Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида “5-июл қирғинчилиқи” ни хатириләш намайиши өткүзүлди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.07.08
Washington-namayish-01 Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән “5-июл қирғинчилиқи” ни хатириләш намайишиниң көрүнүши. 2024-Йили 5-июл, вашингтон
Photo: RFA

2009-Йилидики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” уйғур һазирқи заман тарихидики зор вәқәләрдин бири болуш билән биргә, изчил түрдә муһаҗирәттики уйғурларниң қәлбини зедиләп келиватқан унтулмас қисмәтләрдин бири һесаблиниду. Қолида төмүрниң сунуқиму болмиған миңлиған уйғур оқуғучилири вә яшлириниң гуаңдуң өлкиси шавгүән шәһиридики муттәһәмләрчә һуҗумниң қурбани болуп кәткән уйғур ишчиларниң өлүмигә адаләт тәләп қилип тинчлиқ намайиш қилиши, әмма уларниң қораллиқ хитай сақчи-әскәрлириниң кечидики пилимот оқлириға йәм болуп кетиши, арқидинла миңлиған яшларниң мушу ишқа четилип тутқун қилиниши өз нөвитидә хитай һөкүмитидин адаләт тәләп қилишниң қилчиму ақмас бир мәнтиқә икәнликини җанлиқ испатлап бәргән иди.

Шу сәвәбтинму муһаҗирәттики уйғурлар, җүмлидин америка уйғур җамаити һәр йили бу матәм күнини охшимиған паалийәтләр арқилиқ хатириләп келиватқан болуп, 2024-йилидики паалийәтниң бир мәзмуни вашингтон шәһиридики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишта әкс әтти. Америка уйғур бирләшмиси, дуня уйғур қурултийи, уйғур һәрикити, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши қатарлиқ орунларниң ортақ тәшкиллишидә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15 йиллиқ хатирисигә өткүзүлгән бу намайиш һәр даимқидәк “шәрқий түркистан марши” билән башланди. Шуниңдәк намайиш җәрянида өтмүштики паҗиәләрни әсләш вә хитай һөкүмитигә болған ғәзәп-нәпрәтни җараңлиқ шоар арқилиқ ипадиләш муһим мәзмун қилинди. Җүмә күни хитай әлчиханисиниң нормал иш беҗиридиған күни болғанлиқи үчүн әлчихана бинасидики хадимларниң иш орнида икәнликиму ениқ иди.

Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән “5-июл қирғинчилиқи” ни хатириләш намайишиниң көрүнүши. 2024-Йили 5-июл, вашингтон
Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән “5-июл қирғинчилиқи” ни хатириләш намайишиниң көрүнүши. 2024-Йили 5-июл, вашингтон

Паалийәт җәрянида лагер шаһитлиридин турсунай зиявудун, шуниңдәк уйғур паалийәтчиләрдин өмәр қанат, зубәйрә шәмсидин қатарлиқларму айрим-айрим сөз қилди. Улар сөзлиридә хитай һөкүмитиниң вәһшиянә тәбиитиниң һечқачан өзгәрмәйдиғанлиқи, шу сәвәбтинму нөвәттики қирғинчилиқниң һелиһәм изчил давам қиливатқанлиқи, муһаҗирәттики барлиқ уйғурларниң бу хил вәһший дүшмән алдида “бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқириш” шәклидики қаршилиқиниң тохтап қалмаслиқи керәкликини алаһидә тәкитлиди. Бу қетимқи намайишни тәшкилләшкә алаһидә күч чиқарған шәхсләрниң бири, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда, намайишниң ахирқи мәқсити һәққидә қисқичә тохтилип өтти.

Бу қетимқи намайишқа йеқин әтраптики бир қисим уйғур яшлириму актиплиқ билән иштирак қилди. Әнә шу хилдики яшларни бундақ паалийәтләргә җәлп қилишниң муһаҗирәт һаятида әйни вақиттики паҗиәләрдин бихәвәр һалда яшаватқанларни бу һәқтә саватқа игә қилиш, шуниңдәк яшларда вәтәнпәрвәрлик туйғусини йетилдүрүштә муһим әһмийәткә игә икәнлики алаһидә тәкитлиниду. Америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзалиридин мисран долан (Misran Dolan) бу һәқтә сөз болғанда намайиштики бу хил йошурун қудрәтни алаһидә әскәртти:

 “2009-йилидики үрүмчи қирғинчилиқини хатириләш муһаҗирәттики уйғурлар үчүн бәкму муһим. Болупму вирҗинийәдики уйғурлар үчүн техиму шундақ. Чүнки бу вәқә уйғурлар әйни вақитта шәрқий түркистанда дуч келиватқан зулум вә тәңсизликниң ярқин мисалидур. Йәнә келип бу паҗиә уйғурлар дуч кәлгән еғир кишилик һоқуқ киризисиниң әң юқири пәллиси болупла қалмастин йәнә әтрапимиздики нурғун уйғурларниң әйни вақитта шәрқий түркистанни ташлап кетишигә сәвәб болған әң чоң амил һесаблиниду. Шундақ болғачқа муһаҗирәт һаятида бу хилдики хатириләш паалийәтлири ашу инсанларниң күрәш мусаписини хатириләштин сирт йәнә муһаҗирәттики уйғурларниң бир йәргә җәм болуп адаләт үчүн ортақ күрәш қилишиға земин һазирлайду. Йәнә бир яқтин алғанда бу хилдики хатириләш паалийәтлири яшлар үчүн, болупму муһаҗирәттә туғулған яшлар үчүн интайин муһим. Чүнки бу арқилиқ улар ашу уйғурларниң өз юртини ташлап кетишкә мәҗбур болушидики сәвәбләрни, техиму муһими хитайниң зулумлири вә бастурушлириниң лагерлар башланған 2016-яки 2017-йиллири әмәс, әксичә униңдин нәччә он йил илгирики вақитлардила башлинип болғанлиқини чүшинивалалайду. ”

Бу қетимқи намайиш муһаҗирәттики уйғурларниң дуня миқясида бирла вақитта тәшкиллигән көплигән намайишлириниң бири сүпитидә уларниң хитай һөкүмитигә болған ортақ ғәзәп-нәпритиниң айрилмас бир қисми болуп қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.