“лагерлар” : зор көләмлик қамақниң дуняви тарихи

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2025.03.05
Хитайниң BBC ға қарши һуҗумлири вә буниңға қарита инкаслар Лоп наһийәсидики 4-йиғивелиш лагеридики тутқунлар сиясий өгиништә. 2017-Йили март, хотән.
BITTER WINTER

Заманимиздики инсанлар үчүн “лагер” мәсилисини һәрқачан өтмүшниң мудһиш сәһипилири билән бағлиған һалда тәсәввур қилиш адәткә айлинип қалған мәзгилләрдә уйғур елидә “йиғивелиш лагери” характеридики лагер системисиниң барлиққа келиши һәмдә йиллап давам қилиши бу хил әнәниви қарашниң тоғра әмәсликини җанлиқ испатлиди. Пирофессор айдан форс (Aidan Forth) ниң “лагерлар” намлиқ әсири болса дәл мушу җәһәттики мәсилиләргә беғишланған.

“йиғивелиш лагери” натсистларғила хас әмәс!

“лагер” аталғуси оттуриға чиққан һаман кишиләрниң ядиға келидиғини иккинчи дуня уруши мәзгилидә натсистлар германийәси җай-җайларда қуруп чиққан “йиғивелиш лагери” һесаблиниду. Әмма инсанийәт тарихиға нәзәр салғинимизда бу хилдики “йиғивелиш лагери” ниң натсистлар германийәси дуняға келиштин бурунла һөкүмран гуруһ иҗтимаий яки ирқий сәвәбләрдин мәвҗут болушини халимиған хәлқләрни көздин йоқитишни асасий вәзипә қилған муәссә сүпитидә көпләп қурулғанлиқини көрүвелиш мумкин. Бу һал асия вә африқа тарихида көп қетим намаян болған һадисиләрдин болуп, буниң кейинки вариянтлири қатарида совет иттипақи қуруп чиққан “гулаг” системисини, әң йеңиси қатарида берма мусулманлириға қаритилған “йиғивелиш лагери” вә уйғур елидики қирғинчилиқни әмәлгә ашурғучи “йиғивелиш лагери” ни көрситиш мумкин.

Пирофессор айдан форсниң қаришичә, инсанийәт тарихидики бу лагер системилири охшимиған дәврдә барлиққа кәлгән болуп, уларниң өзигә хас алаһидиликлири мәвҗут. Шуниң билән биргә уларниң мәвҗут болушидики нишан, әндизә вә қанунийәтләр чоң җәһәттин бир-биригә охшап кетиду. Әйни вақитта натсистлар германийәси йәһудийлар җамаитини “ирқий дүшмән” дәп бекиткән болса, сталин һакимийити өзигә қарши күчләргә “синипий дүшмән” дәп тамға урған. Ши җинпиң дәвригә кәлгәндә болса уйғур елидики уйғур вә башқа бир қисим түркий тиллиқ мусулманларниң бирдинла “дөләтниң дүшмини” гә айлинип қалғанлиқи һечқандақ муназирә тәләп қилмайдиған реаллиқ болуп қалған. Шуңа “20-әсирдики қабаһәтниң символи” дәп аталған лагерлар 21-әсирдә зор көләмлик тутқунни әмәлгә ашурғучи васитә сүпитидә қайтидин оттуриға чиққанда һәр саһәниң “һәргиз қайтиланмайду!” дегән тарихий вәдә тоғрисидики көплигән соаллириға дуч кәлгәнлики мәлум.


Мунасивәтлик хәвәрләр

Йәһудийлар чоң қирғинчилиқи хатирә музейи доклати: “уйғур ирқи қирғинчилиқи давам қиливатиду”

Йәһудий қирғинчилиқиниң шаһити: “уйғур аяллириниң хитайлар билән той қилиши хитай һөкүмитиниң пилани”

Йәһуди паалийәтчи: “бизму ирқий қирғинчилиқини баштин кәчүргән бир хәлқ, шуңа уйғурларниң дәрдини аңлитиш мәҗбурийитимиз бар”


Натсистлар германийәси әйни вақитта “дөләтниң җиддий вәзийәткә дуч келиватқанлиқи” ни баһанә қилип, йәһудийларни мушу җиддий вәзийәтниң сәвәбкар сүпитидә зор көләмдә лагерға қамиған; сабиқ совет иттипақиниң “гулаг” системиси вә хитайниң “әмгәк билән өзгәртиш лагери” болса қатиллар, оғрилар вә “сиясий мәпкуриси охшаш болмиған әксилинқилабчилар” ни қара-қоюқ бир лагерға қамап уларға җаза бәргән. Һалбуки уйғур елидики лагерға қамалғанлар “террорлуқ вә ашқунлуқ” қа бағланған кишиләр болуп, уларға артилған “террорлуқ” ниң әң әқәллий исламий әқидиләр вә адәтләр икәнлики хитайниң “террорлуқ” ниң тәбири һәққидики уқтурушлиридин мәлум болған. Бу мәнидин алғанда һазирқи замандики лагерларни характер җәһәттин натсистлар вә совет тарихидики лагерлардин үлгә алған, дейишкә болиду. Болупму лагерларниң мәвҗут болушида һөкүмран гуруһ һәрқачан қоллинип кәлгән иҗтимаий сөзлүкләрдин “биз” вә “улар”, “мәдәнийәтлик” вә “қалақ”, “дост” вә “дүшмән” қатарлиқлар изчил тәкрарлинип кәлгән. Бу һәқтә сөз болғанда пирофессор айдан форс мундақ деди.

“лагерларниң маддий қурулмиси охшап кетиду. Уларниң һәммисидила тикәнлик сим-тосақ болиду, бәзидә бу симлар токқа улап қоюлиду. Бу лагерлар асаслиқи охшаш болмиған гуруппиға мәнсуп кишиләрни айриш үчүн қурулиду. Әмди һазирқи күнгә кәлгәндә лагерлар қандақ болуп заманиви сиясий интилишләрниң һул теши болуп қалди десиңиз һакимийәтләр, һәтта бир қисим демократик һакимийәтләрму инсанларниң ортақ тарихқа вә кимликкә игә болушиға хуштар болуп қеливатиду. Мәсилән алсақ, натсистлар германийәсидә улар алий ирқ нәзәрийәсини базарға селишта йәһудийларни дүшмән вә ‛улар‚ дәп тәсвирлигән; совет иттипақида болса сталин һакимийити бай деһқанларни ‛кулак‚ (кулaк) дәп атиған һәмдә уларниң ‛хәлқниң қенини шориғучи паразит‚ икәнликини тәшвиқ қилған. Хитай һөкүмити болса һазир уйғурларни ‛башқилар‚ дейиш арқилиқ уларниң хитайларға дүшмәнлик қилидиған бир хәлқ икәнликини, бу кишиләрниң болса хитайниң ғәрбигә зор санда көчүп берип маканлишиватқан хитайлардин пәрқ қилидиғанлиқини алаһидә тәкитләватиду.”

Дәрвәқә бу һал уйғурлар һәққидики һөкүмәт тәшвиқатлирида көп қетимлап тилға елинған “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ суғириш”, “шинҗаңдики қалақлиқни түгитиш” шоарлириға мас келидиған болуп, хитай һөкүмитиниң “җуңхуа ортақ кимлики чүшәнчиси бәрпа қилиш” тәшвиқатиниң мәнбәсини васитилик һалда көрситип бериду. Шу сәвәбтинму уйғур елидики милләтләр мунасивитидә “уйғурлардин ишәнчлик адәм йоқлуқи, хитайлардин ишәнчсиз адәм йоқлуқи” һәммигә мәлумлуқ иҗтимаий өлчәм болуп қалғанлиқи мәлум.

“уйғурлар җисманий җәһәттин әмәс, мәдәнийәт нуқтисидин йоқитиливатиду!”

Лагер системиси һәққидә сөз болған һаман нурғун кишиләрниң ядиға әйни вақитта натсистлар германийәсидә милйонлап йәһудийниң зор көләмлик қирғинчилиқта һаятидин айрилғанлиқи келиду. Дәрвәқә уйғур елидики лагер системисида бу хилдики зор көләмлик адәм өлтүрүш һадисисиниң йүз бәргәнлики тоғрисида ишәнчлик һөҗҗәтләр техи мәлум болмиғанлиқтин бәзиләрниң “уйғур қирғинчилиқи” һәққидики һөкүмдин гуманлиниши нөвәттә охшимиған шәкилләрдә ипадилиниватқанлиқи мәлум. Әмма пирофессор айдан форсниң қаришичә, қой қотанлири шәклидики бу хил лагерларда һәрқачан ортақ болған ачарчилиқ, җисманий әмгәк вә сиясий идийәни “шорпа” қилип ичүрүш һадисиси алди билән инсанни өзиниң инсанлиқидин гуманлинишқа елип бариду.

Явропа тарихидики лагерларға нәзәр салғанда көзгә челиқидиған алаһидә һадисиләрниң бири һөкүмран гуруһниң һәрқачан иҗтимаий, миллий вә мәдәнийәт нуқтисидин өзлирини “алий нәсәб” игиси, дәп қариши, шуниңдәк мәвҗут болуши истәлмәйдиған гуруппиға мәнсуп кишиләрни “гунаһкар вә гуманлиқ пуқралар” дәп чүшиниши болған. Айдан форсниң қаришичә, бу хилдики “намрат вә гунаһкар” топтики кишиләрни һакимийәт бешидики тәбиқә изчил түрдә “явайи” вә “хәтәрлик болған кишиләр топи” дәп қариған; йәнә бир яқтин уларниң мәвҗут болуши шу җәмийәтниң сағламлиқини бузғучи кесәллик вирусиниң мәвҗут болуши икәнлики, бу хил вирусни елип йүргүчи бу кишиләрниң мәвҗутлуқиға көз юмғанлиқ әмәлийәттә “кесәл чирмап кәткән дүшмән күчләрниң мәмликәт территорийәсини кезип йүргәнликигә баравәр” икәнлики, шуңа уларни пакпакиз тазилап йоқатмиғанда мәмликәтниң сағлам муһитқа игә болуши мумкин болмайдиғанлиқи көпләп базарға селинған. Аптор мушу хил идийәниң әсирләп мәвҗут болуши һәмдә ахири келип 20-әсирдики зор қирғинчилиққа мәнбә болушиға асасән буни “миң йиллиқ өчмәнлик” дәп атайду.

Явропа тарихидики бу һадисиләрниң 21-әсиргә кәлгәндә уйғур елидики лагер системисида қайтидин заһир болуши, уйғурлардики ислам етиқадиниң “роһий кесәллик” дәп атилиши, “кесәлликни йоқитиш үчүн химийәви оғут сепиш шәклидә зәһәрлик өсмиләрни толуқ йоқитиш лазимлиқи” һәққидики шоарлар буниң һәргизму тасадипий һадисиләрдин әмәсликини көрситиду. Болупму мәдәнийәт вә кимлик җәһәттә хитайлардин пүтүнләй пәрқ қилидиған уйғурларниң хитай дөлити үчүн ғайәт зор истратегийәлик вә һаят-маматлиқ қиммитигә игә болған җуғрапийәлик маканниң игиси болуп қелиши нөвәттә уйғурларниң хитай дөлити үчүн “дүшмән синип” болуп қелишидики асаслиқ сәвәбләрниң бири, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн бу “дүшмән синип” ни “ахирқи һәл қилиш чариси” бойичә бир яқлиқ қилиш өз нөвитидә хитай дөлитиниң әң җиддий еһтияҗидин бири болуп қалған. Бу җәһәттә уйғурларниң қирғин қилиниши йәһудийлардәк җисманий җәһәттин йоқитилиш билән әмәс, әксичә уларни хитайлаштуруш вә ассимилятсийә қилип түгитиш шәклидә давам қилған. Бу һәқтә сөз болғанда пирофессор айдан форс мундақ дәйду.

“бу җәһәттә пәрқ мәвҗут. Йәнә келип бу хил пәрқ бәкму муһим. Әмма шуни дейишни зөрүр дәп қараймән: мәйли гитлер германийәси болсун яки һазирқи хитай һөкүмити болсун улар өзлири билән ашу хәлқләр оттурисидики пәрқни йоқ қилишни истигән. Буниңда гитлер германийәси бу хил пәрқни түгитиш үчүн йәһудийларни зәһәрлик газ билән өлтүрүп йоқитишни талливалған. Сиз тилға алғандәк улар бу җәһәттә йәһудийларни өзгәртип герман нәслигә айландурушни халимиған. Әмма хитай болса һазирқи күндә уйғурларни җисманий җәһәттин йоқитишни әмәс, әксичә уларни мәдәнийәт нуқтисидин йоқ қиливетишни көзләватиду. Буни мундақчә қилип ейтқанда бир тәңгиниң икки йүзи дейишкә болиду: бири, ассимилятсийә қилиш, йәнә бири йоқитиш; ассимилятсийә қилиштики мәқсәт болса уйғур мәдәнийитини, уйғур кимликини вә уйғур хәлқини йоқитиш. Һазир ишлар мушу йосунда давам қиливатиду. Шуңа буниңда зәһәрлик газ ишлитилмисиму лагерларда әнә шу нишан әмәлгә ашурулуватиду. Уйғурлар башқиларға ‛миллий‚ вә ‛дүшмән‚ болуп көрүнидиғанла иш болса улар йетәрлик болди, дәп қаралғучә лагерға қамиливериду һәмдә қайта тәрбийәләш арқилиқ хитайға айландурулиду. Қачанки мушу ассимилятсийә җәряни тамам болғанда андин улар лагердин қоюп берилиду.”

Бу һални лагершунас алимлар адрян зензму алаһидә әскәрткән болуп, хитай һөкүмитиниң зор көләмдики қирғинчилиқ шәклидә әмәс, бәлки мәҗбурий васитиләр арқилиқ уйғурларниң туғут нисбитини ғайәт зор дәриҗидә төвәнлитиш арқилиқ уйғурларни көпийәлмәс қиливетишни көзләватқанлиқини тәпсилий пакитлар билән шәрһлигән иди. Нөвәттә хитай һөкүмитиниң лагер системиси дәсләпки қәдәмдә көзлигән нишаниға йәтти, дәп қариливатқан болуп, буниң кәлгүсидә техиму зор көләмдики лагерларға һул селиватқанлиқи алға сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.