Нейтин дудлес: “уйғурларни қутқузғанлиқ — дуняни қутқузғанлиқтур”

Мухбиримиз ирадә
2021.08.17
Нейтин дудлес: “уйғурларни қутқузғанлиқ — дуняни қутқузғанлиқтур” Америкалиқ нейтин дудлис аяли кәрол дудлис, оғли җустин дудлис вә аилә дости арон нидлис қатарлиқлар билән бирликтә 780 километирлиқ “уйғурларға әркинлик сәпири”, йәни далада пиядә меңиш һәрикитини башлиған.
Social Media/ Freedom Trek

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, америкалиқ нейтин дудлис вә униң аилиси уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа диққәт тартиш, бу йолда азрақ болсиму пайдилиқ һәрикәт қилиш мәқсити билән тиришиватқан кишиләрниң бири. Нейтин дудлис әслидә америкалиқ йеза-игилик мутәхәссиси болуп, у уйғур елигә тунҗи болуп, 1988-йили барған. У уйғурлар арисида 19 йил яшаш вә ишләш җәрянида уйғурлар билән чоңқур достлуқ орнатқан. У вә униң аилиси һазир уйғурларниң бешиға келиватқан ирқий қирғинчилиқни тонутуш үчүн акитп һәрикәт қилидиған уйғурсөйәр паалийәтчиләргә айланған. Биз уни зиярәт қилмақчи болғинимизда, у дәл аяли кәрол дудлис, оғли җустин дудлис вә аилә дости арон нидлис қатарлиқлар билән бирликтә 780 километирлиқ “уйғурларға әркинлик сәпири”, йәни далада пиядә меңиш һәрикитини башлиған икән.  У бизгә бу пиядә меңиш һәрикити арқилиқ американиң адәттики пуқралириға вәзийәтни чүшәндүрмәкчи болғанлиқини ейтти.

“уйғурлар үчүн әркинлик сәпири”

“биз қолимиздин келишичә уйғурлар үчүн һәрикәт қилишқа тириштуқ. Биз немишқа адәттики пуқраларға хитаб қилип бақмаймиз, немишқа уларниңму бу мәсилидики қоллишини қолға кәлтүрмәймиз, дегән бир хиял билән далада пиядә меңиш һәрикитини башлидуқ. Билгиниңиздәк, биз яшайдиған колорадо шитати тағлиқ вә мәнзирилик бир шитат. Нурғун кишиләр дала сәпиригә чиқиду. Шуңа биз буни кишиләргә уйғур мәсилисини чүшәндүрүш үчүн яхши бир пурсәткән дәп ойлап, аилә бойичә һәммимиз далида пиядә меңиш һәрикити башлидуқ.”

Нейтин әпәндиниң бизгә ейтип беришичә, улар сәпири җәрянида “уйғур қирғинчилиқи тохтитилсун” дегән хәт вә сүрәтләр чүшүрүлгән сомка вә лозункиларни есип йол маңған. Кишиләргә бу һәқтә мәлумат беридиған картларни тәйярлап, йол бойи карт тарқитип маңған.

“биз сәпиримизгә ‛уйғурларға әркинлик сәпири‚ дәп нам бәргән идуқ. Сомкилиримизға чүшүрүлгән хәтләрни көргән кишиләр биздин буниң немиликини сорайду. Шу чағда биз уларға уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқанлиқини дәймиз. Бизни интайин хошал қилғини, нурғун кишиләр һеч болмиғанда шундақ иш йүз бәргинини аңлап баққан икән. Андин биз уларға бу һәқтә техиму толуқ, техиму әтраплиқ мәлумат бәрдуқ.”

“бу киризисни уйғурлар әмәс, хитай һөкүмити пәйда қилған”

Нейтин дудлес әпәндиниң ейтишичә, улар дала сәпиридики сөһбәтлиридә уйғурларға мунасивәтлик пәрқлиқ темиларға орун бәргән. Мәсилән, бир сөһбәттә ғайиб қиливетилгән уйғур зиялийлири һәққидә тохталса, йәнә бир қетимлиқ сөһбитидә ата - анилиридин айриветилгән, йилтизидин, кимликидин, өзлүкидин қомурулуватқан уйғур пәрзәнтлири һәққидә тохталған. Улар бу арқилиқ уйғурларға қаритиливатқан бу қирғинчилиқниң хитай һөкүмити илгири сүргәндәк терорлуққа қарши туруш һәрикити әмәсликини тәкитлимәкчи болған. Дудлес әпәнди радийомизға қилған сөзидә “бу киризисни хитай һөкүмити пәйда қилған,” деди.

“уйғурларни ‛терорчи‚, ‛әсәбий‚ дәп аташ пүтүнләй хитайниң дөләт тәшвиқатидур, шундақла уйғурларға қилинған төһмәттур. Мән йүзлигән уйғурни тонуймән, уларниң һәммиси зиялийлар вә илғар кишиләр иди. Уларниң бирла мәқсити бар иди, у болсиму өз миллий кимликини қоғдап қелиш, тилини қоғдап қелиш, әркин яшаштин ибарәт. Бундин 20 йил аввал уйғурларниң миллий тәрәққиятиға азрақ болсиму пурсәт берилгән, әгәр хитай һөкүмити шунчилик пурсәт беришни давамлаштурған болса иди, ишлар һазирқидәк болмиған болатти. Бу киризисни уйғурлар әмәс, бәлки хитай һөкүмити өзи пәйда қилди.”

“уйғурларни қутқузғанлиқ — дуняни қутқузғанлиқ”

Нейтин дудлес әпәнди сөһбитимиз җәрянида, өзиниң америка хәлқи вә шундақла дуня йүзлиниватқан хитай тәһдити һәққидики қайғулириниму биз билән ортақлашти. Униң қаришичә, уйғурлар һазир бу тәһдитниң бәдилини әң еғир төләватқанлар болуп, келәчәктә һәтта америкалиқларниң әркинликиму тәһдиткә учриши мумкин икән. У сөзидә “мән уйғурларни қутқузғанлиқ, дуняни қутқузғанлиқ дәп қараймән,” деди.

“мән хитай бүгүн уйғурларға қиливатқан бу зулумларни келәчәктә пүтүн дуня хәлқигә қилиду, дәп қараймән. Әгәр биз ойғанмисақ, келәчәктә һәммимиз қейин күнләргә қалимиз. Шуңа биз әмәлийәт билән балдуррақ йүзлишип, һәрикәт қоллинишимиз керәк. Мениң нәзәримдә уйғурларни қутқузғанлиқ — дуняни қутқузғанлиқтур. Бизниң дала сәпирини таллишимизға сәвәб болған йәнә бир амил, дала сәпәрлиридики әркинлик билән уйғур елидики вәзийәтни селиштурма қилиш иди. Биз америкадикиләр халиған йәргә баримиз, халиған йәрдә туримиз, халиғанчә бу гүзәл мәнзириләрдин, сап һавадин һозурлинимиз. Әмәлийәттә буму әркинликниң ипадилиниши. Биз уйғурлар мәһрум қилиниватқан мана бу әркинликни йорутуш арқилиқ, америкалиқларни өзлири һазир һозурлиниватқан әркинликниң хитай һөкүмитиниң хирисиға дуч келиватқанлиқи һәққидә агаһландуриватимиз. Әгәр әркинликни сөйсәңлар, һазирдин башлап һәрикәт қилиңлар дәватимиз.” 

“биз силәрни һәркүни ойлап туруватимиз”

Нейтин дудлес әпәнди сөһбитимзниң ахирида раван уйғурчиси билән тиләклирини изһар қилди. У: “уйғур достлирим, силәр даим қәлбимиздә, силәрни һәр күни әсләп туруватимиз, силәр үчүн пиядә меңиватимиз!” деди.

Нейтин дудлес әпәнди уйғурларға ярдәм қилиш мәқсити билән “йипәк йоли тенчлиқ һәрикити” җәмийитини қурған болуп, у вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши биләнму йеқиндин һәмкарлашқан вә көп қетим америка дөләт мәҗлиси әзалири билән бирму - бир көрүшүп, уйғурларниң вәзийитини чүшәндүргән, уларниң қоллишини тәләп қилған.

Нейтин дудлес әпәнди 1988- йили үрүмчигә кәлгән. У үрүмчидә әйни чағдики йеза-игилик иниститутида (һазирқи йеза-игилик унверситити) да бир яқтин хитайчә өгәнгән, бир яқтин дәрс бәргән. Кейин хизмәт алмишип ғулҗида 5 йил яшиған вә уйғурчә өгәнгән. Арқидин у йәнә қазақистанға көчүп берип, у йәрдики уйғур җамаити биләнму көп арилашқан вә инсанпәрвәрлик хизмәтлири билән шуғулланған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.