Хитайниң б д т омумий муназирисигә яндаш паалийәтни тосимақчи болуши наразилиқ қозғиди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.19
BethVanSchaack Америка ташқи ишлар министирлиқиниң йәр шари җинайи ишлар әдлийәсигә мәсул алаһидә әлчиси бәт ван шак (Beth Van Schaack) кеңәш палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң 2023-йили 5-айниң 31-күни америкиниң вашингтондики парламент бинасида, “росийәниң украинадики вәһшийликиниң җавабкарлиқи” тоғрисидики испат аңлаш йиғинида гуваһлиқ бәрди. 2023-Йили 31-май, вашингтон
REUTERS

Б д т омумий кеңишиниң 2023-йиллиқ омумий муназириси 19-сентәбир күни башлинидиған болуп, бу омумий муназиридә һәрқайси дөләтләр вә һөкүмәтләр башлиқлири б д т баш штабиға җәм болуп, нөвәттики дуня тәртипидики җиддий мәсилиләрни музакирә қилиду. Мушундақ бир пәйттә, америкадики нопузлуқ ақиллар амбири болған “атлантик кеңиши” вә һәмдә “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” бирликтә б д т омумий муназирисигә яндаш бир паалийәт уюштуруп, хәлқараниң диққитини уйғур мәсилисигә тартмақчи болған.

Мәзкур паалийәттә уйғурларниң адаләткә еришишини капаләткә игә қилишниң йоллири үстидә музакирә болидиған болуп, йиғинда һөкүмәт әрбаблири, дипломатлар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә тәтқиқатчилардин болуп нурғун юқири дәриҗилик меһманлар сөзгә чиқидикән. Йиғинға б д т ға әза һәрқайси дөләтләрниң вәкиллири тәклип қилинған.

Һалбуки, мәзкур йиғин ечилиштин аввал, хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ вәкиллири өмикиниң алдинқи һәптә бу тәшкилатқа әза дөләтләрниң вәкиллири өмикигә мәхпий хәт йезип, уларни бу йиғинға қатнашмаслиққа чақирғанлиқи ашкариланди. Хитайниң әвәткән хети рәсими билән иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин кейин, күчлүк наразилиқ қозғиди. Мәзкур хәттә ениқ қилип, “биз бу ишқа қәтий қарши туридиғанлиқимизни ‛шәрәп билән‚ билдүримиз, силәрниң вәкилләр өмикиңларниму хитайға қарши бу паалийәткә қатнашмаслиққа күчлүк дәвәт қилимиз” дейилгән.

Мәзкур хәттә йәнә бу паалийәтни уюштурғучи икки орун “хитайға қарши даңлиқ тәшкилатлар” дәп әйибләнгән болуп, бу муһакимә йиғининиң “хитайниң ишиға арилашқанлиқ” болидиғанлиқи қәйт қилинған. Хитайниң б д т дики вәкилләр өмикиниң хетидә йәнә мунулар дейилгән:

“улар ялғанни ойдуруп, һәқиқәткә һөрмәт қилмай шинҗаң һәққидә яман ғәрәзлик хата учурларни тарқитишқа қизиқиду. Улар йәнә кишилик һоқуқ мәсилисини сиясий қорал сүпитидә ишлитип, шинҗаңниң муқимлиқини бузуп, хитайниң тинч тәрәққиятиға тосқунлуқ қилмақчи. ”

Юқириқи бу хәт иҗтимаий таратқуларда ашкариланғандин кейин, күчлүк инкас қозғиди. Мәзкур паалийәтни уюштурғучи саһибхан орунларниң бири болған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң алий тәтқиқатчиси мая ваң радийомизға қилған сөзидә хитайниң бу һәрикитини “кишини чөчүтидиған һәрикәт” деди. У мундақ деди:

“һәрқайси дөләт башлиқлири йиғилип дуня мәсилилирини музакирә қилидиған бир йиғин мәзгилидә, кишилик һоқуқни капаләткә игә қилиш мәҗбурийити болған әза дөләтниң башқа әза дөләтләрни бу паалийәткә қатнашмаслиқ тоғрисида тәһдит қилиши кишини һәқиқәтәнму чөчүтидиған бир начар һәрикәт. Биз әза дөләтләрни кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә атлантик кеңиши тәрипидин орунлаштурулған бу яндаш паалийәткә чоқум қатнишишқа һәмдә б д т омумий кеңиши муназирисидиму хитайниң уйғурларға қаритиватқан инсанийәткә қарши җинайитини оттуриға қоюшқа чақиримиз. ”

Юқириқи бу икки орган тәрипидин орунлаштурулған яндаш паалийәттики сөзлигүчиләр америка ташқи ишлар министирлиқиниң йәр шари җинайи ишлар әдлийәсигә мәсул алаһидә әлчиси бәт ван шак ханим (Beth Van Schaack) , явропа иттипақи ташқи һәрикәт мулазимити (EEAS) ниң көп тәрәплик ишларни башқуруш директори белен мартинез карбонел (Belén Martinez Carbonell) , б д т ниң кишилик һоқуқ сабиқ алий комиссари, хәлқара тинчлиқ институти баш иҗраийә әмәлдари шаһзадә зәйд раад әл һүсәйин қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Бундин башқа йәнә хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мәсуллириму сөзлигүчиләр қатарида орун алидикән.

Мәзкур йиғинниң саһибхан орунлириниң бири болған атлантик мунбириниң тәклиплик тәтқиқатчиси, адвокат рәйһан әсәтму бу яндаш паалийәттики сөзлигүчиләрниң бири. У радийомизға қилған сөзидә, хитайниң б д т дики омумий муназирә мәзгилидә уйғурлар мәсилисиниң күнтәртипкә келишиниң алдини елишқа урунуватқанлиқини, буниңға йол қоюлмаслиқи лазимлиқини билдүрди.

У радийомизға әвәткән елхетидә мундақ дәп язған: “хитай өч елиш тактикисини қоллинип, б д т ниң сабиқ әмәлдарлири вә алдинқи қатардики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң юқири дәриҗилик мутәхәссислириниң хитайниң тохтавсиз вәһшийликини ашкарилишини тосмақчи болуватиду. Мән б д т ниң баш катипи вә шуниңдәк башқа дуня рәһбәрлириниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң бу әндизисини байқишини, бизниң тәһлиллиримизни аңлишини вә һәл қилғуч һәрикәт қоллинип, уйғурларға қаритилған вәһшийликни түгитишини тәләп қилимән. ”

Хитайниң бу һәрикитидин кейин, американиң б д т да турушлуқ вәкилләр өмикиниң баянатчисиму “дөләт обзори” ториға сөз қилип, американиң хитайниң бу бесимини қаттиқ тәнқид қилидиғанлиқини һәмдә өзлириниң һәр пурсәттә уйғурлар мәсилисини тилға елиштин тохтап қалмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Тәтқиқатчи мая ваң, һәрқайси әза дөләтләрниң б д т омумий кеңиши муназирисидә вә башқа һәр пурсәттә уйғурларниң мәсилисини оттуриға қоюп, б д т дин һәрикәт тәләп қилиши лазимлиқини билдүрди. У һеч болмиғанда кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң доклати үстидин из қоғлап тәкшүрүш елип берилиши лазим, деди. У мундақ деди:

“биз кишилик һоқуқ алий комиссари волкәр түркни өз ишханиси елан қилған доклат үстидин из қоғлаш қилишини тәләп қилимиз. У гәрчә доклаттин кейин тәкшүрүш башлайдиғанлиқини дегән болсиму, әмма һазирғичә конкрет бир пиланини оттуриға қоймиди яки һәрикәт башлимиди. Биз униң чаққанрақ болушини тәләп қилимиз”

Атлантик кеңиши бүгүн, йәни 19-сентәбирдә ечилидиған бу яндаш паалийәт һәққидики чүшәндүрүшидә б д т ниң доклатиниң хәлқара җәмийәткә зөрүр болған бир ойғиниш чақириқи икәнликини әскәрткән. Доклатта мундақ дейилгән: “районда давам қиливатқан кәң көләмлик тутқун, мәҗбурий әмгәк, аилиләрни парчилаш, уйғур тили, мәдәнийити, дини вә кимликини бастуруш реаллиқи шуни испатлайдуки, хәлқара қилишқа тегишлик йәнә нурғун ишлар бар. Хәлқара җәмийәт давамлишиватқан вәһшийликни тохтитиши, аилиләрни йеқинлири билән җәм қилиши вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқан хитай һөкүмитиниң җазасиз қелишини рәт қилиши керәк. ”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.