Уйғурлар асарәтниң 70 йиллиқи мунасивити билән истанбулда намайиш өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.10.02
istanbul-2019-10-1-namayish-1.jpg

Хитайниң истанбулдики консулханиси алдида өткүзүлгән намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-2019-10-1-namayish-2.jpg

Хитайниң истанбулдики консулханиси алдида өткүзүлгән намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-2019-10-1-namayish-6.jpg

Хитайниң истанбулдики консулханиси алдида өткүзүлгән намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-2019-10-1-namayish-3.jpg

Хитайниң истанбулдики консулханиси алдида өткүзүлгән намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-2019-10-1-namayish-4.jpg

Хитайниң истанбулдики консулханиси алдида өткүзүлгән намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-2019-10-1-namayish-7.jpg

Хитайниң истанбулдики консулханиси алдида өткүзүлгән намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-2019-10-1-namayish-5.jpg

Хитайниң истанбулдики консулханиси алдида өткүзүлгән намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 1-өктәбир, түркийә. RFA/Arslan

1-Өктәбир күни истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики тәрипидин хитайниң истанбулдики консулханиси алдида намайиш вә ахбарат елан қилиш паалийити өткүзүлди.

Намайишқа түркийәдики уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири вә әзалири болуп 1000 дин артуқ киши қатнашти. Намайишқа йәнә “түркийә каму сән кадирлар уюшмиси”, “хәлқара түркистанлиқлар бирлики җәмийити”, “қирим түрклири урал тәтқиқат җәмийити” қатарлиқ бир қанчә тәшкилатларниң мәсуллириму намайишни қоллап қатнашти. Намайиш җәрянида шәрқий түркистан асаритиниң 70-йили мунасивити билән баянат елан қилинди. Түркийә вә истанбулниң һәр қайси җайлиридин кәлгән намайишчилар алди билән истанбулниң тарабийәдики деңиз бойиға топланди вә қоллирида түркийә байриқи билән ай юлтузлуқ көк байрақларни көтүргән һалда хитай консулханиси алдиғичә бир километирдәк йолда шоар товлап йүрүш қилди.

Намайишчилар бирдәк, “қизил хитай шәрқий түркистандин чиқип кәт!”, “70 йиллиқ зулумға хатимә берилсун!”, “түркистан саңа җеним пида”, “һәқ-һоқуқ адаләт түркистанға һөррийәт”, “шинҗаң әмәс шәрқий түркистан” дегәндәк шоарлар товлиди.

Хитай консулханиси алдида йүзләрчә түрк сақчилири тосуқ қуруп аманлиқ тәдбирлири алған болуп намайишчилар тосуқниң алдида шоар товлашни давам қилди. Кейин шәрқий түркситан тәшкилатлири бирликигә вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, баянатни оқуп өтти.

Һидайәтулла оғузхан, 1949-йили 1-өктәбир күни уйғурлар үчүн матәм вә қайғулуқ бир күн икәнликини билдүрүп мундақ деди: “бүгүн һөр вә мустәқил вәтинимиз шәрқий түркистанниң хитай тәрипидин ишғал қилинғанлиқиниң 70-йили күнидур. Бүгүн өз вәтинимиздә асарәт астида яшашқа мәҗбур болған қараңғу тарихниң башлинишидур. Хитай һакимийити байрам дәп тәбрикләватқан бу күн биз үчүн түнүгүнкигә охшаш бүгүнму матәмниң давам қиливатқанлиқини әслитидиған бир күнидур”.

Һидайәтулла оғузхан 2016-йилидин буян уйғур диярида йүз бериватқан паҗиәләрниң инсанийәтни номус қилдуридиған бир басқучқа йәткәнликини билдүрди.

Һидайәтулла оғузхан сөзидә йәнә инсан һәқлирини қоғдиғучиларға, хәлқаралиқ тәшкилатлар вә органларға хитаб қилип: “инсанлиримиз, аталмиш ‛қайта тәрбийәләш мәркизи‚ намдики тутуп туруш лагерлирида ассимилятсийә қилинишқа учримақта. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини, ислам һәмкарлиқ тәшкилатини хитайниң шәрқий түркистан хәлқи үстидин йүргүзүватқан йоқ қилиш сияситини тохтитиш үчүн вәзиписини ада қилишқа чақириқ қилимиз. Шәрқий түркистанда йүз бериватқан қирғинчилиққа көзлириңларни ечиңлар”, деди.

Һидайәтулла оғузхан сөзиниң ахирида йәнә шәрқий түркистанда йүз бериватқан трагедийәләргә қарита ислам дунясиниң сүкүт қилишни давамлаштуруватқанлиқини билдүрди вә әйиблиди.

Намайишчилар шоар товлашни давам қилди, кейин, уйғур академийәсиниң рәиси профессор алимҗан инайәт, “каму сән түркийә кадирлар уюшмиси” ниң истанбул шөбә рәиси рәмзи өзмән әпәнди, уйғурларни йеқиндин қоллап келиватқан түрк журналист мәрвә шәбнәм орч ханим қатарлиқ бир қанчә муһим кишиләрму сөз қилип, уйғурларға алақидар муһим баянатларни елан қилди.

Профессор алимҗан инайәт хитай коммунист реҗиминиң, уйғур хәлқини тамамән йоқ қилиш үчүн меңә ююш оператсийәси елип бериватқанлиқини билдүрди вә хәлқара тәшкилатларни уйғурларға игә чиқишқа чақириқ қилип мундақ деди: “хитай коммунист реҗими бүгүн инсан қелипидин чиққан бу қилмишлири билән шәрқий түркистан хәлқлириниң меңилирини ююшқа, машина адәмгә айландурушқа, әркин пуқралиқтин мәһбус пуқраларға айландурушқа әң ахирида бир милләтни тарих сәһнисидин өчүрүп ташлашқа урунуватиду. Биз уйғур академийәси болуш сүпитимиз билән башта инсан һәқлири тәшкилатлирини, пүткүл дуня җамаитини, хусусән ислам дуняси вә түрк дунясини виҗданға, адаләткә дәвәт қилимиз. Һәқсизлиққа, зулумға вә йоқ болуш хәвпигә дуч келиватқан шәрқий түркситан хәлқигә игә чиқишқа чақириқ қилимиз”.

“каму сән түркийә кадирлар уюшмиси” ниң истанбул шөбә рәиси рәмзи өзмән әпәнди уйғур мәсилисиниң һәм инсаний, һәм түрклүк һәм мусулманлиқ мәсилиси икәнликини ипадиләп мундақ деди: “мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң дегинидәк, мениң дәвайим шәрқий түркситан, мән бир инсан, түрк, мусулман болуш сүпитим шәрқий түркситан дәваси мениң дәвайимдур. Биз дуняда һеч бир вақит өзимизгә аит болмиған бир һәқни тәләп қилмидуқ. Шуниң үчүн һәққимизни қолимиздин алғанға һәргиз тәслим болмаймиз. Нәтиҗә етибари билән шәрқий түркистан мустәқил болуп оттуриға чиқиду вә дөләтләр арисидики орнини алиду. Биз ‛каму сән‚ кадирлар уюшмиси болуш сүпитимиз билән һәр заман силәрниң йениңларда болимиз”.

Уйғурларни медияларда йеқиндин қоллап келиватқан түрк журналист мәрвә шәбнәм оруч ханим сөз қилип мундақ деди: “шәрқий түркистанни аҗиз, үмидсиз дәп ойлап қалмаңлар, чүнки зулмәт чекигә йәткән йәрдин йоруқлуқ оттуриға чиқиду. Қолимизда пурсәт вә шараитлар бар, әмма алди билән бир баштин башлайли. Исим қояйли, у йәрдә йүз бериватқан һадисә ирқий қирғинчилиқтур”.

У йәнә мундақ дәп сөзини давамлаштурди: “шәрқий түркистанниң уйғурлар яшиған районниң қанчилик қиммәтлик икәнликини силәр техиму яхши билисиләр. ‚бир йол бир бәлвағ‛намлиқ‚йеңи йипәк йоли пилани‛үчүн уйғурлар яшайдиған районға-үрүмчигә хитайниң тәлвиләрчә еһтияҗи болғанлиқи үчүн бу ирқий қирғинчилиқни йүргүзүватиду. Шу сәвәбтин у районда мусулманларни тамамән сүпүрүп ташлашқа урунуватиду. Ундақта ислам дунясиға бир вәзипә чүшиду. ялғуз мусулман дунясиға әмәс бу бир инсанийәт мәсилисидур шуниң үчүн пүткүл дуняға мәсулийәт артилиду. Пүткүл инсанийәт хитайға, әгәр растинила йеңи йипәк йоли арқилиқ дуня нопусиниң үчтә иккисини бир йәргә җәм қилишни халисаң аввал үрүмчиниң вә шәрқий түркистанниң һәқ-һоқуқини қайтуруп беришиң керәк, дейиши лазим”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.