Вашингтонда “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28-йиллиқи мунасивити билән наразилиқ намайиши өткүзүлди

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиған
2025.02.05
dc-namayish-ghulja-01

5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи йүз бәргәнликиниң 28-йили мунасивити билән америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хитай һөкүмитигә қарши өткүзүлгән наразилиқ намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 5-феврал, вашингтон RFA/Shadiye

dc-namayish-ghulja-06

5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи йүз бәргәнликиниң 28-йили мунасивити билән америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хитай һөкүмитигә қарши өткүзүлгән наразилиқ намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 5-феврал, вашингтон RFA/Gulxumar

dc-namayish-ghulja-02

5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи йүз бәргәнликиниң 28-йили мунасивити билән америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хитай һөкүмитигә қарши өткүзүлгән наразилиқ намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 5-феврал, вашингтон RFA/Shadiye

dc-namayish-ghulja-03

dc-namayish-ghulja-05

5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи йүз бәргәнликиниң 28-йили мунасивити билән америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хитай һөкүмитигә қарши өткүзүлгән наразилиқ намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 5-феврал, вашингтон RFA/Gulxumar

dc-namayish-ghulja-04

dc-namayish-ghulja-07

1997-Йили 2-айниң 5-күни уйғур дияриниң ғулҗа шәһиридә “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” йүз бәргән болуп, бу күн муһаҗирәттики уйғур аммиви тәшкилатлири, уйғур җамаити тәрипидин һәр йили чәксиз қайғу вә күчлүк нәпрәт ичидә хатириләйдиған күнләрниң биридур.

Бу мунасивәт билән 5-феврал чүштин бурун америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши, уйғур җамаитиниң қатнишиши билән америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди.

Хитай әлчиханиси алдидики намайиш мәйданида ай юлтузлуқ “шәрқий түркистан байриқи” ни ләпилдитип турған уйғур җамаити қолиға “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқини унтумаймиз! һәргиз унутулмайду!”, “хитай! уйғурларни өлтүрүшни тохтат! ”, “хитай! орган йиғишни тохтат!” қатарлиқ лозунка-пилакатларни көтүрүп хитай һөкүмитиниң зулум-зораванлиқиға болған қаршилиқини билдүрди. Намайишчилар йәнә, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтат!”, “шәрқий түркистанға һөрлүк” “қатил хитай, шәрқий түркистандин йоқал!” дегәндәк шоарларни яңритип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики мустәбит зораванлиқлири вә бастурушиға болған наразилиқлирини билдүрди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши директори өмәр қанат намайишта сөз қилип, 1997-йили 5-феврал күни хитай һөкүмити тәрипидин “миллий бөлгүнчилик” дәп қарилинип, қанлиқ бастурулған бу вәқәни, шундақла һәқ йолда шеһит болған уйғур яшлирини әслитип өтти. У бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң әйни чағда хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулум сияситиниң дуняға ашкарилиниши, җүмлидин ирқий қирғинчилиқиниң дәсләпки аламәтлиридин бири икәнликини тәкитлиди.

Буниңдин 28 йил илгири пүткүл уйғур дияри вә вәтән сиртидики уйғурларда паҗиәлик әслимиләрни қалдурған бу қанлиқ бастурушни хатириләш йүзисидин елип берилған наразилиқ намайишиға қатнашқан дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни хатириләшниң әһмийити һәққидә пикир баян қилди.

Бу қетимлиқ намайишқа йәнә бир қисим хоңкоң вә тибәт паалийәтчилириму өз наразилиқини ипадиләшкә топланди. Улар өзлири һәйдигән машиниға хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң чоңайтилған рәңлик сүритини есип, “қатил ши җинпиң!”, “ши җинпиң тәхттин чүшсун!” дегәндәк шоарларни яңритип, намайиш ахирлашқанға қәдәр хитай әлчиханиси алдида машина билән нәччә рәт айлинип, уйғурларниң қәлбидики ғәзәп-нәпрәт вә нидасини намаян қилишиға дәстәк болди.

 Бу қетимқи намайишни тәшкиллигән америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир намайиш арилиқида радийомиз зияритини қобул қилип, бүгүнки “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28-йиллиқи мунасивити билән елип берилған мәзкур наразилиқ намайишни уюштуруш вә хатириләш һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди.

“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28-йиллиқ хатирә мунасивити билән, дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурлар өзлири турушлуқ дөләтләрдә түрлүк паалийәтләр билән бу қирғинчилиқни хатирилимәктә. 5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи йүз берип, аридин 28 йил өткән болсиму, муһаҗирәттики уйғурлар һәр йили бу күнни “һәргиз унтуп қалмайдиғанлиқи вә унтулдурмайдиғанлиқи” ни дуняға җакарлап кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.