниңму асасий йоқ әмәс. Чүнки һазир уйғурлардики нахша-уссул хитай һөкүмитиниң сиясити түпәйлидин чоң бир мәсилигә айлинип қеливатиду. Нахша-уссул әнә шу тәриқидә хитайниң сияситигә вә уйғурлар дуч келиватқан зулумларға бағлинип қеливатқанлиқи үчүн һазир көплигән диндар уйғурлар нахша-сазға нисбәтән нәпрәт туйғусида болуватиду.”
Уйғурлар арисидики “нахша-уссул мәстанилиқи” әнә шу йосунда пәскойға чүшүватқанда иҗтимаии таратқулар тәдриҗи һалда уйғурларниң күндилик һаятида барғансери муһим орун игиләшкә башлиған. Буниң билән үндидар вә башқа алақә вастилири бәкму кәң омумлашқан. Уйғурларниң йүрәклиридики муңлар болса “дәрт-әләм” намида бу таратқуларда кәң долқун һасил қилип, диний мәзмунлар билән юғурулған һалда йеңидин-йеңи тавушлар шәклидә мәвҗ урған. Әнә шу вақитларда оттуриға чиқишқа башлиған “әсәбийликкә қарши туруш” ни мәркизи идийә қилған контроллуқ тәдбирлири дәсләп “қизил мәшрәб” шәклидә оттуриға чиққан болса, кейинчә “иҗтимаи қайта қуруш” ниң омумиййүзлүк йолға қоюлушида түгәлләнгән. Бу болса һазир пүтүн дуня әйибләватқан “милйонлиған уйғурни лагерға қамаш” тәк “инсанийәткә қарши җинайәт” кә йол ачқан иди.