Президент буш: уйғур мусулманлириға охшаш азадлиқи үчүн тирмишиватқан кишиләргә еһтирам билдүримиз
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.07.14
2008.07.14
Президент буш нутиқиниң хитай һәққидики қисимида уйғурлар, тибәтләр вә йәр асти христиан муртлирини, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, тибәт роһани даһийси вә бәзи хитай өктичи затлирини тилға алди.
Буш мундақ дәйду " биз хитайда диний әркинлик үчүн издиниватқан ашу кишиләрни унутмаймиз, биз йәнә уйғур мусулманлириға охшаш өз азадлиқи үчүн тирмишиватқан ашу кишиләргә еһтирам билдүримиз. Мән рабийә қадир билән көрүшүш шәрипигә муйәссәр болдум. Мән йәнә хитайдики йәр асти христиан муртлирини көрүш шәрипигә игә болдум шундақла биз йәнә, далай лама вә тибәт буддистлириниң җасаритигә еһтирам билдүримиз ."
Буш уйғур азадлиқи үчүн издәнгүчиләргә еһтирам билдүрүштин бирқанчә күн илгири, үрүмчидә сақчилар " таңнури бағчиси" дики бир бинаға һуҗум қилип, 5 уйғур яшни өлтүргән, қәшқәрдә 5 уйғур яшқа сиясий сәвәбләр түпәйли өлүм җазаси берилгән иди.
Президент буш нутуқида йәнә, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән ахирқи қетим көрүшкәндә униңға төвәндики сөзләрни йәткүзгәнликини билдүрди": өзиниң әркинлики үчүн күрәш қилғучилар болидикән, америка улар билән бир мәвқәдә туриду."
Президент буш ху җинтав билән ахирқи қетим йеқинда японийиниң хоккайдо арилидики 8 дөләт гуруһиниң башлиқлар йиғинида учрашқан болуп, улар сиясий әркинлик, диний әркинлик вә кишилик һоқуқ мәсилилирини музакирә қилған иди. Буш бейҗиң олимпик йиғининиң 8 - авғусттики ечилиш мурасимиға барғанда хитай рәһбәрлиригә юқириқи мәсилиләрни йәнә тәкитләйдиғанлиқини билдүрмәктә.