Уйғурларниң нопуси һәққидики әң йеңи китаб
2023.09.29
Уйғурларниң нопуси охшимайдиған мәнбәләрдә, охшимайдиған шәкилдә көрситилмәктә. 2017-Йилидин кейин уйғур мәсилисиниң юқири көтүрүлүши вә бәзи дөләтләр уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилғандин кейин, уйғурлар вә башқа түркий хәлқләрниң нопусиға болған қизиқишму күчәймәктә. Уйғур миллитидин болған истатистика мутәхәссиси дилшат баришчи әпәнди язған “нопус пәрәз қилиш усуллири вә шәрқий түркистан нопусиниң анализи” намлиқ китаб истанбулда нәшр қилинди.
Мәзкур китаб истанбулдики дуня уйғур қурултийи вәхписи тәрипидин нәшр қилинған болуп, 9-айда бесилған 207 бәтлик бу китаб 8 бабтин тәркиб тапқан. Бу әсәр уйғур ели вә уйғурларниң нопуси мәсилиси бойичә бирқанчә йиллар қилинған тәтқиқат нәтиҗисидин ибарәттур.
Түрк тилида нәшр қилинған “нопус пәрәз қилиш усуллири вә шәрқий түркистан нопусиниң анализи” намлиқ китабниң аптори дилшат баришчи әпәнди зияритимизни қобул қилип, алди билән китабни йезиштики мәқсити тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бәзи кишиләр шәрқий түркистанниң нопуси тоғрисида һечқандақ илмий тәтқиқат елип бармастин ағзиға кәлгән санларни оттуриға қоймақта. 2020-Йили бәзи киши вә тәшкилатлар шәрқий түркистан нопусиниң 30-35-милйон икәнликини илгири сүрсә, бәзилири болса 35-40милйон, һәтта 45-50 милйон икәнликини оттуриға қойған иди. Хитай хәлқ җумһурийити, шәрқий түркистан нопусини 1953-йили 3 милйон 600 миңдин көп, 2020-йили болса 11 милйон 600 миңдин көп дәп елан қилған икән. Қисқиси шәрқий түркистанниң нопуси тоғрисида илмий бир җаваб тепилмиған, һәммә адәм халиғанчә бир санни тоғра дәп қарап оттуриға қойған. Шуңа мән шәрқий түркистанниң болупму уйғурларниң һәқиқий нопус санини һесаблап чиқип, илмий йосунда оттуриға қойдум”.
Дилшат баришчи әпәнди китабиниң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “мән вәтәндики вақтимда 1987-йилидин 1988-йилиғичә шәрқий түркистанниң тарим вадисидики балиларниң түгәп кетиш нисбитини ениқлап чиқиш пироҗектигә қатнашқан, 1988-йилидин 1990-йилиғичә шәрқий түркистанниң һәр қайси вилайәт вә наһийәлириниң өмүр көрүш нисбитини һесаблаш пироҗектигә қатнашқанидим. Мән 1995-йили чәт әлгә чиққандин кейинму шәрқий түркистанниң нопус қурулмиси тоғрисида тәтқиқат елип бериватқан, түркийәдики сакаря университетида истатистика кәспидә 14 йилға йеқин дәрс бәргән бир академик болуш сүпитим билән, бу китабта шәрқий түркистанниң 1953-йилидин 2020-йилиғичә болған нопус санини ениқлап чиқтим” .
“сизниң истатистикилиқ тәтқиқатиңизға асасланғанда уйғур елиниң нопуси қанчә? ” дегән соалимизға дилшат баришчи мундақ җаваб бәрди: “мениң тәтқиқатимға асасланғанда, 2020-йилидики уйғурларниң нопуси 17 милйондин артуқ, шәрқий түркистандики башқа милләтләрниң нопуси 5 милйондин артуқ, хитайларниң нопуси болса 15 милйондин артуқ” .
Ундақта “нопус пәрәз қилиш усуллири вә шәрқий түркистан нопусиниң анализи” намлиқ китабниң илмий қиммити немә? мәзкур китабни оқуп чиққан иқтисадшунас, һазир дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәисилик вәзиписини өтәватқан абдурешит абдулхәмит әпәнди хитайниң бурундин тартип уйғурларниң һәқиқий нопус санини ашкарилимиған болғачқа һәммә адәм өзи пәрәз қилған санни дәп кәлгәнликини, бу китабтики нопус санини дилшат баришчи әпәнди узун йил илмий йосунда һесаблап чиққанлиқини, шуңа д у қ вәхписиниң нәшр қилдурғанлиқини билдүрди.
Вашингтондики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис әпәнди әсәрниң бәлгилик илмий қиммәткә игә икәнликини, тәтқиқатчиларниң, милләтшунасларниң, җәмийәтшунасларниң, аммиви тәшкилат мәсуллири вә сиясәтчиләрниң пайдилиниши үчүн муһим материял икәнликини баян қилди.
Истанбулдики дуня уйғур қурултийи тәрипидин нәшр қилдурулған “нопус пәрәз қилиш усуллири вә шәрқий түркистан нопусиниң анализи” намлиқ китаб һәқсиз тарқитилидиған болуп, дуня уйғур қурултийи билән алақә орнатса болидикән.
Дилшат баришчи әпәнди 1984-йили шинҗаң университетиниң математика кәспини пүттүргәндин кейин, 1992-йилиғичә шинҗаң 1-авғуст йеза игилик университетида математика оқутқучиси болуп ишлигән. 1995-Йилидин 1998-йилиғичә әнқәрәдики һаҗәттәпә университети истатистика кәспидә магистирлиқ оқуған. 1997-Йилидин 2010-йилиғичә түркийәдики сакаря университетида истатистика кәспидә оқутқучилиқ қилған. Түркийәдиму бир қанчә пироҗектигә қатнашқан.