Хитайниң корлада “хәлқаралиқ һәрбий ишлар мусабиқиси” өткүзмәкчи болуши немидин дерәк бериду?

Мухбиримиз сада
2019.08.02
2019-korla-xitay-herbi-maniweri.jpg “вейбо” торида тарқитилған хитай қуруқлуқ армийисиниң корла шәһиридә йеқинда өткүзмәкчи болған “хәлқаралиқ һәрбий ишлар мусабиқиси” һәққидики син көрүнүши.
Social Media

Бирнәччә күн аввал хитайниң “вейбо” торида хоңкоңдики хитай азадлиқ армийисиниң һәр хил илғар типлиқ қораллар, тик учар вә башқа һәрбий әслиһәләр арқилиқ туюқсиз вәқәләрни, намайишларни бир тәрәп қиливатқан көрүнүшлири көрситилгән син көрүнүшлири тарқитилған иди. 2-Авғустқа кәлгәндә хитай қуруқлуқ армийисиниң корла шәһиридә йеқинда өткүзүлмәкчи болған “хәлқаралиқ һәрбий ишлар мусабиқиси” һәққидиму бир син көрүнүши тарқалди.

Хитай қуруқлуқ армийиси баш болуп көрситилидиған мәзкур мусабиқә 3-авғусттин 15-авғустқичә өткүзүлүшкә пиланланған. “тәңритағ” ториниң 2-авғусттики санида елан қилинған мунасивәтлик син көрүнүштин мәлум болушичә, бу қетимлиқ мусабиқә 32 тармақни өз ичигә алидиған болуп, улар “суваров һуҗуми”, “сүзүк асман”, “бихәтәр муһит” вә “қорал ясаш маһири” қатарлиқ җәһәтләрдә елип берилидиған мусабиқиләр икән.

“суваров һуҗуми” да асаслиқ җәң аптомобиллири вә танкиларниң һәрқандақ йәр шараитида мәшғулат елип баралайдиғанлиқи вә йирақ арилиқни чәнләп атидиған милтиқларниң “иқтидарлири” көрситилидикән. 

Мусабиқиниң “сүзүк асман” намидики түридә пилимотларни һава бошлуқида йүз бәргән туюқсиз һуҗумларға қандақ тақабил туруш көрситилидикән. 

“бихәтәр муһит” дегинидә җәң аптомобиллириға қарита елип берилидиған “инчикә” тәкшүрүшләр, җәң районидики тосалғулардин қандақ қутулуп чиқиш қатарлиқлар көрситилидикән. 

“һәрбий қорал маһири” дегән түрдә йеқин вә йирақ арилиққа етилидиған бомбардиманчи зәмбирәкләр вә пилимотларни җәң мәйданида қисқа вақит ичидә қураштурулуш вә уни мәлум нуқтиға муқимлаштуруп етишқа тәйярлиниш қатарлиқлар көрситилидикән. 

Мәлум болушичә, хитай азадлиқ армийиси буниңдин илгириму корла шәһиридә икки қетим һәрбий маневир өткүзгән икән. Бүгүнки күндә йәнә корла шәһиридә вә хоңкоңда бу хил һәрбий мусабиқиләрни елип бериш чәтәлләрдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қаттиқ диққитини қозғимақтикән. Қазақистанда турушлуқ уйғур сиясий паалийәтчи қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди 2-июл радийомиз зияритини қобул қилип, һакиммутләқ түзүмдики хитай дөлитиниң ички турақсизлиқи сәвәбидин өзигә қарши пикирдә болған хәлқни бастурушта һәр даим қораллиқ күчләргә тайинидиғанлиқини һәм бу арқилиқ дуняға һәйвә қиливатқанлиқини билдүрди. 

Хитай һөкүмитиниң азадлиқ армийиси яки хитай қуруқлуқ армийәлирини ишқа селип, уйғур диярида җәң маневири намидики һәрикәтләр билән шуғулланғанлиқи һәққидики учурлар буниңдин илгириму хитай ахбарат вастилирида кәң тарқалған иди. Буниң мисаллиридин бири хитай азадлиқ армийисиниң тибәт аптоном районидики бир һәрбий қисминиң зәмбирәкчиләр әтрити аталмиш һәқиқий “җәң маневири” өткүзүш намида июл айлирида уйғур аптоном райониниң хотән шәһиригә йөткәлгән иди. 

Хитай таратқулириниң бу һәқтә тарқатқан мунасивәтлик учурида бу зәмбирәкчиләр әтритиниң икки әтрәткә бөлүнүп, бир-биригә қарши аталмиш “җәң маневири” елип баридиғанлиқи, маневирниң асаслиқ мәшиқлири болса ахбарат разведкиси, җәң пилани вә йирақ арилиқтин зәмбирәк арқилиқ зәрбә бериш қатарлиқлар икәнликини қәйт қилиш билән биргә йәнә бу “маневир” ниң ахирқи нишани һәрбий қошунниң һәқиқий җәң қилиш иқтидарини йетилдүрүш, хитай азадлиқ армийисиниң дөләтниң земин пүтүнлүкини қоғдаш иқтидарини өстүрүш икәнлики һәққидә җар салған иди. 

Көзәткүчиләр бу һәқтә анализ йүргүзүп, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики һәр қетимлиқ һәрбий яки җәң маневирлирини өткүзүштин бурун буни районниң муқимлиқи вә бихәтәрликини қоғдаш нами астида елип баридиғанлиқини илгири сүрмәктә. 

Ундақта, уйғур дияри вә хоңкоң һәқиқәтән хитай һөкүмитиниң ейтқинидәк бихәтәр район әмәсму? қәһриман ғоҗамбәрди бу һәқтә сөз қилип, хитай һөкүмити уйғур дияри вә хоңкоңни идарә қилалишиға ишәнчи болмиғанлиқтин, мушундақ “бихәтәрлик” намида һәрбий күчләрни ишқа салидиғанлиқини ейтип өтти.

Қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди сөзиниң ахирида хитай азадлиқ армийиси қуруқлуқ армийә қисимлириниң уйғур диярида, җүмлидин корлада елип бериватқан бу һәрикәтлириниң уйғурларниң кәлгүси вәзийитигә көрситидиған тәсири һәққидә сөз қилип, буниң бир пиланлиқ елип бериливатқан һәрикәт икәнлики шундақла бу бейҗиң даирилириниң уйғурларни мутләқ контроллуқ астиға елиштики ахири козири икәнликини әскәртип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.