“хитай сақчи: “уйғурларға кишилик һоқуқ йоқ”

Мухбиримиз нуриман
2020.04.07
maw-kamera.jpg PBS Ниң “алдинқи сәп” программисида қоюлған әнглийәлик даңлиқ режиссор вә филим ишлигүчи робин барнвелниң “хитайниң реҗими астида” намлиқ һөҗҗәтлик филими. 2020-Йили апрел.
pbs.org

“зимистан” ториниң хәвиригә асасланғанда, американиң даңлиқ телевизийә истансиси PBS ниң “алдинқи сәп” программисида әнглийәлик даңлиқ режиссор вә филим ишлигүчи робин барнвелниң “хитайдики йошурун тәкшүрүш” намлиқ һөҗҗәтлик филими қоюлған.

Алдинқи сәп” программисиниң тор бетидә бу һөҗҗәтлик филим һәққидә: “хитайниң мәхпий райони һәққидики мәхпий доклат” дегән қошумчә мавзуму әскәртилгән.

Биз мәзкур һөҗҗәтлик филим һәққидә мәлумат елиш үчүн PBS ниң “алдинқи сәп” программиси ишханиси билән алақиләштуқ. Программиниң тәшвиқат ишлири директори әнни хастид бизни бу һөҗҗәтлик филимниң әсли нусхиси билән тәминлиди.

Һөҗҗәтлик филимда хитайниң қаттиқ риҗими астида яшаватқан хәлқләрниң трагедийәлик һаяти ечип берилгән болуп, хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ мусулманларни кәң көләмдә түрмигә ташлиғанлиқи, уларниң мәдәнийити вә тилини йоқитиватқанлиқи, сақчиларниң һәр күни өй-өйләргә кирип тәкшүридиғанлиқи, юқири дәриҗилик назарәт қилиш системиси астида һечкимниң бешини көтүрәлмәйдиғанлиқи интайин җанлиқ әкс әттүрүлгән.

“зимистан” тори бу филим һәққидә елан қилған мақалисидә: “бу натсистлар германийәси әмәс, бу бүгүнки уйғур райони. Уйғур диярини натсистлар германийәси билән селиштуруш йетәрлик болмайду,” дегән.

Биз бу һөҗҗәтлик филим һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн мәзкур филимниң резһиссори робин барнвел әпәндини зиярәт қилдуқ.

Робин барнвел филимни тонуштуруп, мундақ деди: “биз бу филимни 2018-йили ишләшкә башлиған. Һөҗҗәтлик филимниң тунҗи нусхиси 2019-йили 7-айниң 15-күни әнгилийәниң мустәқил телевизийә қанилида ‛рәқәмлик гулаг системисидики реҗим‚ дегән намда қоюлди. Униңда йиғивелиш лагерлири асаслиқ тема қилинған иди. Бу қетим қоюлидиған филимда хитай һөкүмити тәрәпниң ‛лагердикиләрни қоювәттуқ‚ дегән баянатидин кейинки лагерларда қалған кишиләрниң түрмиләргә, завутларға йөткилиши вә юқири дәриҗидики назарәт системиси астида яшаватқан хәлқниң паҗиәлик тәқдири гәвдиләндүрүлди.”

Бу һөҗҗәтлик филимниң мәслиһәтчиси вә тәрҗимани рәһимә мәхмут ханим бу филимниң рояпқа чиқиши һәққидә тохталди. У мундақ деди: “улар уйғур қатарлиқ мусулман аммисиниң хитай һакимийити тәрипидин юқири дәриҗилик назарәт системиси билән қаттиқ бастурулуш әһвалини дуняға көрситип бериш үчүн бу һөҗҗәтлик филимни ишләшни қарар қилған.”

Һөҗҗәтлик филим асаслиқи икки нуқтиға мәркәзләшкән болуп, “тәрбийәләш мәркизи” намидики йиғивелиш лагерлири вә лагер сиртидики “үсти очуқ түрмә”.

Филимда филим гурупписиниң, ли фамилилик бир әзаси содигәр сияқида үрүмчи, қәшқәр қатарлиқ җайларни айланған. Айлиниш җәрянида хитай сақчиларниң уйғурларға қилған муамилисини көрүп, улардин: “уйғурларниң кишилик һоқуқи йоқму?” дәп сориғинида, бир хитай сақчи: “уйғурларға кишилик һоқуқ йоқ” дәп җаваб бәргән.

Филимда “улар чашқанға охшаш тәҗрибә материяли, йеңи усуллар үчүн ‛йошурун мәнбә‚ қилинидикән. Йәнә еғир дәриҗидә ирқий кәмситилишкә учрайдикән,” дейилгән.

Филим режиссори робин йәнә мундақ деди: “хитай юқири дәриҗилик назарәт системисини тәрәққий қилдуруп, уни уйғур қатарлиқ милләтләрни назарәт қилишқа ишлитиватиду. Улар бу системини йәнә башқа мустәбит һакимийәтләр һөкүмранлиқ қиливатқан дөләтләргә кеңәйтиватиду. Шуңа бу филим пәқәт уйғурлар үчүнла муһим болуп қалмастин, бәлки пүтүн дуня хәлқи үчүнму интайин муһим. Биз бу хил назарәт системиси арқилиқ исанларниң әркинликиниң боғулушини, кишилик һоқуқиниң дәпсәндә қилинишини көрүшни әсла халимаймиз.”

Бу һөҗҗәтлик филимниң биринчи қисми 2019-йили 25-мартта “тарих” қанилида “хитайниң қараңғу тәрипи” дегән намда италиян тилида қоюлған.

“зимистан” тори йәнә бу филим һәққидики мақалисидә мундақ дәп язған: “хитайдин тарқалған корона вирусиниң дуняға елип кәлгән бузғунчилиқлири вә хитай һөкүмитиниң бу җәһәттики мәсулийәтсизлики әйиблиниши мумкин. Әмма мушундақ күчлүк назарәт системиси астидики дөләтниң қабаһәтлик бир чүш икәнликини дуня әмди билиши керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.