Хитай “дуня саяһәт базири йәрмәнкиси” ни уйғур ирқий қирғинчилиқини йепиш сәһниси қилиш билән әйибләнди
2024.11.08
Әнглийә пайтәхти лондонда 5-ноябирдин 7-ноябирғичә өткүзүлгән 2024-йиллиқ “дуня саяһәт базири йәрмәнкиси” гә, хитайниң һөкүмәт саяһәт-мәдәнийәт аппаратлири вә хусусий саяһәт ширкәтлиридин тәшкил тапқан зор көләмлик бир өмәк билән иштирак қилиши, болупму уйғур аптоном райониниң саяһәт тармақлириниң хитай саяһәт өмики тәркибидә алаһидә салмақни игиләп, “шинҗаң саяһәтчилики” ни алаһидә гәвдиләндүрүши, хитайниң талаш-тартиштики “шинҗаң саяһәтчилики” гә даир кишилик һоқуқ әндишилирини қозғимақта. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири ғәрб саяһәт ширкәтлирини хитайниң уйғур елидики “ирқий қирғинчилиқ саяһити” гә иштирак қилмаслиқ һәққидә агаһландуруватқан бир пәйттә, “дуня саяһәт базири йәрмәнкиси” хитайниң аталмиш “шинҗаң вәзийитини нормал көрситиши” гә шараит яритип бериш билән әйибләнди.
Хитай тәрәп “дуня саяһәт базири йәрмәнкиси” торида елан қилған бу һәқтики еланида, йәрмәнкидә “шинҗаңниң кишини лал қиларлиқ сеһри күчи көрситилип, көп хил етник мәдәнийәт әмәлийити намаян қилинғанлиқи” ни қәйт қилсиму, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң көргәзмидә “шинҗаң саяһәтчилики” ни алаһидә гәвдиләндүрүш арқилиқ, йәрмәнкини өзиниң уйғур елидики “инсанийәткә қарши җинайити” вә “ирқий қирғинчилиқи” ни йепиш һәм ақлашниң сәһниси қилғанлиқини илгири сүрмәктә.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат директори, “ирқий қирғинчилиқ саяһити: шәрқий түркистандики хәлқара саяһәт ширкәтлири” намлиқ доклатниң апторлиридин доктор һенрик шаҗивиски (Henryk Szadziewski), хитайниң бу арқилиқ дуняға “шинҗаң сиясити” ниң мувәппәқийәтлик болғанлиқи вә районни муқимлаштурғанлиқини көрсәтмәкчи болғанлиқини тәкитләйду. Һенрик шаҗивискиниң қәйт қилишичә, хитай бу йәрмәнкигә тунҗи қетим уйғур елиниң саяһәт ишлириға мәсул даирилирини әвәткән. Һенрик шаҗивиски 6-ноябир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ дәйду: “улар буниңдин илгири париж вә берлинда өткүзүлгән саяһәт йәрмәнкилиригә қатнашқан болсиму, әмма буниңға шинҗаңниң саяһәт ишлириға мәсул даирилирини әвәтмигән. Лекин бу қетим лондонға әвәтип, уйғур райониниң саяһәт нуқтиси икәнликини намаян қилишқа алаһидә тиришчанлиқ көрсәтти. Бундақ қилишта бир қанчә сәвәб болсиму, әң муһими дуняға униң сияситиниң мувәппәқийәтлик болғанлиқи һәм районни муқимлаштурғанлиқини намаян қилиштур.”
Һенрик шаҗивискиниң қәйт қилишичә, хитай хәлқараниң уйғурлар мәсилисидики әйибләшлирини рәт қилишта саяһәтчиликни васитә қилип қолланмақта икән. Шаҗивиски мундақ дәйду: “бу ишта хитай һөкүмитиниң өзи чиқип сөзлисә, униң сөзи анчә ишәнчлик болмайду. Шуңа, у ишта башқиларни қолланмақта. Саяһәтчилик буниңдики васитиләрниң бири. У, кишиләрниң саяһәткә келип, наһайити еһтият билән ясалған көрүнүшләрни көргәндин кейин, дуняға бу районниң еришкән зор мувәппәқийәтлирини сөзлишини күтиду. Шуңа, саяһәтчилик униң бу мәқсәткә йетишидики васитиләрниң бири болмақта.”
Бу нөвәтлик йәрмәнкидә хитайниң ачқан “хитайдики юқири сүпәтлик саяһәт тәрәққияти” намлиқ көргәзмә залиниң қармиқида, уйғур ели үчүн “шинҗаң яхши җай” намлиқ мәхсус көргәзмә тәсис қилинған. Хитай “йәр шари вақти” қатарлиқ һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридә, көргәзмигә уйғур елидин аптоном районлуқ саяһәт-мәдәнийәт назаритиниң назири гүли аблимит (Abulimu) башчилиқида ондин артуқ ички вә хәлқаралиқ саяһәт ширкитиниң қатнашқанлиқи қәйт қилинмақта. Хитайниң хәвәрлиридә илгири сүрүшичә, “көргәзмидики есил мәдәнийәт мәһсулатлири, ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири, һаяти күчкә толған хәлқ өрп-адәтлири хәлқараниң алаһидә диққитини тартқан.”
Биз шу мунасивәт билән 7-ноябир хитайниң лондонда турушлуқ “дөләтлик саяһәт ишханиси” ға телефон қилған болсақму, лекин бу ишханиниң хадими соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Мәзкур ишханиниң йәрмәнкидә хизмәт қиливатқан бу хадими, өзиниң һазир херидарлар билән алдираш икәнлики, соаллиримизға һазир җаваб берилмәйдиғанлиқи, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң уйғур “ирқий қирғинчилиқи” һәққидики агаһландурушлириниң “бәзи таратқулардики қаймуқтуруш характерлик хәвәрләр” икәнликини илгири сүрди.
Әнглийәдә турушлуқ уйғур паалийәтчи, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” ниң мәсули рәһимә маһмутниң ейтишичә, хитайниң “дуня саяһәт йәрмәнкиси” дә “шинҗаң саяһәтчилики” ни көргәзмә қилиши, униң имаг ясаш һәрикитиниң бир парчиси икән. Рәһимә маһмут йәнә әнглийә парламенти уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилған болсиму, лекин һөкүмәтниң буни техи етирап қилмаслиқи бу хил паалийәтләргә йочуқ ечип бериватқанлиқини тәкитлимәктә.
Биз 7-ноябир лондон “дуня саяһәт базири йәрмәнкиси” ниң истратегийәлик һәмкарлиқ мудири николас бетлес (Nicholas Bettles) билән алақилишип, униң инкасини сориған соридуқ. Лекин николас бетлес өзиниң буниңға баһа берәлмәйдиғанлиқи, буни йәрмәнкиниң ахбарат ишлириға мәсул хадимлиридин соришимизни тәвсийә қилди. Биз йәрмәнкиниң ахбарат әмәлдари бека круг ханимға хәт йезип, униң инкасини сориған болсақму, лекин у һазирға қәдәр җаваб бәрмиди.
Һалбуки, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” дики доктор һенрик шаҗивискиниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай чәт әл саяһәтчилиригә ечивәткән мәйли қәшқәрдә қайта қуруп чиққан кона шәһәр рәстилиридики саяһәт нуқтилири болсун яки үрүмчидики музий вә турпандики йипәк йоли мираслири болсун, һәммиси хитайниң сиясий пиланиға хизмәт қилмақта икән.
Һенрик шаҗивиски мундақ дәйду: “әлвәттә, йипәк йоли тарихий мәптун қиларлиқ болсиму вә кишиләр көрүшни азу қилсиму, әмма саяһәттә диққәт қилидиған назук бир нуқта бар. Хитай йипәк йоли тарихий арқилиқ кишиләргә уйғур райони әзәлдин хитайниң парчиси, тарихниң узун мусаписидә хитай изчил бу районда мәвҗут болған, уйғурлар әзәлдин ‛җоңхуа миллити‚ ниң бир қисми дегәнни сиңдүрмәктә.” “йәр шари вақти” гезитиниң билдүрүшичә, “шинҗаң вәкилләр өмики” йәрмәнкиниң “шинҗаң саяһәтчилик көргәзмиси” гә йолуққан меһманларға уйғур елидики меһманхана, мәнзирилик җайлар вә қишлиқ қар тейилиш мәнзилгаһлириниң баһада етибар бериш беләтлирини тарқитип, техиму көк саяһәтчиниң районни саяһәткә келишигә илһам бәргән.