Уйғур районида сүннәт той мурасиминиң чәкләнгәнлики ашкариланди
2021.01.19

Явропада яшаватқан куча алақағилиқ муһаҗирлардин бири радийомизға учур йоллап, юртидики мәһәллә-койларда олтурушлуқ бириниң 6 яшлиқ оғлиниң сүннәт тойини қилғанлиқи үчүн лагерға әкитилгәнликини мәлум қилди. Мухбиримизниң бу һәқтә елип барған ениқлашлири давамида, мәзкур вәқә дәлилләнмигән болсиму, әмма уйғур районида балиларни сүннәт қилишниң диний вә миллий мурасим билән өткүзүлүшиниң чәкләнгәнлики ашкариланди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, куча алақағилиқ муһаҗирлардин бири юртдики мәһәллидашлиридин мәмәт ибраһим исимлик бир кишиниң 6 яшлиқ оғлиниң сүннәт тойини қилғанлиқи үчүн өткән һәптә лагерға әкитилгәнликини мәлум қилди. Телефонимизни қобул қилған куча наһийәлик сақчи идраисиниң хадимлири мәзкур вәқә һәққидә мәлумат беришни рәт қилған болсиму, әмма кучада хәтнә той мурасими өткүзүлүшиниң чәкләнгәнликини инкар қилмиди.
Биз сүннәт той чәклимисиниң омумийлиқ дәриҗисини айдиңлаштуруш үчүн, уйғур райониниң башқа җайлириғиму телефон қилдуқ. Ғулҗа сүйдуңдин телефонимизни қобул қилған бир муқимлиқ хадими нөвәттә аһалиләргә елип бериватқан тәлим-тәрбийәлири қатарида сүннәт той мурасими өткүзмәслик буйруқиниңму барлиқини тилға алди. Дейилишичә, нөвәттә ғулҗада балилар сүннәт йешиға тошқинида ғулҗадики мәхсус дохтурханиға апирилип сүннәт қилдурулмақтикән. Сүннәт қилинған күни уруқ-туғқанлар җәм болуш, диний тәлимат бойичә дуа-тилавәт қилиш, мәһәллә-кой җәм болуп сүннәт той өткүзүш қатарлиқ миллий вә диний мурасимлар пүтүнләй чәкләнгән.
Телефонимизни қобул қилған қәшқәрдики бир хәлқ ишлири хадимиму, сүннәт қилиш вә өйлиниш қатарлиқ барлиқ өрп-адәт ишларда диний мурасимниң чәкләнгәнликини дәлиллиди. У сүннәт той мурасиминиң диний затниң йетәкчиликидә елип берилидиған яки берилмайдиғанлиқи һәққидики соалимизға җавабән, қәшқәрдә сүннәт қилиш вә өйлинишниң диний диний мурасим билән өткүзлмәйдиуғанлиқи, йәни диний затларниң дәвәт қилинмайдиғанлиқини, буниң чәкләнгәнликини дәлиллиди.
Куча алақағилиқ муһаҗирниң инкас қилишичә, тутқун мәмәт ибраһим оғлиниң сүннәт тойини илгирикидәк кәң юрт-җамаәт билән әмәс, пәқәт бирқанчә уруқ-туғқанлири биләнла йәң ичидә өткүзгән, шундақтиму бу мурасим сәзгүр кәнт кадирлириниң көзидин қечип қутулалмиған. Сүйдуңдики муқимлиқ хадиминиң баян қилишичә, даириләр диний вә миллий мурасимларни чәклигәндин башқа, сүннити қилинған балини йоқлашқиму чәк қойған. Бала дохтурханиға апирилип сүннәт қилдурулғандин кейин, әгәр йоқлап кәлгүчиләр болса, йоқлиғучилар келишидин аввал аһалиләр кометитиға тизимға алдурулуши тәләп қилинған. Йоқлап кәлгүчиләр сани 10дин ешип кетип қалса, өй игисиниң җазалинидиғанлиқи уқтурулған. Нуниң җазаси “тәрбийәләшкә апирилиш” дәп бекитилгән.
Илгирики ениқлаширимиз давамида қәшқәр пахтәклидә икки йилдин буян өйлинишниң никаһсиз елип бериливатқанлиқи ашкариланған иди.