Путбол саһәсидиму уйғур путболчилар чәткә қеқилған
2020.12.24
“җәнубий хитай сәһәр почтси гезити” ниң хәвәр қилишичә, “путбол директори-2021” (Football Manager 2021) намлиқ путбол тәқлиди син оюнидики “йеңи нәсил (newgen)” намлиқ оюн түридин уйғур путболчилар чиқириветилгән. Бурунқи оюндики уйғур путболчиларниң орниға хитай путболчилар сәпләнгән.
Көзәткүчиләр бу йил тәнтәрбийә вә сиясәт дунясиниң илгирикигә қариғанда техиму кәң даиридә бир-биригә арилишип кәткәнликини, буниң һәтта компютер тәқлиди оюн даирисигичә кеңәйгәнликини илгири сүрүшмәктә.
“путбол директори” ниң санлиқ мәлумат амбириға қариғанда, бу оюн дәсләп башланғанда 200 дин артуқ уйғур топчиси вә хизмәтчиси болғаникән. Буларниң қатарида хитай дөләт командисиға вәкиллик қилған тунҗи уйғур маһири мирәхмәтҗан музәппәрму бар икән.
Шәрқи түркистан улусал путбул командисиниң путболчиси салаһидин әпәнди “путбол директори” ниң санлиқ мәлумат амбирида көрситлгәндәк, хитайдики дөләтлик команда вә башқа чоң командиларда топ тепидиған уйғур балиларниң һәқиқәтән көпликини ейтти.
Мушу айниң бешида “путбол директори” компютер оюниниң мәстанилири 2021-йиллиқ оюн әндизиси елан қилинғандин кейин оюнниң тор мунбиридә уйғур путболчиларниң чиқириветилгәнликидәк бинормаллиқни байқиған.
Путбол оюн тор мунбиридә, әслидә уйғур путболчилириниң нисбити зор болған “шинҗаң қар йилпизи” кулубиға келиватқан яш топчиларниң һәммисиниң хитайлар икәнликидин шикайәт қилинған.
“путбол директори” ниң хитайдики баш тәтқиқатчиси мунбәр язмисиға мундақ җаваб қайтурған: “силәр наһайити яхши бир нуқтини оттуриға қойдуңлар, бу худди билбав йеник атлетика командисида баске маһири болмиғандәкла бир иш. Биз бу мәсилини узун муддәттә болсиму оңшашни пиланлаватимиз”.
“путбол директори” баянатчиси том давидсонниң мунбәрдики инкасиға қариғанда, бу уйғур путболчилар мәсилиси январда көрүлүшкә башлиған, лекин улар бу мәсилидин йирақ турушқа тиришқан.
Һәтта “җәнубий хитай сәһәр почтиси гезити” ниң хәвиригә асасланғанда том давидсон мундақ дегән: “биз бу йилниң бешида уйғур тилини оюнға қоштуқ вә санлиқ мәлумат амбиридики 200дин артуқ уйғурни көздә тутуп уларниң тилиниму оюн тили қилип бәлгилишигә капаләтлик қилдуқ. Әмма бу қетимқи йеңи оюнда әмәлийләшмиди. Биз оюнни яхшилаш үстидә издиниватимиз”.
Анализчилар хитайниң уйғур хәлқигә тутқан муамилисиниң һәтта путбол дунясиғиму тәсир көрсәткәнликини билдүрүшкән.
Арсенал кулубиниң путболчиси мәсут өзил хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулуми һәққидә пикир баян қилғанлиқи хитайда ғулғула қозғиған. Түркийәдә путбол тепидиған дәм ба баму путболчиларни уйғурларға йүргүзүлүватқан зулум һәққидә позитсийә билдүрүшкә чақирғаниди.
Фиранк рибери вә калидо колибали қатарлиқ бир қанчә даңлиқ фирансуз путболчиларму арқа-арқидин иҗтимаий алақә торида бу мәсилини гәвдиләндүргән.
Мушу айниң бешида, фирансийәлик путбол һуҗумчилиқ маһири антойен гиризман хитайниң уйғурларға тутқан муамилиси түпәйлидин, хуавей билән болған содисини бикар қилғаниди.
Салаһидин әпәнди хитай дөлитидә бурундинла путбол саһәсигә сиясәтниң арилишидиғанлиқи, йиқинқи нәччә йиллардин буян техиму еғирлашқан бу бастурушта уйғур путболчиларниң тәқдиригә бир немә дейишниң тихиму тәсликини тәкитлиди.
“путбол директори” мунбири “йеңи нәсил” оюн әндизисидә уйғур путболчилар мәсилисиниң һәл болидиған яки болмайдиғанлиқи һәққидә инкас билдүрүшни рәт қилған.
Истиқбаллиқ бир уйғур путболчи ирпан һезимниң 2018-йили 2-айда лагерға елип кетилгәнлики радийомиз тәрипидин дәлилләнгәндин кейин күчлүк инкас пәйда қилғаниди. Ирпан һезим 2018-йили 2-айда ғайиб болғандин кейин тунҗи қетим 2019-йилиниң башлирида өткән хитай иҗтимаий таратқулирида пәйда болған. Әмма униң қоюп берилгәнлики дәлилләнмигәниди.
Билбав йеник атлетика командисида баске маһири болуш (Athletic Bilbao doesn’t have Basque) бир идиом болуп, мәзкур идиом тәнтәрбийә саһәсидә наһайити көп қоллинилидикән.
Мәлум болушичә бу идиомниң әсли келиш мәнбәси мундақ икән: 1912-йилдин башлап, испанийәдики бирләшмә путбол кулуби билбавниң йезилмиған бир қаидиси бар болуп, бу кулуб пәқәт баск дөлитидә туғулған яки путбол маһаритини баск кулубида өгәнгән топчиларни қобул қилидикән. Шуңа мәлум бир командида алаһидә орунға игә болуш, худди “билбав йеник атлетика командисида баске маһири болуш” қа охшитилидикән.