Хитай һөкүмити пәйда қилған “үч хил күч” вә ислам динини хитайчилаштуруш сияситиниң давамлишиши

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.03.11
Qeshqer-konisheher-meschit-qizil-teshwiqat.jpg Қәшқәр шәһири булақ беши кочисидики мәсчиткә есилған қизил тәшвиқат лозункиси, 2017-йили июл.
Oqurmen teminligen

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй 7-март күни хитайниң бейҗиңда ечиливатқан хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғинида өткүзүлгән ахбарат йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб берип, ислам динини хитайчилаштурушниң узаққичә давам қилидиғанлиқини билдүргән.

 “америка авази” ниң бу һәқтә бәргән хәвиридә ейтилишичә, ма шиңрүй: “шинҗаңда ислам динини хитайчилаштурушниң зөрүрлүки һәммә адәмгә аян. Бу бир муқәррәр йүзлиниш” дегән.

 “ислам динини хитайчилаштуруш” әслидә хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң 2016-йил 4-айда ечилған “мәмликәтлик динлар хизмити йиғини” да оттуриға қойған тәшәббус болуп, “шинхуа тори” ниң шу йили 23-апрел күни бәргән хәвиридә көрситилишичә, ши җинпиң “динларни сотсиялистик җәмийәткә маслишишқа йетәкләш” тин һалқип, “диний әқидиләрни хитай мәдәнийити билән бирләштүрүш” керәкликини тәкитлигән.

Бу йиғиндин кейин, хитай мәдәнийити вә хитай компартийәсиниң марксизмлиқ идийәси билән әң сиғишмайдиған ислам дининиң хитайда мәвҗут болуш тәқдириму хирисқа дуч кәлгән. Хитайниң һөҗҗәтлиридә ашкариланғинидәк, уйғур районидики ислам дини “мәниви кесәллик” , уйғурлар болса “диний әсәбийликтин юқумланған бимарлар” дәп қаралған. “диний әсәбийликни түп йилтизидин йоқитиш” үчүн кәң көләмлик лагерлар қурулуп, уйғурлар түркүм-түркүмләп қамалған. Коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси, доктор адриян зензниң йеқинда елан қилған “йеңичә бастуруш: сиясий синақ вә хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики қайта тәрбийәләш һәрикитиниң өзгириши” намлиқ бир доклатида, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики аталмиш “әсәбийликни йоқитиш һәрикити” ниң әмәлийәттә милйонлиған адәмни тутуш, меңисини ююш вә мәҗбурий әмгәккә селиш җинайитигә айланғанлиқи оттуриға қоюлған.

 2021-Йил 12-айда өткүзүлгән “мәмликәтлик динлар хизмити йиғини” да, ши җинпиң “динларни хитайчилаштуруш йөнилишидә чиң туруш” ни муһим нишан қилип бекиткән. “шинхуа тори” ниң шу йили 4-декабир күни бәргән хәвиригә қариғанда, ши җинпиң бу йиғинда хитайдики динларни хитайчилаштурушни чоңқурлаштуруш, марксизмлиқ дин қаришиға игә хадимларни көпләп йетиштүрүш, етиқадчи аммини партийәниң әтрапиға топлаш керәкликини тәкитлигән.

Америкадики сиясий анализчи доктор андерс кор ма шиңрүйниң сөзигә баһа берип йоллиған язмичә инкасида мундақ дәйду: “бу сөзләр хитай һөкүмитиниң ислам дини вә башқа динларни хитай компартийәсиниң чаңгилида тутуп турушқа урунушиниң қилчә өзгәрмигәнликини көрситиду” .

2023-Йил 8-айда ши җинпиң уйғур районини зиярәт қилғанда, һөкүмәт әмәлдарлиридин “шинҗаңда ислам динини хитайчилаштурушни күчәйтип, қанунсиз диний паалийәтләрни үнүмлүк чәкләш” ни тәләп қилған. “оттура шәрқ” гезити 2023-йил 27-авғуст бәргән хәвәрдә ейтилишичә, ғәрб дөләтлири хитайни кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән әйибләватқан бир мәзгилдә, ши җинпиң уйғур райониға берип, “ислам динини хитайчилаштуруш, террорлуқ вә бөлгүнчиликкә қарши күрәш қилишни даимлаштуруш арқилиқ муқимлиқни сақлаш” ни тәкитлигән.

Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң әзаси турғунҗан алавидинниң билдүрүшичә, ислам динини хитайчилаштуруш бу динни тамамән өзгәртип йоқ қилиштин башқа нәрсә әмәс.

Америкадики туңган анализчи ма җү хитай тарихида ислам динини хитайчилаштурушниң миң сулалисиниң ахири, чиң сулалисиниң башлирида бир қетим синақ қилинип мәғлуп болғанлиқини, бу қетимқисиниң ши җинпиң һакимийитиниң иккинчи қетимлиқ синақ қилиши икәнликини вә буниң хитай милләтчилики билән фашистик түзүм астида елип бериливатқанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “ислам динини хитайчилаштуруштики түп мәқсәт хитайдики мусулманларни тәлтөкүс йоқитиш вә хитайлаштуруш. Ма шиңрүйниң бу қетим бейҗиңда берип, ислам динини хитайчилаштурушниң муқәррәр йүзлиниш икәнликини очуқ давраң қилиши уларниң уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқини давамлиқ елип баридиғанлиқини дуняға җакарлиши һесаблиниду” .

 “америка авази” ниң бәргән хәвиридә көрситилишичә, ма шиңрүй йәнә ислам динини хитайчилаштурушниң “шинҗаңни муқимлаштуруш” ниң капалити икәнликини, чүнки “үч хил күч” ниң йәнила актип һәрикәттә икәнликини, әмма буниңлиқ билән “шинҗаңни сиртқа ечиветиш вә тәрәққий қилдуруш” тин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити 2017-йилдин буян давамлаштуруп кәлгән бастурушлирини “диний әсәбийликни йоқитиш вә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” дәп атиған вә “5 йилдин буян шинҗаңда террорлуқ вәқәлири йүз бәрмиди” дәп тәшвиқ қилип кәлгәниди. Бу җәрянда “үч хил күч” ни көп тилға алмиған хитай даирилириниң бу қетим уни қайта көтүрүп чиқиши диққәт қозғимақта.

Ма җү әпәнди ма шиңрүйниң бу сөзигә баһа берип мундақ дәйду: “ма шиңрүйниң аталмиш‛үч хил күч‚ ни қайта тилға елиши өзини заңлиқ қилғини, шундақла өткән йиллардики қандақтур ‛террорлуққа қарши күрәш‚ нәтиҗилирини инкар қилғанлиқидур. Биз коммунист хитайниң тоғра, мәнтиқлиқ гәп қилишини күтмисәкму болиду. Улар қандақ баһаниләр өзигә асан болса, қайсиси пайдилиқ вә көңликидәк болса, шуни тапиду” .

Андерс кор хитай һөкүмитиниң бу йәрдә уйғурларни давамлиқ бастурушта қолға чиққудәк сәвәб издәватқанлиқини билдүрүп мундақ дәйду: “йеқинқи йиллардин бери, шинҗаңда радикал диний һәрикәтләрниң йүз бәргинигә аит һечқандақ пакит йоқ. Әмма хитай һөкүмити йәнила террорлуқни баһанә қилип, ислам динини толуқ контроллуқиға елип, уйғур вә башқа түркий хәлқ мусулманлириға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүп кәлмәктә” .

Турғунҗан алавидин ма шиңрүйниң аталмиш “үч хил күч” ни хәтәрлик қилип көрситишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп: “ма шиңрүйниң бу гәплири хитай һөкүмитиниң йәнә лагерға кирмәй қалған уйғурларни қәстләшни нишан қиливатқанлиқидин дерәк бериду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.