Хитайниң уйғур дияридики чаған көрүнүшлири мәдәнийәт қирғинчилиқиниң ич йүзини ашкарилимақта
2022.02.03
Хитайниң бу йиллиқ чаған байрими йетип келиши билән, хитай даирилири уйғур диярида бу байрамдин пайдилинип елип бериватқан “җуңхуа миллити ортақ байрими” лиқ тәшвиқатини зор күч билән әвҗ алдурған.
“тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” қатарлиқ райондики хитай һөкүмәт таратқулирида, уйғур вә башқа йәрлик милләтләрниң аталмиш “чаған байримилиқ хошал кәйпияти” ни тәшвиқ қилидиған мәхсус сәһипиләр ечилған. Униңда “йеңи йилни бирликтә тәбрикләйли!” “йолвас йили қутлуқ болсун!” “баһар байримини күтүвалайли!” дегәндәк темилардики сүрәтлик хәвәрләр арқа-арқидин бесилған. Бу хәвәрләрдә уйғурларниң хитайлардин бекитилгән “қошмақ туғқан” лири билән түгүр түгүп, чағанни бирликтә тәбркләватқанлиқи тәшвиқ қилинған. Һәр қайсий шәһәрләр, йеза-кәнтләр, мәһәллә комитетлири, асаслиқ базарлар, коча доқмушлири вә һәрқайси қатнаш түгүнлиригә “йолвас мөчили”, “бәхт хети” дегәндәк уйғурларға яд болған, әнәнивий хитай мәдәнийитиниң елементлири әкс әткән хәт-лозункилар чапланған.
Бу йиллиқ чаған мәзгилидә нурғун җайларда уйғурларниң йәнә коллектип чағанлиқ оюн қоюшқа орунлаштурулғанлиқи мәлум. Һәтта уйғурлар нопоси әң зич болған хотән шәһиридики һәрқайси йеза-базарларда “әждәрһа уссули” вәкилләр әтрити тәшкилләп, иттипақ мәйданида “баһар байримини күтүвелиш, йеңи бир йилни тәбрикләш” паалийити орунлаштурулған. Чағанлиқ паалийәтләрдә хитайчә кийиндүрүлгән уйғурларниң йәлпүгүчләрни тутуп, хитай уссул йетәкчисиниң буйруқиға маслишип, хитайниң шир уссули, әждәһа уссули, яңгир усуллирини ойнап, параттин өтүватқан күрүнүшләрму интайин көп. Хитай таратқулириниң сүрәтлик хәвәрлирдә йәнә йиллардикидәк, уйғур вә башқа хитай болмиған милләтләрниң өйлиригә панус есилип, уларниң хитай “қошмақ туғқан” лири билән биллә түгүр йегәнлики тәшвиқ қилинған.
Һалбуки, иҗтимаий таратқуларда хитай һөкүмитиниң уйғур елида сүний яритиватқан чағанлиқ кәйпият һәмдә бу хил тәшвиқат сәһнисидики оюнларниң йәниму инчикә деталлири қисқа ведийоларда йәниму җанлиқ ипадиләнмәктә.
Иҗтимаий таратқуларға тохтимай тарқиливатқан уйғурларниң чаған өткүзүшкә мәҗбурлиниватқанлиқиға аит қисқа синлиқ көрүнүшләрниң бәзилиридә, уйғур қиз-чоканлириниң соғуқ һаваға қаримай непиз рәхттин тикилгән хитайчә “чипав” (хитай пасондики көйнәк) кийип, чоң кочиларда тоңлап-титрәп, раһәтсиз һалда параттин өтүватқанлиқи көрситилгән. Униңдин башқа уйғурларниң һөкүмәт тәшкиллигән чағанлиқ көңүл ечиш мәдәнийәт-сәнәт паалийәтлиридә рол елишқа мәҗбурлиниватқанлиқи мәлум.
Уйғурлардики бу хил ялған чағанлиқ кәйпият шундақла уларниң хитайлар билән бирликтә чаған өткүзүшкә мәҗбурлиниватқанлиқи, чәт әлләрдики уйғурларни қаттиқ пәришан қилмақта. Болупму хитай аилилиридә чаған өткүзүватқан уйғур аялларниң чошқа гөши йейишкә, хитай әрлиригә йүкүнүп тазим қилишқа мәҗбурлиниши, шуниңдәк уйғур аяллириниң хорланған вә кәмситилгән кәйпиятлири әкс-әттүрүлгән бир қисим күрүөнүшләр, муһаҗирәттики уйғурларда күчлүк тәнқидий инкасларни қозғимақта.
2019-Йилиниң ахири хитайдин қутулуп чәт әлгә чиқалиған уйғур лагер шаһидлиридин қәлбинур сидиқ ханим, бу һәқтә зияритимизни қоғул қилди. У өзиниңму уйғур дияридики вақтида мәйли мәктәптә оқутқучилиқ қиливатқан чағлирида болсун яки мәһәллә комитетида ишләватқан вақтида болсун, хитай даирилириниң бир туташ орунлаштурған чаған байримилиқ паалийәтлиригә қатнишишқа мәҗбурлинип кәлгәнликини билдүрди. У һәр қетимлиқ мәҗбурий чаған өткүзүшниң өзигә вә башқа уйғурларға, һәтта нарисидә өсмүр балиларғиму интайин зор хорлуқ һес қилдурғанлиқини, әмма түрлүк тәһдитләр астидики уйғурларға башқа таллаш йоқлиқини әскәртип өтти.
Қәлбинур сидиқниң билдүрүшичә, хитай һакимийити чаған байрими қатарлиқ хитайниң әәнивий байрамлирини лагерлар башланғандин буян, илгирики йилларға қариғанда техиму шиддәт билән уйғурларға мәҗбурий теңишқа башлиған. Униң тәкитлишичә, гәрчә бу хил сиясий орунлаштурушлар хитай һүкүмити тәрипидин бәлгиләнгән болсиму, әмма бу сиясәтни иҗра қиливатқанлар башқа милләтләрниң мәдәнийигә вә өрп-адәтлиригә қилчә һүрмәт туйғуси йоқ хитайлар икән. Улар уйғурларниң ғуруриға тегидиған чошқа гөши тәркиби болған чағанлиқ йемәкләрни йейишкә мәҗбурлаш, һарақ ичишкә қисташ қатарлиқ усуллар арқилиқ уйғурларниң садақитини синашқа урунидикән.
Уйғур дияри вәзийити вә хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлири үстидә анализ йүргүзүп келиватқан көзәткүәчиләрдин елшат һәсән әпәнди, хитайниң чаған мәзгилидики бу хил паалийәтләргә уйғурларни мәҗбурлаш һадисилириниң уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ вилайәтлиридә техиму еғир икәнликини илгири сүрди. У ирқий қирғинчилиқниң бир қисми болған мәдәнийәт қирғинчилиқиниң уйғур диярида күнсайин чоңқурлишиш дәриҗисидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “хитайниң өз мәдәнийитини уйғурларға мәҗбурий теңиш арқилиқ йоқ қиливатқини пәқәтла уйғурдин ибарәт бир милләтниң мәдәнийити болмастин, бәлки инсанийәт мәдәнийитиниң интайин парлақ һәм муһим бир қисмидур.”