Ху пиң: уйғурларни чаған өткүзүшкә мәҗбурлаш әмәлийәттә мәдәнийәт қирғинчилиқидур
2024.02.09
2024-Йил йеңи йил киргәндин буян хитай таратқулирида қәшқәр, атуш, ақсу, хотән қатарлиқ җайларда уйғурларниң, һөкүмәт кадирлириниң йетәкчиликидә Чағанлиқ тәбрикләш Паалийәтлиригә тәйярлиқ қиливатқанлиқи һәққидики хәвәр вә син филимлири барғанчә көпәйгән. Хәвәрләрдә бу йиллиқ чаған мәзгилидә уйғур райониниң һәрқайси җайлирида хитайниң чаған байримиға мунасивәтлик адәтләр, мурасимлар вә сәнәт паалийәтлири өткүзүлүватқанлиқи, уйғурларниң хитайниң һөкүмәт кадирлириниң йетәкчиликидә, ишик-дәрвазилириға хитайчә панус ешип, мәснәви чаплаватқанлиқи, уйғур яшлириниң коча айлинип думбақ челип ойниған шир оюни, әҗдиһа усули қатарлиқларниң чағанлиқ байрам кәйпияти яратқанлиқи, кочиларда чағанлиқ йемәкликләр сетилип, қәшқәр қатарлиқ җайларниң саяһәтчиләрни әң җәлп қилидиған җайға айланғанлиқи кәң тәшвиқ қилинған.
7-Феврал күни чиққан сүрәтлик хәвәрләрдә, мәркизий телевизийә истансиси чағанлиқ сәнәт кечилики мәйданлириниң бири болған “қәшқәр қәдимий шәһири” дә балиларниң путбол мәшиқ қиливатқанлиқи, ақсу шәһири кочилириниң тамамән қизил пануслар, гүллүк қәғәзләр, чағанлиқ мәснәвиләр билән безәлгәнлики, амминиң чағанлиқ тәнтәрбийә, сәнәт паалийәтлирини өткүзгәнлики, атуш қатарлиқ җайларда бәзилириниң әҗдиһа усули мәшиқ қиливатқанлиқи көрситилгән.
Хитайниң чаған һәққидики тәшвиқат учурлири йәнә чәтәлләрдики иҗтимаий алақә мунбәрлиригиму көпләп х йолланған. Буларниң бири хитай дипломати вә баянатчиси хуа чүнйиң тәрипидин 6-феврал күни йәни илгирики твиттер һесабида йоллиған қәшқәрдики чағанлиқ кәйпият һәққидики синтлиқ учур.
Хуа чүнйиң йоллиған синлиқ учурида, қәшқәр хан базирида қизғин кәйпиятта херидар чақириватқан уйғур ашпузуллири вә мол йемәкликләр көрситилип, йипәк йоли линийәсидики қәшқәрдики чағанлиқ кәйпиятниң саяһәтчиләрни әң җәлп қилидиған нуқтиларниң биригә айланғанлиқини мәдһийәлигән.
Чәт әлләрдә хитайниң чаған һәққидики тәшвиқат программилирини тарқатқучилар арисида йәнә чәт әлләрдики қисмән уйғур тор чолпанлири йоллиған чағанлиқ син көрүнүшлириму пәйда болушқа башлиған.
Булардин бири йеқинда париж кочилирида уйғурчә кийинип, хитай баянатчиси ваң венбиңниң махтишиға еришкән фирансийәдики уйғур тор чолпини дилрәба. Униң 6-феврал тарқатқан бир син филимида, париждики талла базириниң чағанлиқ байрам кәйпиятида безәлгәнлики баян қилинған болуп, мәзкур син филими тарқалғандин кейин, чәт әлләрдики иҗтимаий алақә мунбәрлиридә уйғурларниң қаттиқ наразилиқ инкаслирини қозғиған. Мәлум болушичә дилрәба исимлик бу аял илгири уйғур диярида “чач өстүриду” дәп сатқан витаминлиқ кәмпүтлири сәвәблик уйғурларниң наразилиқиға учриғаникән.
Хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан сияситини көзитип келиватқан, җүмлидин чаған тәшвиқатиға диққәт қилған, америкада чиқидиған “бейҗиң баһари журнили” ниң сабиқ баш муһәррири ху пиң әпәндиниң қаришичә, бир милләтниң мәвҗутлуқи униң мәдәнийәт алаһидиликиниң өз пети сақлиниши икән.
Ху пиңниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай һөкүмити уйғур аптоном райони дәп аталған бу земинда уйғурларниң өзигә хас болған дини вә миллий байрамлирини чәкләп, ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларни пүткүл милләт бойичә чағанға охшаш хитайниң мәдәнийәт байрамлирини өткүзүшкә мәҗбурлиниши әмәлийәттә уйғурларға ашкара йүргүзүлүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқи икән.
Ху пиң хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан нөвәттики сияситини әйибләп йәнә мундақ деди: “сән башқа милләт мәркәзлик олтурақлашқан районларда уларниң өзиниң әнәниви байрамлирини өткүзүшигә капаләтлик қилишиң керәк иди. Бу әң әқәллий бир бәлгилимә. Әсли хитай дөлитидә уйғурларниң әнәниви байрамлирини өткүзүшкә қануний җәһәттин рухсәт қилиниши вә қоғдилиши керәк иди. Әмма һазир әксичә һалда хитайларниң мәдәнийәт байрамлири уйғурларға мәҗбурий теңилмақта. Әсли уйғурларда хитай байрамлирини өткүзидиған адәт йоқ иди. Әмма һазир улар бу байрамларни уйғурларға мәҗбурий теңип, уйғурларниң өзиниң байрамлирини йоқатмақта. Шуңа бу йәрдә йүз бериватқини әмәлийәттә бир мәдәнийәтниң йоқитилиши яки мәдәнийәт қирғинчилиқидур”.
Уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан уйғуршунаш тәтқиқатчилардин германйәлик уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руни стенберг әпәндиниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай һөкүмити уйғурларниң чаған өткүзүватқан вә юқири чаған қизғинлиқиға аит бу хил тәшвиқатлар арқилиқ, “уйғурлар хитай мәдәнийитиниң бир парчиси, улар хитайлар билән бирликтә хитайниң чаған байримини өткүзүватиду, уйғурлар бәхтлик яшаватиду” дегән сахта көрүнүшни хитай дөлити вә чәт әлләргичә кәң тәшвиқ қилмақтикән.
Рони стенберг әпәнди йәнә, өзиниң хитай таратқулирида берилгән, хитай мәркизи телевизийә истансисиниң 2024-йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечилики программисида қәшқәр шәһириниң чағанлиқ сәнәт программиси нәқ мәйдандин тарқитилидиған 4 шәһәрниң бири икәнлики һәққидики хәвәргә диққәт қилғанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, хитайниң уйғурларға чағанлиқ тәшвиқатларни күчәйтиши әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға хитай мәдәнийитини мәҗбурий теңиш сияситиниң әмәлий җәһәттә ипадилиниватқан көрүнүшлириниң биридур. Хитай һөкүмитиниң һәқиқий мәқсити әмәлийәттә, чағанға охшаш хитай мәдәнийәт байрамлирини уйғурларға мәҗбурий теңиш арқилиқ, уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитишни нишан қилғаникән.
Хитай өктичи зиялийси ху пиңниң тәкитлишичә, нөвәттә “хитай һөкүмитиниң һәр хил васитиләрдин пайдилинип уйғурларни мәдәнийәт җәһәттә хитайлаштуруш сиясити әмәлийәттә бу милләтни ирқий җәһәттә йоқитиш сияситиниң дәл өзидур. Униң қаришичә, уйғурлар учраватқан мәдәнийәт қирғинчилиқи, әмәлийәттә уйғурлар милләт бойичә учраватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң муһим бир парчиси һесаблинидикән.