“хәлқара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” темисида уйғур яшлирини узун муддәтлик тәрбийәләш курси истанбулда башланди
2024.10.15
Уйғур академийәсиниң уюштуруши билән “хәлқара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” темиси бойичә уйғур яшлирини тәрбийәләш курси 2024-йили 10-айниң 12-күни истанбулда рәсмий башланди. Бу курсқа түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридә алий мәктәптә оқуватқан уйғур яшлиридин 20 нәпәр яш қатнашти.
Биз бу курс тоғрисида техиму толуқ мәлуматқа игә болуш үчүн уйғур академийәси вәхписиниң рәиси абдулһәмид қарахан әпәндини зиярәт қилдуқ. Зияритимизни қобул қилған абдулһәмид қарахан әпәнди бу курс вә курсниң мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз уйғур академийәси уйғур яшлиридин таянч күчләрни йетиштүрүш мәқситидә 2019-йилидин һазирғичә 11 қетим охшимиған темиларда уйғур яшлириға қарита тәрбийәләш курслирини орунлаштурған идуқ. Бу курсларға қатнашқан уйғур яшлири шәрқий түркистан миллий күришигә мунасивәтлик миллий мәпкурә, тәшкилатчилиқ, таратқу, тәшвиқат, хәлқара вәзийәт, миллий күрәш йоллири, шәрқий түркистан мустәқиллиқиға мунасивәтлик муһим темиларда дәрс алди. Биз алдинқи қетимлиқ тәҗрибә-савақларни йәкүнләп, бу яшларни узун муддәтлик тәрбийәләш һәмдә миллий сепимизгә қошушниң муһимлиқини һес қилдуқ. Шуңа уйғур тарихи, хәлқара мунасивәт вә ғәрбниң демократийә пиринсиплири, рәсмий сорунлардики қаидиләр, тәшкилатчилиқ, лобичилиқ (дәвәтчилик), дөләтләрниң идеологийәси, шәрқий түркистан миллий идеологийәси, хитай истихбарати, ғәрб истихбарати, дөләтләр ара алақә-мунасивәтләр дегәнләрдин саватлар тонуштурулди. Йәнә бир яқтин хәлқара җәмийәткә шәрқий түркистан ирқий қирғинчилиқини тонутуш, вәтинимиз шәрқий түркистанниң хитайлар тәрипидин мустәмликә қилинған дөләт икәнликини қобул қилдуруш, шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күришидә хитайға қарши күрәшниң охшимиған йоллири һәққидә мулаһизә елип бериш қатарлиқ темиларни чөридигән асаста йәттә айлиқ муддәт бойичә уйғур яшлирини тәрбийәләш арқилиқ йеқин кәлгүсидә миллий сәптә кәм болуватқан иқтидарлиқ яшларниң орнини толдурушни мәқсәт қиливатимиз”.
Абдулһәмид қараханниң билдүрүшичә, уйғур яшлирини “хәлқара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” дегән тема бойичә узун муддәтлик (йәттә ай) тәрбийәләш курсида лексийә беришкә бир қисим уйғур вә түрк тәтқиқатчилар тәклип қилинған. Курсниң тунҗи лексийәсини истанбул университети тарих пәнлири пирофессори, доктор өмәр қул әпәнди “20-әсир шәрқий түркистан мустәқиллиқ күриши вә үч әпәнди” дегән темида сөзлигән. 2-Лексийәсидә уйғур академийәси вәхпиниң баш катипи, дохтур пәрһат қәшқәрий әпәнди “шәрқий түркистан миллий күришидә тәшкилатчилиқ” дегән темида, курсиниң 3-лексийәсидә истанбулдики мимар синан гүзәл сәнәтләр университети музика оқутқучиси, уйғур академийәси баш тәптиши доктор гүлзадә тәңритағли ханим “уйғур миллий өрп-адәтлири һәққидә сават” дегән темида нутуқ сөзлиди. Курсниң 4-лексийәси йәкшәнбә күни әтигәнгә орунлаштурулған болуп, уйғур академийәси вәхпи тәшвиқат бөлүми мудири доктор турди мәттурсун қара әпәнди “түркийәдә уйғур ахбаратчилиқи” дегән темида, курсиниң 5-лексийәсидә, истанбул тиҗарәт университети ахбарат вә алақә бөлүми оқутқучиси пирофессор доктор абдулһәмид авшар әпәнди “таратқу вә шәрқий түркистан күриши” дегән темида лексийә сөзлигән.
Курсқа қатнашқан яшлар бу лексийәләрдин охшимиған дәриҗидә мәнпәәт алған болуп, уларниң илгирики вақитларда өгәнгән һәмдә өзләштүргән билимлирини техиму бейитишта муһим рол ойниғанлиқи мәлум. Биз бу курсқа қатнашқан уйғур яшлиридин истанбул университетиниң оқуғучиси ислам билән сөһбәтләштуқ. Ислам бу курсқа қатнишиш арқилиқ билим даирисиниң кеңәйгәнликини, болупму уйғурларниң йеқинқи заман тарихи, уйғур өрп-адәтлири, тәшкилатчилиқта диққәт қилишқа тегишлик ишлар, хәлқара вәзийәт қатарлиқ көплигән темиларда лексийә аңлиғанлиқини билдүрди. У өзигә охшаш уйғур яшлирини пурсәттин пайдилинип мушу хилдики курсларға қатнишишқа тәвсийә қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “уйғур мустәқиллиқ күришидә яшларниң роли наһайити муһим. Биз вәтәнни мустәқил қилимиз вә хитай реҗимидин қутулимиз дәйдикәнмиз әлвәттә бу яшларсиз рояпқа чиқмайду. яшлар вәтәнни азад қилишниң муһим амиллириниң бирси, чүнки яшлар пәрқлиқ тәпәккур қилалайду вә һәр қандақ мәсилиләрдә актип болалайду, шу сәвәбтин достлиримни вә яшларни бу курсқа қатнишип лексийәләрдин пайдилинишини чин дилимдин тәвсийә қилимән”.
Игилинишичә, уйғур яшлирини “хәлқара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” бойичә узун муддәтлик тәрбийәләш курсиниң бу айдики икки күнлүк тәрбийәләш пирограммиси яшларниң охшимиған лексийәлиригә қизғин иштирак қилиши, лексийәләрдин кейинки соал-җаваб һәм муназириләр билән қизғин кәйпиятлар ичидә давам қилған. Бу курс узун муддәт давамлишидиған болуп һәр айда икки күн һәптиниң ахирқи күнлири дәрс өтилидикән. Бу курсниң кейинки қисми 11-айниң 16- вә 17-күнлири истанбулда давам қилидикән.