Ғулҗида пенсийәгә чиққан бир пешқәдәм оқутқучи аяли билән тутқун қилинип лагерға елип кетилгән

Мухбиримиз әркин
2019.09.10
lager-atush-yepiq-terbiyelsh.jpg Тез сүрәттә көпийиватқан “йепиқ тәрбийәләш лагери” йәни хитайниң җаза лагеридин бириниң көрүнүши. 2018-Йили 3-декабир, атуш.
AP

Ғулҗа шәһәрлик 6‏-башланғуч мәктәпниң пенсийәгә чиққан пешқәдәм оқутқучиси шерипҗан муһәммәт мәзкур мәктәпниң 30 нәччә йиллиқ хизмәтчиси болуп, у ғулҗидики нопузлуқ маарипчиларниң бири иди. Лекин бу йил 67 яшлиқ шерипҗан муһәммәтниң хитай һөкүмити 2017‏-йили 2‏-айда башлиған кәң көләмлик тутқунда аяли билән тутқун қилинғанлиқи, нөвәттә ғулҗиниң тәшләпкә базирида дукан ачидиған аяли бүхәлчәм әмәтһаҗиниң лагерда, шерипҗан әпәндиниң кесиветилгәнлики илгири сүрүлмәктә.

Қәйт қилинишичә, шерипҗан әпәнди билән бүхәлчәм ханимлар 2018‏-йили 3‏-айда ғулҗиниң или дәря йолидики шәһәрлик електр истансисиниң аилиликләр қорусида олтурушлуқ қуда-баҗиси турдахун җорибай вә шадийә закирлар билән бирла вақитта тутқун қилинғаникән. Өткән һәптә турдахун җорибай вә шадийә закирниң голландийәдә турушлуқ қизи мәрһаба турдахун радийомизға дадисиниң 8 йиллиқ, анисиниң 7 йиллиқ кесиветилгәнликини билдүргән. Буниңға уларниң 2014-вә 2015‏-йиллирида икки қетим голландийәгә келип өзлирини йоқлиши сәвәб болғанлиқини илгири сүргән. У шу күни йәнә ата-аниси билән бир вақитта дөң мәһәллидә олтурушлуқ қейната, қейнаниси вә қейниниси һәм қейнсиңлисиниң тутқун қилинғанлиқини билдүргәниди.

Шерипҗан әпәндиниң голландийәдә турушлуқ оғли абдушүкүр шерипҗаниң билдүрүшичә, йеқинда у дадисиниң кесиветилип, шихудики түрмигә йөткәп кетилгәнлики, анисиниң давамлиқ лагерда тутуп турулуватқанлиқи, сиңлиси билән инисиниң қоюп берилгәнлики һәққидики учурларға еришкән. Йеқинқи он нәччә йилдин бери голландийәдә яшап келиватқан абдушүкүр шерипҗан өткән һәптә зияритимизни қобул қилғанда, анисиниң саламәтлик әһвали яхши әмәслики, дадисиниң һечқандақ из дерикини алалмиғанлиқини билдүрди.

Абдушүкүр шерипҗан: “дадам бу йил 67-68 ләрдә бар. Апам 62-63 ләрдә болса керәк. Уларниң хәвирини аялимниң туғқанлириниң вәтән ичидики мәлум васитиләр арқилиқ аңлиғанлиқи, дадамниң шихуға кәткәнликини билдим. Туғқанларниң дейишичә, улар апамниң из-дерикини қилалмай турса, бир арилиқта апамниң йүрәк кесили бинормал болуп, туғқанлардин йүрәк кесилиниң дорисини тәләп қилғанлиқи тоғрисида учур аңлиған, буниңдин тәхминән 2 айлар аввал, пәқәт шундақла деди, әмма апамға йүрәкниң дорисини әкирип бәрдиму, ким әкирип бәрди, уни уқмаймән. Апамни шиху яки башқа җайға йөткәп кәтти десәк, апамниң ғулҗа шәһиридә икәнликини деди. Буни дегән адәмниң исмини демәй, у адәмму чидимайдиғу, ата-аниниң учурини алалмайватқанға узун болғандин кейин. Апамниң ғулҗа шәһиридики мәлум бир лагерда икәнлики ениқланди. Лекин дадамни қейнатам билән шихуға биргә йөткәп кәткәнликини аңлидим. Дадамни шихуға немә, дәп апириветиду?. Кәскәнләрни шихуға яки башқа җайларға йөткәватқанлиқиниң хәвирини аңлаватимиз. Маңа бу учурни мәлум қилғучи дадам билән қейнатамниң шихуға әкетилгәнликини деди. Қейнатамниң 7-8 йил кесилгәнликини аңлидим. Дадам кесилдиму, кесилгән болса қанчә йил кесилди, буларни мән уқмаймән. Буниңдин 3-4 ай аввал дадамға, қейнатамға сот ечилидикән, дегән гәпләрни аңлиған. Шуниңдин бери һечқандақ учур алалмидуқ. Кейин маву туғқанлардин шихудикән дегән гәпни аңлидим”.

Нөвәттә, шерипҗан әпәнди билән бүхәлчәм ханимниң тутқун қилинишиниң сәвәби мәлум әмәс. Абдушүкүрниң билдүрүшичә, у ата-анисини хитай һөкүмитиниң 2017‏-йили башланған “уйғурларни омумйүзлүк тутқун қилип, лагерларға қамаш һәрикитиниң қурбаниға айланди” дәп қарайдикән. У, болмиса чәтәлгә чиқип бақмиғанлиқи, хитай һөкүмитиниң уларни тутқун қилишиниң һечқандақ сәвәби йоқлиғини билдүрди.

Абдушүкүр шерипҗан: “мениң дадам ғулҗа шәһәрлик 6‏-башланғуч мәктәпкә 30 йил ишләп, маарип җәһәттә өзиниң төһписини қошқан адәм. Бәлким чәтәлниң һәр қайси җайлирида ғулҗа шәһәрлик 6‏-башланғуч мәктәпни оқуған һәрқандақ бир оқуғучилири яки чәтәлгә чиқип кәткән кәсипдашлири болса шерипҗан, десә тонуйду. Дадам өзи наһайити яваш, өзиниң кәспигә наһайити мунтизим адәм иди. Әмди униң тутқун қилиниш сәвәбини мән, һазир бу омумйүзлүк әһвал, һәммимизниң аилиси, пүтүн уйғурниң бешиға кәлгән бир иш болғачқа, уларни омумий сиясәтниң қурбаниға айланди, дәп ойлаймән.”

Шерипҗан әпәнди узун йил оқутқучи болуп ишлигән 6‏-башланғуч мәктипи илиниң йеңи заман маарип тарихида алаһидә орунға игә нопузлуқ мәктәпләрниң биридур. Бу мәктәпни 1920‏-йилларда ғулҗидики татарлар ачқан болуп, “татар мәктәп” дегән нам билән тонулған. Бу мәктәп, шаир лутпулла мутәллип қатарлиқ уйғур 20‏-әсир мәдәнийәт ақартиш һәрикитидики нурғун шаир, язғучи, әдиб вә зиялийларниң улини салған башланғуч билим юртидур. Әмма бу мәктәп хитайниң йеқинқи йиллардики уйғур маарипини бикар қилиш һәрикитидә хитай башланғуч мәктипигә өзгәртилгәниди. Биз сәйшәнбә күни бу мәктәпкә телефон қилип, бу мәктәпниң инкасини елишқа тиришқан болсақму, лекин телефонимизни һечким алмиди.

Биз 10‏-сентәбир күни шерипҗан әпәнди вә бүхәлчәм ханимларниң дөң мәһәллә 11‏-кочидики өйи қарашлиқ дөң мәһәллә сақчи понкитиға телефон қилип, уларниң из-дерикини қилған болсақму, лекин мәзкур сақчи понкитиниң кәчлик нөвәтчи хадими соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Униң илгири сүрүшичә, биз уларниң из-дерикини алмақчи болсақ, сақчи понкитиға келишимиз керәк икән. У, тутқунларниң һазир қайси лагерда икәнлики һәққидики соалимизға: “буни понкитимизға өзиңиз келип сораң, боламду. Буниңға җаваб бәрсәк болмайду. Кәчүрисиз, бу ишларни сүрүштүрмәкчи болсиңиз, өзиңиз келишиңиз керәк. Сиз бу ишларни телефонда сорисиңиз болмайду” дәп телефонни қоювәтти.

Шерипҗан муһәммәт вә бухәлчәм әмәтһаҗиниң америкадики қуда-баҗа туғқанлириниң билдүрүшичә, улар иккийләнниң 2018‏-йили 3‏-айда тутқун қилинғанлиқини аңлиған. Муқәддәс закир шерипҗан муһәммәт вә бухәлчәм әмәтһаҗиниң қуда-баҗисиниң сиңлиси. Америкида турушлуқ муқәддәс ханим 10-сентәбир зияритимизни қобул қилип, юқириқи учурларни дәлиллиди. Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң шерипҗан муһәммәт билән бүхәлчәм әмәтһаҗини тутқун қилишиниң һечқандақ сәвәб йоқ икән. У бухәлчәм әмәтһаҗиниң “бир адәмгә азар бәрмәйдиған шунчилик есил аял” икәнликини билдүрди.

Оқутқучи шерипҗан муһәммәтниң ақивити дәлилләнмигән болсиму, лекин чәтәл таратқулирида хитай һөкүмитиниң 2017-вә 2018‏-йиллирида нурғун кишини қамаққа һөкүм қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Йеқинда “ню-йорк вақти гезити” хитай һөкүмитиниң бу мәзгил ичидә 230 миң кишини қамаққа вә башқа һәр хил җазаларға һөкүм қилғанлиқини билдүргән. “ню-йорк вақти” гезитиниң ашкарилишичә, уйғур аптоном районидики тәптиш органлири 2017‏-йили 227 миң 661 кишиниң қолға елинишини, 2018‏-йили йәнә 114миң 23 кишиниң қолға елинишини тәстиқлиған. Хәвәрдә, 2017‏-йилиниң өзидила 87 миң кишигә қамақ җазаси берилгәнлики илгири сүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.