Қәшқәр пәйзиватта аһалиләр роза тутмайватқанлиқи һәққидә мәсул кадирларға испат йоллашқа мәҗбурланған

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2025.03.12
uyghurda-ramazan-ramizan-graphic.jpg Иҗтимаий таратқулардин уйғур аһалиләрниң рамизан мәзгилидә чүшлүк ғизалиниватқанлиқини видийоға елип, өзигә мәсул кадирларға йоллиғанлиқи мәлум болди. 2025-Йили март.
Photo: RFA

Өткән һәптә иҗтимаий таратқулардин дойинда чиққан бир хәвәрдә қәшқәр пәйзиватта бир аһалиниң чүштә ғизалиниватқанлиқини видийоға елип, өзигә мәсул кадирға йоллиғанлиқи мәлум болған иди. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида, буниң айрим бир әһвал әмәслики, пәйзиватта йолға қоюлған бир қатар рамзан чәклимә тәдбирлиридин бири икәнлики йәни, аһалиләрниң роза тутмайватқанлиқини испатлашқа мәҗбурланғанлиқи айдиңлашти.

Хитай даирилири йиллардин бери аһалиләрниң роза тутушини чәкләш үчүн тәһдит характерлик йиғин ечиш, уқтуруш тарқитиш, күндүзлири өй тәкшүрүш елип бериш вә кечилири пайлақчилиқ қилиш қатарлиқ тәдбирләрдин башқа йәнә, базарларда ашханиларни очуқ тутуш, идарә-җәмийәтни йемәк-ичмәк тарқитиш вә аммиви зияпәт орунлаштуруш тәдбирлирини йолға қойғаниди. Инкаслардин мәлум болушичә буниңдинму хатирҗәм болалмиған хитай даирилири бу йил бәзи җайларда аһалиләрни роза тутмайватқанлиқини испатлайдиған пакит йоллашқа мәҗбурлиған.

Биз бу чәклимиләр һәққидә мәлумат елиш үчүн, уйғур елиниң алақидар идарә-органлириға телефон қилдуқ. Куча наһийәлик сақчи идариси дөләт аманлиқи сақчи әтритиниң бир хадими бу йилму роза тутушниң худди алдинқи йиллардикиләргә охшашла чәкләнгәнликини тилға алди, әмма бу йилқи пәрқлиқ тәдбир һәққидә мәлумат берәлмиди. Пәйзиваттин телефонимизни қобул қилған бир сақчи хадими йәрлик аһалиләрниң роза тутушиға қәтий рухсәт йоқлуқини тәкитлиди, әмма, чәтәллик мусулман саяһәтчиләрниң роза тутушиға рухсәт бар-йоқлуқини сориғинимизда, өзиниң бу һәқтә мәлумати йоқлуқини билдүрүп, сақчихана башлиқидин мәлумат сориди, әмма у сақчи башлиқиму, бу тоғрида бир нәрсә дейәлмиди вә бир дәриҗә юғури органдин мәлумат сорап җаваб қайтуридиғанлиқини ейтти.

Өткән һәптә дойинда чиққан бир учурдин мәлум болушичә, пәйзиваттики аһалиләрдин бири өзиниң чүшлүк тамақ йәватқанлиқини видийоға елип, өзигә мәсул кадирға йоллиған. У йәнә бу хил видийолуқ мәлумат йоллашни бир ай бойичә давамлаштуридиғанлиқини билдүргән. Пәйзиваттин телефонимизни қобул қилған, әмма өзини ашкарилашни халимиған бир хадимниң дейишичә, роза тутмиғанлиқини испатлаш үчүн видийолуқ пакит йоллаш түзүми бу наһийәдә омумйүзлүк дегүдәк қоллинилған. Униң йәнә дейишичә, гәрчә юқиридин чүшкән алақидар һөҗҗәт вә уқтурушларда, бундақ бир тәдбир йезилмиған болсиму, әмма асаси қатламлардики кадирлар вәзиписини 100% орундаш, йәни тәвәликидә роза тутқан бирму киши болмаслиқ шәртини һазирлаш үчүн, әң үнүмлүк тәдбир сүпитидә аһалиләрдин зо (зоһур) билән иптар вақти арилиқида тамақ йәватқан көрүнүшини видийолуқ йоллашни тәләп қилған. Бәзи кадирлар аһалиләргә биваситә телефон ечип тамақ йәватқан һалитини нәқ мәйдандин көрситишни тәләп қилған. Униң йәнә әскәртишичә, нөвәттә лагер вә түрмиләрдә җаза өтәватқанлар арисида, роза тутқанлиқи үчүн җазаланғанларму болғачқа, йәрлик аһалиләр, даириләрниң бу җәһәттики йолсиз тәләплирини рәт қилмиған. Пәйзиваттин телефонимизни қобул қилған сақчи хадимлири, бу хил түзүмниң мәвҗут икәнликини етирап қилди. Хадимлардин бири бу хил түзүмниң пәйзиватниң гүлбағ, байават, терим йезилиридиму иҗра қилиниватқанлиқини ашкарилиди.

Пәйзиватниң миша йезисида вәзипә өтәватқан бир хадим, бу җайда розини мәхпий тутуватқан кишиләрниң розисини бузуш үчүн коллектип зияпәт вә нәғмә-нава сорунлири тәйярлиниватқанлиқини ашкарилаш билән бирликтә, бу йезидиму роза тутмиғанлиқи һәққидә видийолуқ испат йоллаш тәдбириниң иҗра қилиниватқанлиқини дәлиллиди.

Уйғур елидә рамизан вәзийити юқириқидәк җиддий вә әнсиз давам қиливатқан болсиму, хитайниң уйғур елидики һәр дәриҗилик ахбарат орунлири рамизан башланған бу икки һәптигә йеқин вақит җәрянида, рамизан һәққидә һечқандақ бир һөҗҗәт, уқтуруш вә хәвәр елан қилмиди. Хитай ахбаратидики бу җимҗитлиқни, муһаҗирәттики бәзи уйғур көзәткүчиләр хитайниң вәзийәтни хәлқарадин йошуруши дәп қариса, йәнә бәзиләр йәрлик аһалиләргә рамзанни унтулдуруш тәдбири дәп қарашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.