Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан үрүмчи вә қәшқәрдә зиярәттә болди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.06.06
Hakan-Fidan-2 Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан(солдин үчинчи) әпәнди шинҗаң уйғур аптоном районлуқ рәһбәрләр билән сөһбәттә. 2024-Йили 5-июн, үрүмчи.
X/Turkish MFA

Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан 3-июн күни рәсмий зиярәт үчүн хитайға йетип барған болуп, хитайға елип бериватқан зияритиниң үчинчи күни, үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй, уйғур аптоном райониниң рәиси әркин туняз билән көрүшкән, булардин сирт үрүмчидики ноғай мәсчити билән хәлқара чоң базарни екскурсийә қилған. Ахирида қәшқәргә йетип берип, қәшқәр һейтгаһ мәсчити билән йүсүп хас һаҗипниң қәбрисини екскурсийә қилған. Хақан фидан әпәнди үрүмчигә қаратқан зияритини башлаштин бурун хитай мәркизий телевизийәсиниң зияритини қобул қилип, уйғур түрклириниң турмуши вә мәдәний һәқ-һоқуқлири җәһәттин дуняда вә ислам дунясида оттуриға чиққан сәлбий чүшәнчиләрни өзгәртишниң һәммигә пайдилиқ болидиғанлиқини тәкитлигән.

У, мундақ дегән: “хитай уйғур мәсилисини байлиқ дәп көрүши вә буниңға бир мәсилә дәп қаримаслиқи керәк. Болупму уйғурларниң турмуши вә мәдәний һәқ-һоқуқлири җәһәттә дуняда вә ислам дунясида пәйда болған сәлбий чүшәнчиләрни өзгәртиши хитайғиму, бизгиму пайдилиқ. Шуңа биз давамлиқ һалда хитайниң земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқимизни дәп келиватимиз.”

Хақан фидан бу қетимқи хитай зиярити тоғрисида тохтилип, бу қетимқи зиярәттә нуқтилиқ һалда хитай билән болған сода мунасивити вә башқа саһәләрдики мунасивәтләрни қандақ қилип тәрәққий қилдуридиғанлиқи тоғрисида музакирә елип баридиғанлиқини оттуриға қойған вә хитайниң түркийәгә селиватқан мәблиғиниң күнсайин көпийиватқанлиқини тәкитлигән.

Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан(солдин иккинчи) әпәнди шинҗаң уйғур аптоном районлуқ рәһбәрләр билән сөһбәттә. 2024-Йили 5-июн, үрүмчи.
Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан(солдин иккинчи) әпәнди шинҗаң уйғур аптоном районлуқ рәһбәрләр билән сөһбәттә. 2024-Йили 5-июн, үрүмчи.
X/Turkish MFA

“тәңритағ” тор бетидә елан қилинған хәвәрдә, түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң үрүмчиниң қурулуши вә җәмийәтниң тәрәққий қилғанлиқини, уйғурларниң мәдәнийәт һоқуқи вә ана тил һоқуқиниң капаләткә игә қилинғанлиқини, шинҗаң мәсилисидә түркийәниң мәйданиниң мустәһкәм икәнликини, террорлуққа қарши күрәштә хитай билән һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини дегәнлики йезилған. Ундақта хақан феданниң зияритигә қарита қандақ инкасла мәвҗут?

Уйғурларни қоллап келиватқан өктичи партийәләрдин бири болған “келәчәк” партийәсиниң рәиси, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлуниң муавини, москва билән теһранда түркийәниң баш әлчиси вәзиписини өтигән үмид ярдим әпәнди хақан фиданниң хитай зияритиниң мувәппәқийәтсиз болғанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “түркийә рәһбәрлири хитай даирилири билән көрүшсила ‛хитайниң земин пүтүнлүкини қоллаймиз‚ дәйду. Буни давамлиқ тәкрарлиса кишиләр хитайниң земин пүтүнлүки хәвпкә учраватқан охшайду дәп ойлап қалиду. Хитай шундақ бичарә аҗиз дөләтму? түркийә уйғурларниң һәқ-һоқуқи, җаза лагерлири вә уйғур ханим-қизлири дучар болуватқан хорлинишларни оттуриға қойса хитайниң земин пүтүнлүкини қоллимиған боламду? хақан фиданниң бейҗиңдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида болсун яки хәвәрләрдә болсун буни оттуриға қойғанлиқини көрмидим. Шуңа хақан фиданниң бу қетимқи зиярити мувәппәқийәтлик болмиди дәп ойлаймән.”

Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан үрүмчини зиярәт қилған вақиттики көрүнүш. 2024-Йили 5-июн, үрүмчи
Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан үрүмчини зиярәт қилған вақиттики көрүнүш. 2024-Йили 5-июн, үрүмчи
X/@TC_Disisleri

Үмид ярдим әпәнди түркийәни идарә қиливатқан һөкүмәт рәһбәрлириниң қорқмай шуларни дейәлиши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “түрк рәһбәрлириниң һәр дегининиң хитайларни хушал қилиши тоғра әмәс. Шуни дейишимиз керәк. Күлтүр җәһәттин уйғурлар бизниң айрилмас бир парчимиз. Шәрқий түркистан түркләр үчүн әң аз дегәндә түркийәгә охшаш муһимдур. Түркийәниң кеңәймичилик сиясити йоқ, лекин уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида б д т тәйярлиған доклатлар, чиқарған қарарлар бар. ‚биз уйғур қериндашлиримиздин әнсирәватимиз‛дейиши керәк. Бу мәсилини изчил һалда хитайға дәп туруши вә бу һәқтә музакирә елип беришини тәләп қилиши керәк. Түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң ахбарат йиғинида пәләстин мәсилисинила тәкитләп уйғурларни тәкитлимәсликидин қаттиқ биарам болдум.”

Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан қәшқәрни зиярәт қилған вақиттики көрүнүш. 2024-Йили 3-июн, қәшқәр
Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан қәшқәрни зиярәт қилған вақиттики көрүнүш. 2024-Йили 3-июн, қәшқәр
X/@TC_Disisleri

2018-Йили қурулған күндин тартип, уйғурларни қоллап келиватқан ийи(яхши) партийәсидин болған парламент әзаси сәлчуқ түркоғлу әпәнди X дә бәргән баянатида мундақ дегән: “мән хақан фидандин шуни соримақчимән, пәләстинликләрниң җени җан, уйғурларниң җени җан әмәсму? сиз хитайниң пәләстинликләрни қоллиғанлиқи үчүн уларға рәһмәт ейттиңиз, билип қоюңки, зулумға учраватқан уйғур қериндашлиримизни тилға елипму қоймиғанлиқиңиздин биз түрк хәлқиниң көңли бәкла йерим болди.”

Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан қәшқәрни зиярәт қилған вақиттики көрүнүш. 2024-Йили 3-июн, қәшқәр
Түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан қәшқәрни зиярәт қилған вақиттики көрүнүш. 2024-Йили 3-июн, қәшқәр
X/@TC_Disisleri

Истанбулдики ибни халдун университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң докторанти мәвлан тәңриқут әпәнди, хақан фиданниң бейҗиң, үрүмчи, қәшқәргә елип барған зиярити вә бу җәрянда бәргән баянатлири тоғрисидики көз қаришини 4 маддиға ихчамлап оттуриға қойди.

Түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданни 3-июн күни алди билән хитайниң муавин дөләт рәиси хән чең қобул қилған. Арқидин у, хитай компартийәси сиясий биюросиниң әзаси, сиясий-қанун комитетиниң секретари чен венчиң билән көрүшкән. Чен венчиң-5айниң 22-күнидин26-күнигичә үрүмчи, қәшқәр, қорғас қатарлиқ җайларда хизмәт тәкшүргәндә, районда “террорлуққа қарши туруш” ни “даимлаштуруш” вә “нормаллаштуруш” ни тәләп қилған иди.

2012-Йили 4-айниң башлирида әйни вақиттики түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған билән биллә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу үрүмчигә зиярәт елип барғаниди. Хақан фиданниң бу қетимқи зиярити 12 йил кейинки түрк алий рәһбириниң зиярити һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.