Доктор фил сөһбити: “хитайниң америка земинини сетивелиши ғәрәзсиз әмәс! ”

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.05.06
DrPhil-McGraw-1024 Даңлиқ телевизийә риясәтчиси, доктор фил макграв (Dr. Phil McGraw) Америка хәритисидин хитай сетивалған йәрләрниң орнини көрситиватиду.
Youtube/@DrPhilPrimetime/screenshot

Америкида хитайниң йәр сетивелишни “дөләт бихәтәрликигә хирис” дәп қараш америкиниң сиясәт вә дөләт мудапиә саһәлиридин һалқип, авамниң ортақ қаришиға айлиниватқанлиқи америкидики әң алқишлиқ телевизийә пирограммилиридиму өз әксини тапмақта. Шундақла америка хәлқини хитайниң уйғурларға қиливатқан ирқи қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлири, шуниңдәк уйғурлар баштин кәчүрүватқан зулумлар арқилиқ “хитай тәһдити” дин агаһландурушни мәқсәт қилған пирограммиларму тарқитилишқа башлиди.

Хитайниң нөвәттә америка үчүн һәқиқий мәнидики дүшмәнгә айлиниватқанлиқи даңлиқ телевизийә риясәтчиси, доктор фил макграв (Dr. Phil McGraw) Ниң риясәтчиликидә тарқитилидиған Merit Street Media сөһбәт қанилиниң 2024-йил 16-апрелдики пирограммисида йәнә бир қетим тәкитләнди. Америкидики әң алқишлиқ бу сөһбәт пирограммисиниң екрани “бизниң земинимизға ким һәқиқий игидарчилиқ қиливатиду? хитайниң америка иқтисадини игиливалғанлиқиға қараң! ” дегән хәтләр билән ечилди.

 Телевизийә сөһбәт пирограммисиниң риясәтчиси фил макграв тамашибинларниң диққитини екранға йөткиди. Екранда көрүнгән америка хәритисидә хитай игидарчилиқиға өтүп болған терилғу йәрләргә қизил бәлгә қоюлған иди. Бу қизил бәлгиләр америка тәвәсидики миссури, верҗинийә, филорида вә калифорнийә қатарлиқ иштатларға тарқалған иди.

Доктор филниң баян қилишичә, у кейинки вақитларда хитай һөкүмити яки хитай пуқралириниң терилғу йәр сетивелишиға әгишип немә ишларниң болғанлиқини тәпсилий тәкшүргән. Кишиләр адәттә хитайниң америкида өй мүлүк вә терилғу йәр сетивалғанлиқидин хәвәрдар болсиму, бир нуқтиға көп қисим кишиләр диққәт қилмиған. У бу һәқтә тохтилип тамашибинларға “һәйран қаларлиқи шуки, хитай сетивалған йәрләр интайин көп. Йәнә келип улар америка һәрбий әслиһәлириниң әтрапидин йәр сетивалиду” дәйду.

Бу пирограммида баян қилинишичә, хитай көп йиллардин буян “америкилиқларниң бурниниң астидин америкиға сиңип кириватқан” болсиму, кишиләр бу һалға сәл қариған. Екрандики бу хәритә болса хитайниң америка земиниға игидарчилиқ қиливатқанлиқиниң һәмдә иқтисадий муштумзорлуқиниң кишиләрдин йошуралмиғудәк һалға йәткәнликини ярқинлаштуруп бәргән.

Бу қетимқи телевизийә сөһбитигә төт меһман тәклип қилинған болуп, уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханимниму шулар қатаридин орун алған.

Сөһбәткә иштирак қилған әзиз меһманлардин деһқан җон бу җәһәттики бәзи мәсилиләрни алаһидә шәрһләп өтти. Униң қаришичә, хитайниң америка тәвәсидә бунчә көп терилғу йәр сетивелиши системилиқ вә пиланлиқ һалда америка хәлқиниң терилғу йәрлирини қолға киргүзүвелиш, шу арқилиқ америка үчүн ашлиқ бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилишни көзлигән. Бу болса өз нөвитидә америка үчүн дөләт бихәтәрлики мәсилисини пәйда қилиду. Шуңа америка сиясийонлири хитайниң америка тәвәсидә зор көләмдә терилғу йәр сетивелишини чәкләйдиған қанун турғузуп чиқиши лазим.

Сөһбәткә қатнашқа рошән аббас ханим бу һадисә тоғрисида уйғурлар мәсилисигә бирләштүргән һалда пикир баян қилди. У бу һәқтә тохтилип “хитай һөкүмити 1949-йили шәрқий түркистанни ишғал қиливалғандин башлап, уйғурларниң земини вә әркинликини игиливалди, шуниңдәк милйонлиған бигунаһ уйғурни лагерларға қамап, уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт йүргүзүп келиватиду” деди.

Рошән ханимниң ейтишичә, у 1989-йили америкиға йәрләшкән америка пуқраси болсиму изчил түрдә хитайниң чегра һалқиған бастурушиға учрап кәлгән. У бу америка пуқраси сүпитидә уйғурлар һәққидә охшимиған мунбәрләрдә әркин сөз қилиштин тохтимиғанлиқи үчүн уйғур елидә дохтурлуқ қиливатқан һәдиси гүлшән аббас хитай түрмисидики қамақтин чиқалмиған. У мушу һадисини мисал қилиш арқилиқ хитайниң бу хилдики қәбиһ җинайәтлиридин америкини вә пүтүн дуняни агаһландуруш һәмдә униңға қарши тәдбир елиш зөрүрлүкини тәкитләйду.

Сөһбәт меһманлиридин “хайман капитал ширкити” ниң қурғучиси вә баш директори кайл бас (Kyle Bass) ниң қаришичә, хитайниң америка һәрбий муәссәсәлири әтрапидин көпләп йәр сетивелиши һәргизму тасадипийлиқ әмәс. Униң илгири сүрүшичә, хитай милләтчиликини тәрғиб қилиш арқилиқ өз һакимийитини мустәһкәмләш, шу арқилиқ дунядики әң чоң дәриҗидин ташқири чоң дөләткә айлинишқа урунуватқан ши җинпиң нөвәттә хитайниң мустәмликә даирисини кеңәйтиш вә кәлгүсидики урушқа тәйярлиқ қилишниң койиға чүшкән. Улар буниңда америка тәвәсидә йәр игиләпла қалмастин йәнә игиливалған йәрлири арқилиқ тәйвән урушиға тәйярлиқ көрүватқан һәмдә ашлиқ амбарлирини толдуруватқан болуши мумкин икән.

Мәлум болушичә, хитайниң америкида йәр сетивелиши2022-йили сиясий саһәдә җиддий әндишә қозғиған иди. Шу йили әтиязда, “фуфең гуруһи” дәп атилидиған йемәклик ширкити шималий дакота иштатидики һава армийә базисиға 12 мил (тәхминән 20 километир) келидиған җайдин 300 гектарлиқ көммиқонақ мәйдани сетивалған. Бу һал байдин һөкүмитиниң йеңи бәлгилимә чиқиришини илгири сүрди. Йеңи бәлгилимидә “һәрбий базиларға 100 мил (тәхминән 160 километир) келидиған даиридин йәр сетивалмақчи болған һәр қандақ чәтәл ширкити яки шәхс һөкүмәтниң тәстиқини елиши лазим” дәп бәлгиләнгән.

 Мәлум болушичә, хитайниң йәр игидарлиқ һоқуқини чәкләш қанун лайиһәсини қоллиған нурғун иштат парламент әзалири дөләт бихәтәрлики һәққидики әндишилириниң буниң бир муһим сәвәби қилған. Уларниң қаришичә, хитай һөкүмити бу хилдики йәрләрдин пайдилинип җасуслуқ қилиши яки америкиниң йемәклик бихәтәрликигә тәһдит елип келиши мумкин икән.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, даңлиқ риясәтчи доктор фил мәзкур пирограммида уйғурлар учраватқан еғир қисмәтләр арқилиқ америка пуқралирини хитайниң үн-тинсиз йәр игиливелишидин агаһландурған. Өзиниң бу сөһбәткә қатнашқанлиқидин толиму мәмнун болғанлиқини әскәрткән рошән аббас ханим сөһбәт җәрянида хитайниң америка тәвәсидә земин игиливелишини мисал қилған һалда авамға “әгәр алдини алмисаңлар яки қарши турмисаңлар хитай уйғурларға селиватқан зулум бир күни силәргиму келиши мумкин” дегән сигнални йәткүзүшкә тиришқанлиқини баян қилди.

 Рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, америка һөкүмитиниң хитайға қарши тәдбир елишида америка хәлқиниң инкаси интайин муһим. Чүнки америкидики һәқсиз тарқитиш васитилири яки муһим телевизийә пирограммилири арқилиқ уйғур районини хитай бесивалғандин кейин йүз бәргән ишларни авамға билдүрүш ялғуз уйғурлар вәзийитигә көңүл бөлгүчиләрни көпәйтип қалмай, америка пуқралириниң хитай тәһдитини техиму яхши чүшиниши вә униңға қарши туруши үчүнму зор әһмийәткә игә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.