Ханна бурдоф: “мән бу йил сентәбирдә көргән уйғур дияри”

Әнглийәдики ню-кәсул университетиниң доктор аспиранти ханна бурдоф ханим радио аңлиғучилиримизға өзини тонуштурди.

Үрүмчи доң көврүккә җайлашқан “хәлқаралиқ чоң базар” ниң һазирқи көрүнүши. 2019-Йил өктәбир. Oqurmen teminligen

Әнглийәдики ню-кәсул университетиниң доктор аспиранти ханна бурдоф ханим радио аңлиғучилиримизға өзини тонуштуруп, мундақ деди: “мән ню-кәсул университетиниң доктор аспирант. Илгири мән хитайда хизмәт қилған вә хитай тилини өгәнгән. Мән хитайниң уйғур балилириға йүргүзүватқан ‛қош тиллиқ маарипи‚ сиясити үстидә тәтқиқат елип бериватимән. Мән хитайда туруш вә өгиниш җәрянида нурғун шәһәрләрни зиярәт қилдим, 2009-йили қәшқәргә бардим. 2011- Вә 2012-йиллири мәхсус үрүмчигә уйғур тили өгәнгили бардим.”

Соал: сизни уйғур елигә қизиқтурған сәвәб немә иди?

Җаваб: 2009-йили саяһәт үчүн тунҗи қетим қәшқәргә барғинимда қәшқәр шәһәр ичидә хитайниң башқа шәһәрлиридин анчә пәрқлинип кәтмәйдиған бир кочидин уйғурлар яшайдиған йәнә бир кочиға туюқсиз өтүп қалдим. Көз алдимда худди башқа бир дөләтниң чеграсини атлап өткәндәк бир охшимайдиған мәнзирә пәйда болди. Бундақ түптин охшимайдиған мәнзирә һәм хитай тилидин тамамән пәрқлиқ болған бир тил мени җәлп қилди. Чирайиму, кийинишиму, йүрүш туруш шундақла һечнемиси хитайларға охшимайдиған бу сирлиқ җайни техиму чоңқур билиш үчүн мәндә уйғур тилини өгиниш истики қозғалди. Тил өгиниш җәрянида уйғур елидә охшимиған юртларни айландим. Қәшқәр, йәркән, турпан, хотән, ақсу, қумул, корла дегәндәк охшимайдиған җайларни зиярәт қилдим.

Соал: сиз уйғур елидә нурғун уйғурлар өзлириму берип бақмиған һәм көрүп бақмиған җайларни көрүпсиз?

Җаваб: уйғур достлиримму давамлиқ шундақ дәйду, улар сән биз көрмигән йәрләрниму көрүпсән дәп кетишиду.

Соал: бу нөвәт уйғур елидики зияритиңиз һәққидә тохталсиңиз, бу қетим немиләрни көрдиңиз, йәни бултурқиға қариғанда немиләрниң пәрқлиқ болғанлиқини һес қилдиңиз?

Җаваб: үрүмчи бир чоң шәһәр, бу шәһәрдики контроллуқ башқа җайлардикидәк, йәни наһийә вә йезилардикидәк қаттиқ әмәс. Мәсилән, ақсуға барғинимда, шәһәрниң сиртиға чиқимән десәм сақчи аптобус бекәттә “нәгә барисән?” дәп сориди, барған җайимда пуқрачә кийингән сақчи әгишипла йүрди. Қәшқәр, ақсу, хотән дегәндәк җайлар шималдики шәһәрләрдин қаттиқрақ башқурулуветипту. Бу қетим ғулҗиғиму бардим, ғулҗидиму үрүмчигә охшаш сақчиларниң тосуши яки сорақ қилишиға учримидим. Көзитишимчә, ечиветилгән шәһәрләрдә контроллуқ кичик шәһәр наһийәләргә қариғанда бир аз бошрақ икән. Шималда җәнубқа қариғанда бошрақ икән. Һазирқи чәтәл таратқулирида бериливатқан хәвәрләрдики учурлар асасән 2018-йилиға тәвә, әмма хитай һөкүмити 2019-йилидин башлап, чәтәлләрниң тәкшүрүш гуруппилири, мухбир вә саяһәтчиләрни киргүзүшкә башлиғандин буян, бәзи өзгиришләр бопту. Мәсилән 2018-йили чоң шәһәрләрниң һәммә йеридә бар болған кимлик тәкшүрүш сақчи понкитлири, телефон тәкшүрүш понкитлирини бу қетим мән көрмидим. Бәлким чәт җайларда болуши мумкин.

Соал: сизниңчә, бу хитайниң шәһәр аммисиниң күндилик һаятиға қаратқан контроллуқ тәдбирлирини бошатқанлиқидин дерәк берәмду?

Җаваб: мениңчә ундақ әмәс, кочилардики сақчиларниң бултурқидәк көп болмаслиқи, уйғурлар вә чәтәлликләргә болған тосуп тәкшүрүшләрниң азайтилиши, хәлқаралиқ зиярәтчиләргә “бу сақчи дөлити әмәс” дегәндәк тәсират беришни мәқсәт қилғандәк һес қилдим. Чүнки бурун барғинимда сақчиларни арқамға селип қойған болса, бу қетим пәқәтла юқири техникилиқ көзитишниң һәммә йәрләрни қаплиған камералар арқилиқ давам қиливатқанлиқини һес қилдим. Әмма мениңчә һәммә адәмгә охшаш болмаслиқи мумкин, немила болмисун, бир хил көрүнмәс бесимни һес қилғили болиду.

Соал: достлириңизниң өйини зиярәт қилғанда мәһәллә комитетлирида тосқунлуқларға учридиңизму?

Җаваб: һәр қандақ мәһәллә олтурақ районлири қоршавға елинған. Кишиләрниң кириш-чиқиши вә аптомобиллар үчүн айрим-айрим 3 чоң дәрваза қурулған һәм пост қоюлған. Униңдин башқа қоруға вә бинағиму йүз тонуш системиси арқилиқ тәкшүрүп киргүзидикән. Мән аиливи зиярәтләргә постларниң тәкшүрүшидин кейин рухсәт билән кирдим. Шундақтиму улар мән башқиларниң өйигә кирип болғандин кейин йәнә сақчи әвәтип тәкшүрүп чиқип кәтти. Мән пәқәт бир саяһәтчи сүпитидә көргән вә һес қилғанлирим бу. Әмма шәһәр аһалиси болуп өз шәһиридин чиқалмай, йәни бир өйгә вә бир шәһәргә нәзәрбәнд қилинип яшаватқанларниң қандақ бесим һес қиливатқанлиқини билиш тәс әмәс. Чүнки әтә йәнә немә болидиғанлиқи һечким билмәйду. Улар шундақтиму бу бесимлар астида нормал һаят кәчүрүшкә, һәр бир күнини нормал өткүзүшкә тиришмақта икән.

Сөһбитимизниң давамини кейинки программилиримиздин аңлиғайсиләр.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org