Алмутада уйғуршунас алимлар яд етилди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2022.12.16
Uyghurshunas-alim-sawut-mollawutof-1.jpg Уйғуршунас алим савут моллавутофниң 90 йиллиқиға беғишланған йиғиндин көрүнүш. 2022-Йил декабир, алмута.
RFA/Oyghan

Йеқинда қазақистанниң алмута шәһиридики қазақистан пәнләр академийәсидә уйғуршунас, әдәбиятшунас алим савут моллавутофниң 90-йиллиқиға беғишланған юмилақ үстәл йиғини болуп өтти. Уни р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти тәркибидики уйғуршунаслиқ мәркизи уюштурди.

“әдәбият-өмриниң мәзмуни” дәп аталған бу йиғин җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи, “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийәт фонди вә мәрһумниң аилиси тәрипидин қоллап-қуввәтләнди. Униңға зиялийлар, мәрһумниң кәсипдашлири вә уруқ-туғқанлири, җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллири қатнашти.

Юмилақ үстәлгә уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори, профессор рисаләт кәримова риясәтчилик қилди. Йиғинни р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти баш мудириниң илим бойичә орунбасари, иқтисад пәнлириниң доктори ғалимҗан дүйсен киришмә сөз билән ачти. У алимниң шәрқшунаслиқ, уйғуршунаслиқ илимидики орнини юқири баһалап, йиғинни уюштурғучиларға институт рәһбәрлики намидин миннәтдарлиқ билдүрди.

Андин савут моллавутофниң һаяти вә илмий паалийитигә беғишланған филим көрситилди.

Йиғинда қазақистандила әмәс, бәлки униң сиртидиму тонулған тилшунас, әдәбиятшунас алимлар, тарихчилар, илим саһәсиниң башқиму вәкиллири сөзгә чиқип, алимниң әмгәклири вә униң инсаний пәзиләтлири һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди. Улар буниңдин ташқири йәнә қазақистандики уйғуршунаслиқ илиминиң шәкиллиниш вә раваҗлиниш тарихи, бу җәһәттә совет иттипақи дәвридә, йәни 1986-йили қазақистан пәнләр академийәси тәркибидә қурулған уйғуршунаслиқ инистиути һәм униң тәқдири һәққидә тохталди.

Уйғуршунас алим савут моллавутофниң 90 йиллиқиға беғишланған йиғиндин көрүнүш. 2022-Йил декабир, алмута.

Р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти тәркибидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң чоң илмий хадими, филологийә пәнлириниң кандидат доктори халминәм мәсимова ханим мундақ деди: “мәзкур хатириләш паалийитидә савут моллавутофниң һаяти вә илмий паалийити билән бир қатарда көплигән уйғуршунас алимларниң исми тилға елинди. Әлвәттә, бу бизни интайин хушал қилди. Чүнки биз у вақитларда техи яш болғанлиқтин уйғуршунаслиқ институтида ишләш мумкинчилики болмиған. Болупму униңға қатнашқан, өз вақтида савут ака билән биллә ишлигән униң кәсипдашлири қизиқарлиқ пакитларни оттуриға қойди. Мән уйғуршунаслиқ институтида ишлимисәмму, лекин бу институт шәрқшунаслиқ институти тәркибидики уйғуршунаслиқ мәркизигә айланғанда атақлиқ тилшунас алим туғлуқҗан талипофниң шагирти болғанидим. Шуниң арқисида мән кандидат докторлуқ илмий дәриҗисини елишқа муйәссәр болдум. Мәзкур дүгиләк үстәлдә уйғуршунаслиқ илиминиң өтмүш тарихи, атақлиқ алимлиримиз тоғрилиқ һекайиләрни, әслимиләрни тиңшап, қаттиқ тәсирләндим”.

Халминәм мәсимова болупму өткән әсирниң 80-90-йиллири қазақистан уйғур мәдәнийитиниң, шуниң ичидә уйғуршунаслиқ пениниң әң гүлләнгән дәври болғанлиқини алаһидә тәкитлиди. Униң дейишичә, йиғин қатнашқучилири савут моллавутофниң уйғур елидики атақлиқ зиялийлар билән зич мунасивәттә болғанлиқини оттуриға қойған.

Халминәм мәсимова омумән қазақистан уйғуршунаслиқ илиминиң бүгүнки әһвали һәққидә йәнә мундақ деди: “раст, көплигән атақлиқ алимлиримиз аләмдин өтти. Уларниң орнини толдуруш бу алаһидә муһакимә қилидиған айрим мәсилә. Һәқиқәтни ейтиш керәкки, уйғуршунаслиқ илиминиң бүгүнки әһвалини, әпсуски, буниңдин 20-30 йил илгирики әһвали билән селиштурушқиму болмайду. Өз вақтида бу саһәдә ишләватқан көплигән кадирлиримиз иқтисадий вә башқиму сәвәбләргә бола башқа ишларға алмишип кетишкә мәҗбур болғаниди. Әмма бүгүнки күндә бу бизгә сезиләрлик билиниватиду. Һазир уйғуршунаслиқ илми саһәсидә кадир кәмлики байқалмақта”.

Әйни вақитларда сабиқ уйғуршунаслиқ институтиниң илмий катипи лавазимини атқурған филологийә пәнлириниң кандидат доктори һакимҗан һәмрайеф әпәнди мундақ деди: “классик әдәбиятшунас алим савут моллавутофниң исмини пүткүл қазақистан уйғуршунаслиқидин айрип қарашқа болмайду, әлвәттә. Мән 1988-йили уйғуршунаслиқ институтиға ишқа кәлгинимдә савут ака башқуруватқан мәнбәшунаслиқ бөлүмигә орунлашқан идим. Шу чағлар һәқиқәтәнму уйғуршунаслиқ илиминиң әң юқири пәллигә өрлигән вақти иди. Институтниң шу вақиттики өз алдиға қойған вәзипилириниң бири тарихий вәтинимиздики илмий мәркәзләр, уйғуршунас алимлар билән зич мунасивәт орнитиш болған. Бу йәрдә йәнә бир тәкитләйдиған нәрсә шуки, өз вақтида тарихий вәтинимиздики уйғур тәтқиқатчилириниң қазақистанға чиқип, илмий дәриҗә елишида болупму савут моллавутоф вә мәхмут абдурахманоф чоң рол ойниди. Әпсус, кейинки бир нәччә йилниң ичидә икки аридики алақиләр тамамән тохтап қалди”.

Һакимҗан һәмрайеф қазақистанлиқ уйғуршунас алимлар ичидә мурат һәмрайеф, савут моллавутоф вә батур әршидинофниң уйғур классик әдәбиятиниң йетүк мутәхәссислири болғанлиқини алаһидә тәкитлиди. Униң ейтишичә, савут моллавутоф һаятиниң мутләқ көп қисмини 19-әсир шаири билал назимниң һаяти вә иҗадий паалийитини тәтқиқ қилишқа беғишлиғаникән.

Игилигән мәлуматларға қариғанда, уйғуршунаслиқ институти совет иттипақи рәһбәрликиниң көрсәтмиси бойичә ечилғаниди. Хитай вә уйғур аптоном райониниң иҗтимаий, иқтисадий вә сиясий әһвали, башқа районлар билән болған алақилири униң тәтқиқ қилиш саһәлириниң бири болған. Институтниң тунҗи мудири, академик ғоҗәхмәт сәдвақасоф 1991-йили ноябирда аләмдин өткәндин кейин, бир нәччә қетим институтни йепиш вә униң асасида шәрқшунаслиқ институти қуруш тәклиплири берилған болсиму, институт 1996-йилғичә өз ишини давамлаштурған. Ғ. Сәдвақасофниң вапатидин кейин институтқа униң исми берилгәниди. Қазақистан мустәқил болғандин кейин 80 нәччә адәм хизмәт қилған бу институт бара-бара әмәлдин қалдурулуп, һазирқидәк йоқ һесабтики кичиккинә мәркәзгә чүшүрүлгән вә 80-йиллардики гүлләп яшниған уйғуршунслиқ һазирқидәк хараблашқан басқучқа киргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.