Волксваген муназириси германларға уйғур ирқий қирғинчилиқини қайтидин әсләтти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.03.02
volkswagen-bash-shitabi-germaniye.jpg Аптумобил ширкити волксвагенниң баш штаб бинаси. 2021-Йили 9-декабир, волфисбург, германийә.
AP

Германийә ахбарат вастилирида үрүмчидики волксваген завути сәвәблик уйғурлар мәсилиси қайтидин оттуриға чиқти.

Бирқанчә күндин буян волксвагенниң хитайдики завутлириға мәсул рәһбири ралф брандшитеттерниң 16-17-феврал күнлири үрүмчидә елип барған зиярити германийә ахбарат вастилириниң қизиқ темисиға айланған иди. Бу өз нөвитидә, уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини германийә җамаитигә йәнә бир қетим әслитишкә сәвәб болди.

27-Февралдин башлап германийә ахбарат вастилирида бу хусуста көплигән мақалә, обзор вә хәвәрләр елан қилинди. Мәсилән, германийәниң дөләтлик радийо-телевизийә қанили болған ARD да “талаш-тартиш ичидики хитай тиҗарити: волксваген уйғур районидики завутини сақлап қелишта чиң турмақта” намлиқ обзур, NDR телевизийә қанилида “хитайдики уйғурлар: волксваген шинҗаңдики завутидин мәсилә тапалмиди” намлиқ хәвәр, “франкфурт мәҗмуәси” гезитида “волксваген хитайниң ғәрбидики завутини қоғдимақта” намлиқ мақалә, “җәнубий германийә гезити” да “волксвагенниң завутидин чатақ чиқмиған” намлиқ мақалилар елан қилинди.

“сода учурлири” гезитида 28-феврал елан қилинған “хитайниң шинҗаң районидики талаш-тартишта қалған завутини зиярәт қилғандин кейин, волксваген буниңға чүшәнчә бериштә қейин әһвалда қалди” намлиқ мақалидә мундақ җүмлиләргә орун бәргән: “ралф брандшитеттер волксваген горуһиниң үрүмчидики муназириләргә сәвәбчи болуватқан завутини зиярәт қилди. Бу шәһәр хитайниң ғәрбий қисмидики шинҗаң райониға җайлашқан. Хәлқара ахбарат вастилири мустәбит коммунистларниң бу районда шәпқәтсизләрчә бастуруш елип бериватқанлиқини оттуриға қоймақта. Буни дунядики бу иккинчи чоң машина содигәрлири үчүн ‛пилики тартилмиған бомба‚ дейишкә болиду. Шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә мәҗбурий әмгәккә аит доклатлар үзлүксиз оттуриға чиқмақта. Б д т кишилик һоқуқ кеңишиму хитайниң уйғурларниң кишилик һоқуқини еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқини, буниң инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкинликини оттуриға қойди.”

Мақалидә баян қилишичә, волксвагенниң үрүмчидики завутидин машина билән йүргәндә 15 минутлуқ йирақлиқта хитай һакимийити тәрипидин қурулған райондики уйғур қатарлиқ милләтләр қамалған чоң бир җаза лагери бар икән. Бу хусустики учурларға “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири”дин вә австралийә истратегийәлик тәтқиқат иниституниң доклатлиридинму еришкили болидикән.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң қаришичә, волксвагенниң германийә ахбарат вастилирида күчлүк тәнқидкә учришидики муһим сәвәбләрниң бири, уларниң уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисигә сәл қарап кәлгәнлики икән.

N-TV Телевизийә қанили елан қилған “мәҗбурий әмгәк мәвҗут әмәс: волксвагенниң хитайға мәсул рәһбири уйғур районидики завутини зиярәт қилди” намлиқ обзурда мундақ ибариләр йәр алған: “б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари өткән йили бу районда еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики қилмишлириниң мәвҗутлиқини оттуриға қойди. Бәзи һөкүмәтсиз тәшкилатларму уйғурлар қамалған җаза лагерлири тоғрулуқ сөзлимәктә. Волксвагенниң ташқий мунасивәтләргә мәсул хадими томас стег ‛биз һәқиқәтәнму бу доклатларда оттуриға қоюлған мәсилиләрдин зор әндишә һес қилдуқ һәмдә уни интайин инчикә тәтқиқ қилдуқ. Биз бу мәсилигә әзәлдин сәл қаримидуқ вә униңға йеник муамилиму қилмидуқ. Әмма шуни йәнә бир қетим ениқ ипадиләш керәкки, волксваген горуһи мәҗбурий әмгәк мәсилисигә сәл қаримайду вә һәрқандақ шәкилдики кәмситишкә йол қоймайду‚ дегәнләрни тилға алди.”

Әмма ахбарат вастилири буниңлиқ билән волксвагенни әйибләштин тохтап қалмиған. Германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәндиниң билдүрүшичә, ралф брандшитеттерниң ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқан уйғур районида зиярәттә болуши вә волксвагенни ақлап баянат елан қилиши, германийә ахбарат вастилирида күчлүк бәс-муназириләргә сәвәбчи болуш билән биргә, кишиләрниң уйғурларға болған һесдашлиқиниму күчәйткән.

“мәркур” күндилик гезитида елан қилинған “кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит дәлил йоқ: волксваген уйғур районидики зиддийәтлик завутини сақлап қалмақчи” намлиқ мақалида баян қилишичә, волксвагенниң үрүмчидики завутида ишләватқан ишчиларниң 29 пирсәнти аз санлиқ милләт, буниң ичидә 17 пирсәнти уйғур икән. Ралф брандшитеттер 16-17-феврал күнлири үрүмчидики завут ашханисида көрүшкән 7 ишчи қатарида хитай, уйғур вә қазақлар бар икән. Улар “өзлириниң әһвалидин рази” икәнликини билдүргән.

Мәзкур мақалидә көрситишичә, волксваген билән хитай тәрәп үрүмчидики завут тоғрулуқ түзгән тохтам 2030-йилиға қәдәр күчкә игә болуп, волксвагенниң бу тохтамға әмәл қилиш мәҗбурийити бар икән. Бу дегәнлик, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә хәлқарадики күчлүк бесимларни нәзәргә алған тәқдирдиму, волксваген өз алдиға бу завутни тақаймән яки йөткәп кетимән дейәлмәйдикән, униң 50 пирсәнт пайчеки хитайниң қолида икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.