Муһаҗир мәмәттохти иминниң юрти тоққузақтики бир мазарлиқта бәрпа қилған бир арамгаһи бузуветилгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.11.23
Муһаҗир мәмәттохти иминниң юрти тоққузақтики бир мазарлиқта бәрпа қилған бир арамгаһи бузуветилгән Түркийәдә яшайдиған муһаҗир мәмәттохти имин ака.
Photo: RFA

Муһаҗир мәмәттохти имин ака түркийәдә өткән 50 йиллиқ муһаҗирлиқ һаятида тапқан-түгкәнлирини ана юрти қәшқәр тоққузақтики ләңгәр йезисиға мәбләғ қилип салған. Кейинки йилларда йезидики бувихеним мазарлиқиниң бирқисмиға бир гүмбәз яситип әтрапиға гүл-гияһ вә мевә дәрәхлири тиккән, шундақла гүмбәзниң йениға өз қәбрисиниму ясатқан. юртдашлириниң арами вә өзиниң юрт һәсритини бесиш үчүн ясалған бу бағчә сияқидики гүмбәз йеқинда хитай даирилири тәрипидин бузуветилгән, төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәмәттохти имин ака, түркийәдә өз һалидин ешинғудәк иқтисадий күчкә еришкәндин башлап, тапқан-түгкинини юрти тоққузақниң ләңгәр йезисиға мәбләғ қилип селишқа башлиған. У ата-бовилириниң қәбриси шундақла тунҗи аялидин болған 5 балисиниң макани болған бу йезиға әң дәсләптә бир башланғуч мәктәп селип бәргән. Униңдин кейин тағ бағридин 150мо йәр ечип бағ-варан бина қилған. Йеши чоңийип қалған кейинки мәзгилләрдә, ләңгәр йезисидики қәдимий заратгаһлиқ-бувихеним мазарлиқиниң 15 мочә қисмиға гүл-гияһ вә мевә дәрәхләр вә бир гүмбәздин тәркиб тапқан бир арамгаһ ясатқан. Үсти йепиқ, 4 әтрапи очуқ бу гүмбәз заратгаһлиққа кәлгүчиләрниң дәм елиши вә хәтмә қуран қилиши үчүн тәйярланған болуп, гүмбәзниң йениға йәнә өзиниң ахирқи нәписини ана юртида елиш арзусиниң бир намайәндиси сүпитидә өзи үчүн бир қәбрә ясатқан. У бу иши арқилиқ, өзини беқип чоң қилған ата-аниси вә юрт җамаити алдидики бурчини ада қилишқа тиришқан. Мәзкур гүмбәз вә қәбрә 2009 ‏-йили яситилған, у 2017 ‏-йили саламәтлики еғирлишиватқанлиқини һес қилип, ахирқи нәписини ана юртида елиш үчүн юртиға зиярәткә барған. Әмма у бу қетим алдинқи йиллардикидин пәрқлиқ бир вәзийәткә дуч кәлгән; илгири униң мәзкур йезиға салған мәбләғлири вә қилған хизмәтлири сәвәблик уни мәдһийәлигән даириләр бу қетим уни җиддий йосунда тәқиб астиға алған, һойлисидин сиртқа чиқишиға йол қоймиған вә мәлум мәзгилдин кейин юрттин айрилишқа мәҗбурлиған. У дуня билән видалишиш үчүн барған қәшқәрдин амалсиз айрилған. У түркийә қайтип кәлгәндин кейин пәрзәнт вә нәврилиридин 10 нәччә кишиниң лагерға әкетилгәнлики вә кесиветилгәнликидин хәвәр тапқан. У әйни чағда бу әһвалларни радийомиз арқилиқ хәлқараға ашкарилиған вә түркийәдики хитай консулханиси алдида өткүзүлгән аилә нөвити паалийитигә актип иштирак қилған. Мәмәттохти ака йеқинқи айларда мунасивәтлик қаналлири арқилиқ у 200 миң йүәндин артуқ мәбләғ селип бәрпа қилған мәзкур арамгаһниң бузуветилгәнлики, җүмлидин гүмбәзниң чеқиветилгәнликидин хәвәр тапқан. Бу хәвәрни йәткүзгүчи униңға даириләрниң уни юқириқи паалийәтлири сәвәблик террорлуқ билән әйиблигәнлики вә униңға аит болған қәбрә вә у ясиған арамгаһ-гүмбәзниму чеқиветилгәнликини мәлум қилған. Мәмәттохти имин ака, сүний һәмраһ хәритисидин көзитиш арқилиқ мәзкур мазарлиқта өзи бина қилған гүмбәзниң растинила чеқиветилгәнликини байқиған.

Биз мәзкур учуларниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн, ләңгәр йезисидики алақидар хадимларға телефон қилдуқ.

Мәмәттохти имин ака йеқинқи төт йилдин буян, юртидики бир қисим мал-дунясини пәрзәнтлиригә мирас қилип бөлүп бериш үчүн юртиға беришқа бир нәччә қетим урунуп баққан болсиму, хитай консулханиси виза бәрмигән, ләңгәрдики алақидар хадимлар телефонлириға җаваб бәрмигән.

Телефонимизни қобул қилған хадимлардин бири мәмәттохти имин акиниң пәрзәнт вә нәврилиридин 7 кишиниң түрмидә икәнликини ашкарилиди. Йәнә бир хадим мәмәттохти ака бәрпа қилған мәзкур гүмбәзниң чеқиветилгәнликини дәлиллиди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида 82 яшлиқ муһаҗир мәмәттохти имин акиниң юрти тоққузаққа бина қилған бир арамгаһниң бузуветилгәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.