“5-феврал ғулҗа вәқиси” гә четилип 18 йил йетип чиққан абдусалам рози йәнә 18 йиллиқ кесиветилгән
2021.02.05
Мәлум болушичә, ғулҗада 1997 -йилидики “5-феврал вәқәси” гә четилип тутулған вә кесилгәнләр җаза муддитини түгитип болған болсиму, 2017-йилиға кәлгәндә омумиййүзлүк тутулуп қайтдин кесиветилгән. Мана булардин бири ғулҗа наһийәсиниң худаярйүзи базири қотантам кәнтидики абдусалам рози болуп, у ғулҗа наһийәсидики “партийә мәктәп тәрбийәләш мәркизи” дә бир йилчә ятқандин кейин, өтмүштики аталмиш “җинайити” үчүн йәнә 18 йиллиқ кесиветилгән.
Җәмийәт хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур районида 2017-йили лагерлар қурулуп, сабиқ мәһбуслар қайтдин тутулушқа башлиғанда, ғулҗида 1997-йилидики “5-феврал вәқәси” гә четилғанлар гәрчә җаза муддәтлирини толуқ өтәп болған болсиму, лекин қайтдин тутқун қилинған. Бу әһвал 2017-йили язда ғулҗа наһийәсидики бир лагерға телефон қилған вақтимизда, лагердики назәрәтчи хадимлар тәрипидин ашкариланған. Шу чағда мәзкур хадимниң дейишичә, тутқунларниң ғоллуқ бир қисми сабиқ мәһбуслар, тутқунлар вә гумандарлар болуп, у назарәт қиливатқан кишиләр арсида аталмиш “җинайити нисбәтән еғиррақ болғанлар” дин бири абдусалам рози исимлик сабиқ мәһбус икән. Дийилишичә, у ғулҗа вәқәсигә четилип 1998-йили 18 йиллиқ кесиветилгән вә җаза муддитини үрүмчидики 1-түрмидә толуқ түгитип чиққан болсиму, 2017-йилиға кәлгәндә бир түркүм дост вә сәпдашлири билән бирликтә қайтидин тутулған. Биз йәнә шу чағдики зияритимиздә бу лагерда “5-феврал ғулҗа вәқәси” гә четилған сабиқ мәһбуслардин кимләр барлиқини сориған идуқ, мәсул хадим өзи мәсул гуруппида 10 нәччә киши барлиқини ейтқан иди.
Ашкарилинишичә, мәзкур сабиқ мәһбуслар бу лагерда өзлириниң өтмүштики аталмиш “җинайити”, йәни мәшрәп ойниғанлиқи, намайишқа қатнашқан яки қатнашқанларни қоллиғанлиқи үчүн қайтидин ипадә билдүргән, уларға пушайман баянатлири яздурулған. Шу күни телефонимизни қобул қилған назарәтчи хадим билән сөзлишиш җәрайнида “5-феврал ғулҗа вәқәсә” мәһбуслиридин абдусалам розиниң мәзкур назарәтчи билән қилишқан бир қанчә еғиз сөзини аңлиған болсақму, әмма уни зиярәт қилиш пурситимиз болмиған иди. Шу чағда йәнә абдусалам аталмиш дәрс елиш үчүн кирип кәткән залдин тутқунларниң қәсәмнамә садалири аңлинип қалған иди. Назарәтчи хадим сабиқ 5-феврал тутқунлириниң лагердики башқа тутқунлар билән бирликтә, һәр күни әтигәндә дәрс башлаштин аввал коллектип һалда хитай дөлитигә садақәт билдүрүп, қәсәмнамә оқуйдиғанлиқини баян қилған иди.
Йәнә илгирики хәвәрлиримиздин мәлум болушичә, сабиқ мәһбусларни қайтдин җазлаш долқуни әслидә 2014-или май ейида аталмиш “диний әсәбийликкә қарши туруш һәркити” ниң бир парчиси сүптидә башланған болуп, шу чағда җаза муддитини түгитип чиққандин кейинму йәнә хитайға қарши һәрикәт қилиш еһтималлиқи бар дәп қаралған, толуқ өзгәрмигәнлики пәрәз қилинған кишиләр қайтидин тутулған вә кесилгән. Мәсилән, мәкит вә пәйзиваттики бир қетимлиқ аммивий сотта көп санда сабиқ мәһбуслар қайтидин кесиветилгән. 2017-Йили лагер тутқуни башланғанда болса сабиқ мәһбусларниң һәрқандиқи, йәни “өзгәрди” яки “өзгәрмиди” дәп қаралған болсун, охшашла тутқун қилинған.
Мәлумки, лагер тутқунида 1970-, 1980-, 1990-йиллири туғулғанлар, “хәтәрлик әвлад” дәп қарилип тутулғанлар тутқунлар саниниң ғоллуқ бир қисимини тәшкиллигән. 5-Феврал вәқәисгә қетилғанлар асаслиқи 1970-йилларда туғулғанлар болғачқа бу қетимқи лагер тутқунида 5-февралға қатнишип аман қалғанлар әмәс, мәзкур вәқә вә дәвр шаһидлири, йәни уларниң замандашлириму асасән дегүдәк тутулған. Буниң нәтиҗисидә сабиқ 5 -феврал мәһбуслири, тутқунлири вә гумандарлириниң һечқайсиси қамақниң сиртида қалалмиған.
2019 -Йилиниң ахири лагердикиләр түркүм-түркүмләп кесиветилишкә башлиғанда, сабиқ “5 -феврал” мәһбуслири еғир кесилгәнләр қатаридин орун алған.
Бүгүнки ениқлишимиздин мәлум болушичә, қайта кесилгәнләрдин сабиқ “5-феврал” мәһбуси абдуслам рози йәнә 18 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. У нөвәттә шихо түрмисидә җаза муддитини өтимәктә.
Мәлум болушичә, абдусалам рози 1998-йили тунҗи қетим 18 йиллиқ кесиветилгинидә 22 яш, 2019-йили қайта кесиветилгәндә 43 яш болуп, униң йеқинқи 23 йиллиқ һаятиниң бир йилила қамақтин хали өткән. Бу сәвәбтин униңға өйлиниш вә әвлад қалдуруш пурсити болған-болмиғанлиқи мәлум әмәс.