америка-хитай мунасивәтлири арисидики җиддийлик икки дөләтниң ахбарат-учур саһәсидиму өз ипадисини тапмақта. болупму, таҗсиман вирус юқуми башланған мәзгилдә хитай һөкүмитиниң вирусниң мәнбәси һәққидә көпләп асассиз учурларни тарқитиши америка һөкүмитини йәниму қаттиқ ойландурғаниди.
нәтиҗидә америка һөкүмити дәсләптә хитайниң шинхуа агентлиқи, хитай йәршари телевизийиси тори қатарлиқ 5 ахбарат оргинини "чәтәл вакаләтханиси" дәп бекиткән болса, йеқинда йәни 22-июн күни йәнә хитайниң мәркизи телевизийиси "CCTV", хитай хәвәр агентлиқи, хәлқ гезити вә хитай йәршари вақти гезити қатарлиқлардин ибарәт 4 органниму "чәтәл вакаләтханиси" қилип бекитти. буниң билән, чәтәл вакаләтханиси дәп бекитилгән хитай ахбарат органлириниң сани 9 ға йәткән болди.
"ню-йорк вақти" гезитиниң хәвиридин қариғанда, америка ташқи ишлар министирлиқидики хадимлар бу қарар арқилиқ америка хәлқигә бу орунларниң хитайниң "тәшвиқат аппаратлири" икәнликини, буларниң хитай компартийәсиниң биваситә башқурушидики органлар икәнликини ениқ тонутуп қоюшни мәқсәт қилған.
америка әркинлик сарийиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси сара кук бизниң бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, хитай ахбарат органлириниң һәммисиниң юқириқидәк категорийәгә киргүзүлүшини кишиләрниң хитай ахбарати һәққидики тонушини ашуруш үчүн муһимлиқини билдүрди. у мундақ деди: "мән буни тоғра дәп қараймән. чүнки хитайниң бир ахбарат оргинини юқириқидәк категорийәгә киргүзгән икәнмиз, у һалда чоқум башқа органлириму охшаш бу катогорийәгә елиниши керәк. хитайниң һәммә ахбарат органлири охшашла дөләт үчүн хизмәт қилиду. шуңа бу органларни дөләт вакаләтханиси қилип бекитиш арқилиқ америка җамамәтчиликигә буни чүшәндүрүш, бу ахбарат органлириниң қандақтур мустәқил орунлар әмәс бәлки хитайниң тәшвиқат оргини икәнликини ениқ чүшәндүрүш җәһәттин бу муһим".
мәлум болушичә, "чәтәл вакаләтханиси" америка ташқи ишлар министирлиқиниң "чәтәл вакаләтханиси һәққидики қарар" ға асасән, башқа бир дөләт һөкүмитигә биваситә тәвә болған вә яки униң башқуруши астида болған муәссәсиләргә қаритилидикән. бундақ тизимликкә елинған орунлар худди әлчихана вә консулханиларға охшашла өз оргининиң паалийәтлири, мал-мүлки вә бу органларға ишләйдиғанларниң учурлирини америка ташқи ишлар министирлиқиға мәлумат қилип туруши керәккән.
америкадики тонулған сиясий анализчи доктор андерс кор бу һәқтә қилған сөзидә америка ташқи ишлар министирлиқиниң бу қарарини "орунлуқ", дәп баһалиди. у бизгә елхәт арқилиқ қайтурған инкасида төвәндикиләрни билдүрди: "мустәбит һакимийәттики дөләт таратқулири әркин таратқу әмәс, у абонтлири үчүн тәкшүргүчилик ролини ойниялмайду, у һәм әркин сөзлийәлмәйду. хитай пуқралири йиллардин бери баҗ тапшуруш арқилиқ өзлири үчүн сөзлимәйдиған бәлки хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини қилидиған, уларниң һөкүмәт ишлириға арилишишини рәт қилидиған бу органларни йөләп кәлди. шуңа, америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитай ахбарат органлирини нормал таратқулардин пәрқләп, униңға башқичә муамилә қилиши интайин тоғра".
хитай һөкүмити болса американиң қарариға наразилиқ билдүрүп уни "хитай таратқулирини сиясий мәқсәттә бастурди" дегән. хитай ташқи ишлар министирлиқниң баянатчиси җав лиҗйән 23-июн күнидики ахбарат йиғинида йәнә американи "соғуқ уруш роһий һалити билән иш көрди", дәп тәнқидлигән.
доктор андерс кор болса бизгә қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң йиллардин бери американиң ахбарат әркинликидин адаләтсиз һалда бәһримән болуп кәлгәнликини әскәртип: "қачан бизниң мустәқил вә әркин мәтбуатлиримиз вә шундақла иҗтимаий таратқулиримиз толуқ вә чәклимисиз һалда хитайға кирәләйдиған болғучә, хитайниң дөләт мәтбуатлири вә иҗтимаий таратқулириниңму америкаға киришигә йол қоюлмаслиқи керәк, кирәлмәслики керәк. мана бу американиң бундин кейинки йеңичә сиясити" деди.
әркинлик сарийиниң тәтқиқатчиси сара кук ханим болса хитай һөкүмитиниң ахбаратқа көрситиватқан тәсириниң ялғуз хитайниң өзигә тәвә ахбарат органлири билән чәкләнмәйдиғанлиқини әскәртти. у сөзидә: "хитай ахбаратиниң америка вә дуня ахбаратиға көрситиватқан тәсири интайин мурәккәп, бу йәрдә пәрқләндүрүш әң асан болғини хитайниң өзиниң ахбарат органлиридур. әмма көрүнүштә хитайдин мустәқил болған вә америкада қурулғандәк көрүнидиған, әмәлийәттә болса йәнила хитайниң гепини қилидиған ахбарат орунлириму бар. бундин башқа йәнә американиң өзиниң бир қисим ахбарат органлириниңму хитай билән иқтисадий җәһәттин бағлинишлиқи барлиқи айдиңлишиватиду. буларниң америка җамаитигә қанчилик тәсир көрсәткәнлики техи ениқ әмәс." дәп әскәртти. шуңа у бу җәһәттин қариғанда, хитай һакимийитиниң америка ахбарат-учур саһәсидики тәсирини ениқлашта йәнә давамлиқ қилинидиған хизмәтләр барлиқини тәкитлиди.
0:00 / 0:00