Хитай дипломатик органлири бу йиллиқ дөләт байримини тәбрикләштә йәнә “шинҗаң уссули” ни сәһнигә елип чиққан

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.10.03
xitay-dolet-bayrimi-75-1024 Хитайниң әнглийәдә турушлуқ әлчиханиси өткүзгән паалийәт көрүнүши. 2024-Йили 30-сентәбир, лондон
X@lukedepulford

Хитай һөкүмити 1-өктәбир күни хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 75 йиллиқини хатирилиди, лекин хитайниң бу йиллиқ хатириләш паалийити пүткүл дөләтни иқтисадий касатчилиқ вә бихәтәрлик тәһдити қаплиған, хитайниң ғәрб билән мунасивити йириклишип, униң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилишини җавабкарлиққа тартиш садалири давамлишиватқан бир пәйттә елип берилди. Хитай бу йиллиқ дөләт байримини тәбрикләштә алдинқи йиллардикидәк чоң көләмлик парат өткүзүп, һәрбий күчиниң һәйвиси намаян қилмиған. Бу йиллиқ тәбрикләш паалийити тйәнәнмен мәйданида байрақ чиқириш, җуңнәнхәйни қоғдайдиған азадлиқ армийә қисимлириниң мурасими қатарлиқлар билән чәкләнгән болсиму, әмма чәт әлдики хитай дипломатик органлириниң тәбрикләш паалийәтлиридә аталмиш “шинҗаң уссули” йәнә сәһнигә елип чиқилған. Хитайниң бу арқилиқ аталмиш “шинҗаңдики шад-хурамлиқ” ни намаян қилмақчи болғанлиқи мәлум.

Бу җәһәттә әнглийәдә турушлуқ хитай әлчиханисиниң өткән һәптә өткүзгән паалийити алаһидә диққәт қозғимақта. Паалийәттә, хитай артислириға әнәниви уйғурчә кийим вә доппилар кийдүрүлүп, уйғур уссулини “шинҗаң уссули” дегән намда сәһнигә елип чиққан.

Иҗтимаий таратқу супилиридики учурлардин, әнглийә җәмийитидики нопузлуқ затлар, әмәлдарлар вә башқа дөләтләрниң лондонда турушлуқ дипломатлири тәклип қилинған бу паалийәттә, уйғурлар арисида талаш-тартиштики хитай музиканти ваң лобиңниң “чүмбилиңни еливәт” намлиқ музикисиға уссул ойналғанлиқи мәлум болмақта. Һалбуки, ваң лобиң вә униң “чүмбилиңни еливәт” ни өз ичигә алған бир қатар музикилири, 1980-вә 1990-йиллири уйғурлар арисида қаттиқ қаршилиққа учриған. Әйни вақитта ваң лобиң, уйғур килассик музикилири вә хәлқ аһаңлирини оғрилап, өзиниң қиливелиштәк “иҗадийәт оғрилиқи” билән әйибләнгән иди.

Һалбуки, әнглийәлик паалийәтчи, адвокат, “хәлқара парламентлар хитай иттипақи” ниң иҗраийә директори лук де пулфорд (Luke de Pulford) ниң көрситишичә, әмәлийәттә хитай әлчиханиси бу паалийәтни ғәрәзлик вә пиланлиқ орунлаштурған. Лук де пулфорд 1-өктәбир радийомизға бәргән бу һәқтики инкасида мундақ дәйду: “хитай әлчиханиси бу хил уссулни орундаш арқилиқ уйғурларни қаттиқ рәнҗитти. Шундақла бу арқилиқ әнглийә йеңи һөкүмитиниң инкасини синап баққан болди. Шуниңдәк паалийәттә йәнә (хитайниң) тартқан ‛100 йиллиқ хорлуқ‚ та әнглийәниң ойниған роли һәққидә кәмситиш характерлик тәнбиһ берилгән. Бу уларниң әнглийә һөкүмитигә қилған биваситә хирис вә кәмситишидур. Улар буни ғәрәзлик вә пиланлиқ орунлаштурған”.

Лук де пулфурдниң көрситишичә, хитай әлчиханиси бу арқилиқ, әнглийә йеңи һөкүмитиниң қандақ инкаста болидиғанлиқини синап бақмақчи икән. Лук де пулфпорд мунда дәйду: “улар бу арқилиқ шуни көрмәкчи болған, йәни буниңға қарита әнглийә һөкүмити һәр қандақ бир инкаста боламду-йоқ? әгәр һечқандақ бир инкаста болмиса, улар давамлиқ техиму еғир һақарәт характерлик зорлиғучи дипломатик хаһишини давамлаштурмақчи. Шуңа, бу әнглийә үчүн бир синақ”.

Һалбуки, әнглийәдики паалийәтчи, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” ниң мәсули рәһимә маһмут ханим, хитай әлчиханисиниң паалийитини “чекидин ашқан номуссизлиқ” дәп көрсәтмәктә. Униң қаришичә, уларни һәммидин бәк биарам қилғини, уйғур аяллирини қаттиқ дәпсәндә қиливатқан хитай һөкүмитиниң хитай қизлириға уйғур аяллириниң кийимини кийгүзүп сәһнигә елип чиқиши болған. Хитай әлчиханисиниң тәбрикләш паалийитигә әнглийә парламентиниң уйғурларни қоллап келиватқан, һакимийәт бешидики ишчилар партийәси палата әзаси, әнглийә ташқи ишлар, милләтләр топи вә тәрәққият министирлиқиниң һинди-тинч окян ишлириға мәсул муавин министири катерин вест (Catherine West) ниң тәклип билән қатнишиши диққәт қиларлиқ нуқтиларниң бири болмақта.

Мәлум болушичә, уйғурларни қоллап келиватқан катерин вест, 25-сентәбир өткүзүлгән тәбрикләш паалийитидә, хитай артислириниң әнәниви уйғур кийимлирини кийип орундиған аталмиш “шинҗаң уссули” ни көргән. Һалбуки, катерин вест әнглийә парламентиниң 2021-йили “уйғур ирқий қирғинчилиқи” қарарини қоллиған, шундақла 2021-йили 12-айда лондон уйғур сот коллегийәси хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини бекитишиниң арқисидин әнглийә ташқи ишлар министириға хәт йезип, һөкүмәттин мәзкур мустәқил сот коллегийәсиниң қарарини етирап қилишини вә қирғинчилиқта җавабкарлиқи бар хитай әмәлдарлириға җаза йүргүзүшни тәләп қилған палата әзалириниң биридур.

Һалбуки, лук депулфорд хитай әлчиханисидики тәбрикләш паалийити әнглийә йеңи һөкүмити үчүн бир синақ болсиму, әмма йеңи һөкүмәтниң бу синақтин өтәлмигәнликини қәйт қилмақта. Лук де пулфорд мундақ дәйду: “әпсуски, биз бу синақтин өтәлмидуқ, чүнки йеңи һөкүмәт һазир өзини интайин әндишә қиларлиқ дәриҗидә хитай билән һәмкарлиққа тәйярлаватиду. Бирақ буниң билән һечким асия-тинч окян ишлири министири катерин вестниң уйғур вә башқа түрки хәлқләрниң күчлүк кишилик һоқуқ қоғдиғучиси болуштин йирақлишиду, демәкчи әмәс. Шуңа, униң хитай әлчиханисида болған ишлардин интайин биарам болғанлиқи ениқ.”

Нөвәттә, мәйли катерин вест болсун яки әнглийә ташқи ишлар, милләтләр топи вә тәрәққият ишханиси болсун, униң тәбрикләш паалийитидә қилған сөзи вә яки тәбрикләш паалийитидә болған ишлар һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ инкас вә баянатта болуп бақмиғанлиқини қәйт қилинмақта. Биз катерин весткә хәт язған болсақму, лекин һазирға қәдәр җаваб кәлмиди. Һалбуки, рәһимә маһмут, уйғурларға изчил көңүл бөлүп келиватқан катерин вестниң бу паалийәткә бир дипломат сүпитидә қатнишип, “шинҗаң уссули” ни көрүшкә мәҗбур қалғанлиқини тәкитләйду. Униң көрситишичә, әмәлийәттә чәт әлдики хитай дипломатик органлириниң аталмиш “шинҗаң уссули” билән “шад-хурам шинҗаң” образи яритиш арқилиқ өзини ақлимақчи болуши, униң қанчилик һодуқуватқанлиқиниму көрсәтмәктә икән.

Мәлум болушичә, хитай чәт әлләрдә аталмиш “шад-хурам шинҗаң” образи яритишқа тиришиватқан болсиму, лекин униң бу йиллиқ дөләт байрими ковид-19 юқумидин бери хитай иқтисади қайта әслигә келәлмәйватқан, өй-мүлүк базиридики киризис иқтисадниң башқа саһәлиригә кеңийип, ишсизлиқ артқан, муқимсизлиқ күчәйгән, өткән һәптә өсүмни төвәнлитиш, өй сетивелишта төләйдиған закаләт пулини азайтишни өз ичигә алған иқтисадни җанландурушниң бир қатар тәдбирлирини елишқа мәҗбур болған, шундақла ши җинпиң һакимийәт ичидики өзигә садиқ болмиған әмәлдарларни, чериклик яки башқа шәхси сәвәбләр билән давамлиқ тазилаватқан бир пәйттә йетип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.