Адреан зенз: “хитай һөкүмити нопус йөткәш арқилиқ уйғур диярини контрол қилмақта”

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.04.24
Биңтуән даирилири өз юртлириға кетидиған хитай ишләмчилиригә асанлиқ яритип бәргән Үрүмчи айродуруми 2-күтүш залидики йолучилар, 2019-йили 9-апрел, үрүмчи
Xinhua

Йеқинқи йиллардин буян иш пурсити издәш баһанисидә уйғур дияриға келип йәрлишиватқан хитай көчмәнлири барғанчә көпәймәктә. Болупму хитай өлкилиридә иқтисад төвәнләп, ишсизлиқ нисбитиниң күнсери ешиши билән иш пурсити издәп уйғур дияриға йәрлишиватқан хитай көчмәнлириниң илгирики йиллардин һәссиләп көпийиватқанлиқи ашкариланмақта. Хитайниң иҗтимаий таратқулирида йәнә аталмиш хитай мутәхәссислириниң уйғур вә тибәт районлириға техиму көп хитай көчмәнлирини йөткәш арқилиқ, хитай һөкүмити дуч келиватқан мәсилиләрни һәл қилиш тәшәббуслири тарқалмақта.

Бу тәшәббусни оттуриға қойғучиларниң бири, нөвәттә хитай компартийәси мәркизи комитети бирликсәп бөлүминиң муавин башлиқи, хитай мәмликәтлик милләтләр ишлири комитетиниң мудирилиқ қош вәзипә өтәватқан пән йөдур. У, “50 милйон хитайниң тибәт вә шинҗаңға кәң көләмдә көчүрүлүши, хитай бирла вақитта дуч келиватқан нопусниң көплүки, байлиқ еһтияҗи, милләт вә дин пәрқидин ибарәт үч чоң мәсилини һәл қилалайду” дегәнләрни көтүрүп чиққан.

Мәлум болушичә, пән йө 2022-йилдин башлап хитай мәмликәтлик милләтләр ишлири комитетида вәзипә өтәшкә башлиған. Униң 2000-йилларниң бешида оқуш пүттүрүш диссертатсийәсидә оттуриға қойған бу нәзәрийәси, хитайдики университетларниң илмий журналлири вә иҗтимаий таратқуларда қайта-қайта базарға селинған. 2024-Йили 2-айда елан қилинған “шинҗаң нопусини 50 милйонға йәткүзүш ишәнчи нәдин кәлди? ” намлиқ бир тор муназирисидә, пән йө “кәлгүси 5 йил ичидә шинҗаң нопусини 30 милйонға, һәтта 50 милйонға йәткүзүш, үрүмчи нопусини он милйонға йәткүзүш” ни оттуриға қойған. Пән йөниң бу нәзәрийәси хитай өлкилиридики нопусниң зичлиқи, хитайда күчийиватқан иқтисадий бесим, ишсизлиқ мәсилиси, байлиқ еһтияҗи, шундақла уйғур районидики миллий вә диний пәрқләрни һәл қилишниң чариси” сүпитидә оттуриға қоюлған.

Адреан зенз қатарлиқ чәт әлләрдики мутәхәссислириниң қаришичә, уйғур райони нопусиниң кәлгүсидики 5 йилда 50 милйонға йетиши тоғрисидики бу сан гуманлиқ болсиму, әмма хитай һөкүмити нөвәттә йәнә бир қетимлиқ көчмән йөткәш долқуни қозғиған, йәни хитай һөкүмити нопус йөткәш тактикиси арқилиқ, уйғур диярини толуқ контрол қилишни күчәйтмәктә икән.

Америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси адреан зенз әпәнди, уйғур дияридики хитай көчмәнлири вә 2017-йилидин буян еғир дәриҗидики нопус контроллуқиға учраватқан уйғурлар һәққидә мәхсус тәтқиқат доклати елан қилған иди. У, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики нопус қурулмиси һәққидә елан қилған санлиқ мәлуматларға асасән йезип чиққан тәтқиқат доклатида, хитай һөкүмитиниң районға хитай көчмәнлирини йөткәш, уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқләргә мәҗбурий туғут сиясити йүргүзүш арқилиқ, райондики нопус қурулмисида зор өзгириш пәйда қилғанлиқини тәнқид қилған. Адриан зенз әпәнди доклатида, 2015-йилдин 2018-йилғичә район нопусниң ешиш сүритиниң 84 пирсәнт төвәнлигәнликини тилға алған. У, буниң хитай һөкүмитиниң районда 1 милйон 800 миңдин артуқ уйғурни җаза лагерлириға қамиғанлиқи вә уйғур аяллириға йүргүзгән мәҗбурий туғут чәкләш сиясити сәвәбидин келип чиққанлиқини көрсәткән иди. Адриан зенз әпәнди мақалисидә йәнә уйғур диярида өткән әсирниң 90-йиллиридин башлап мәҗбурий йүргүзүлгән “20 йиллиқ пиланлиқ туғут сиясити сәвәбидин, шинҗаңдики туғулуш нисбитиниң 3 милйон 700 миң адәм қисқарған” лиқини тилға алған.

Адреан зенз әпәндиму һәқтә радийомизға сөз қилип, “хитай һөкүмити нопус йөткәш тактикиси арқилиқ, уйғур диярини контрол қилишни күчәйтиватқанлиқи” ни тәкитлиди.

У мундақ деди: “буниңдики мәқсәт, районни контрол қиливатқан хитайларни көп санлиқ нопусиға игә қилиштур. Хитай һөкүмити нопус истратегийәсидин пайдилинип контроллуқни ашуруп, хитайларниң санини ашуруш арқилиқ районға һөкүмранлиқ қиливатиду. Шундақ, бу әмәлийәттә бир ассимилятсийә йоли. Униңдики мәқсәт райондики миллий пәрқни түгитиш, һәммәйләнни хитай, йәни хитай пуқраси қилиш, вә компартийәгә садиқ қилиштур. Бу униң районға һөкүмранлиқ қилиш тактикиси. У кишиләрниң ‛уйғурлар пәқәт аз санлиқ милләт‚ дейиши үчүн, хитайлар нопусини үстүнлүккә игә қилиш арқилиқ, ‛миллий нопус қурулмисини әлалаштуруш‚ намидики нопус истратегийәсини күчәйтмәктә” .

Адреан зенз, хитай һөкүмитиниң районға көчмән йөткәш билән бир вақитта йәнә уйғурлар нопусини контрол қилиш тәдбирини йолға қойғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “улар туғут чәкләш вә туғулушниң алдини елиш сияситини йолға қоюп, уйғурлар нопусниң көпийишини контрол қиливатиду. Буниңдики мәқсәт, бир тәрәптин уйғур нопусиниң көпийишини 0 пирсәнткә чүшүрүш, шуниң билән бир вақитта, хитай көчмәнлириниң районға көчүш сүритини тезләштүрүш. ”

Хитай вәзийити һәққидики пирограммилири билән тонулған анализчи чен покуң әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити йиллардин буян давам қилип келиватқан хитай көчмәнлирини уйғур дияриға көчүрүш сиясити, әмәлийәттә “бир пай оқ атмай шинҗаңни игиләш” дәп тәриплинидиған мустәмликә сиясити икән.

Чен покуң әпәнди уйғур райони нопусиниң нөвәттә 25 милйондин ашқанлиқи, гәрчә кәлгүси 5 йилда район нопусини 50 милйонға йәткүзүш тәшәббуси реаллиққа таза уйғун болмисиму, әмма һазирқи һөкүмәт райондики хитай нопусини көпәйтиштә мәҗбурлаш қатарлиқ тактикиларни қоллинип, район нопусни 30 милйонға яки униңдин көпәйтишкә тиришиватқанлиқи билдүрди.

Чен покуң мундақ деди: “хитай һөкүмити уйғур райониниң һазирқи 25 милйон нопусини кәлгүси бәш йил ичидә 50 милйонға йәткүзүш ишини қилалиши мумкин. Чүнки хитай бир партийә һөкүмранлиқ қилидиған мустәбит бир дөләт. Шуңа улар мәҗбурлаш, сәпәрвәр қилиш қатарлиқ көп хил васитиләрдин пайдилинип, буни қилалайду. Көрүнүштә район нопусини 50 милйонға йәткүзүш пилани кишиләрдә гуман туғдуриду, чүнки һазир хитай нопуси төвәнлимәктә. Мушундақ шараитта, хитай һөкүмити шинҗаң нопусини йәнә бир һәссә көпәйтидиғанлиқини билдүрмәктә. Әлвәттә, у аз санлиқ милләтләрни туғушқа риғбәтләндүрмәйду, чүнки уларға мәҗбурий туғмаслиқ сиясити йүргүзгәнликини билимиз. Пәқәт хитайларни көчүрүп келиш арқилиқ йәнә 25 милйон аһалини көпәйтиш, көрүнүштә мумкин әмәстәк билиниду. Әмма хитай һөкүмити мәҗбурлаш васитилирини қоллинип қанчилик көпәйтәлисә, шунчилик көпәйтишкә тиришиду, бәлким у район нопусини 30 милйонға йәткүзүши яки 30 милйондин ашуруши мумкин. ”

Чен покуң әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң нопус көпәйтишиниң мәқсәтлик вә пиланлиқ бир тактика икәнликини тәкитлиди.

У бу пиланниң тәпсилати һәққидә йәнә мундақ деди: “бир тәрәптин у хитайниң ички өлкилиридә яшлар дуч келиватқан еғир дәриҗидики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилмақчи; йәнә бир тәрәптин, у һазир уйғур аптоном районидики йәрлик хәлқләргә қаратқан мустәмликә сияситини хитай нопусини көпәйтиш арқилиқ тизгинлимәкчи. Униң ахирқи мәқсити, мустәмликә сияситини қоллинип районни хитайлаштуруш, райондики уйғур вә қазақларниң мәдәнийәт алаһидилики һәм тил алаһидиликини пүтүнләй йоқ қилиш. Бу әмәлийәттә ирқий қирғинчилиқниң йәнә бир хил шәкли. ”

Һалбуки, хитай һөкүмити өз тәшвиқатлирида уйғур дияридики нопус қурулмисиниң уйғурларға йүргүзүлгән туғут чәкләш вә хитай көчмәнлирини көпәйтиш сәвәбидин өзгириш ясаватқанлиқини үзлүксиз инкар қилип кәлмәктә. Хитайниң уйғур райондики нопус қурулмиси һәққидә елан қилған санлиқ мәлуматлирида, 1953-йилдики 1-қетимлиқ нопус тәкшүрүшидә уйғурлар нопусиниң райондики омумий нопусниң 90 пирсәнттин көпрәкини игиләйдиғанлиқи һәққидики мәлуматлар кейинки йилларда қайта тилға елинмайдиған болған.

Хитай һөкүмити 2021-йили 6-айниң 14-күни елан қилған 2020-йилдики 7-қетимлиқ мәмликәтлик нопус тәкшүрүш доклатида, “шинҗаңниң шу йилдики омумий нопуси 25 милйон 853 миң, 2010-йилдин 4 милйон 365 нопус көпәйгән. Хитайларниң нопуси 10 милйон 9201, хитайлар райондики омумий нопусниң 42.24 Пирсәнтини игиләйду, аз санлиқ милләтләр нопуси 14 милйон 922 миң болуп, райондики омомий нопусниң 57.76 Пирсәнтини игиләйду. Уйғурларниң нопуси 11 милйон 624 миң 257 нәпәр болуп, райондики омумий нопусниң 44.96 Пирсәнтини игиләйду” дейилгән.

Хитай һөкүмити йәнә 2021-йили 7-айда елан қилған “шинҗаң нопусиниң санлиқ мәлумати” вә 2021-йили 9-айниң 26-күни елан қилинған “шинҗаң нопусиниң тәрәққияти” намлиқ ақ ташлиқ китабида, райондики уйғурлар нопусиниң бу йилларда нормал ешип бериватқанлиқини тәкитлигән. Униңда мундақ дейилгән: “1953-йили шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрниң нопуси 4 милйон 455 миң иди. Райондики аз санлиқ милләтләр сани нормал тәрәққиятқа еришти, 2020-йили райондики аз санлиқ милләтләр нопуси 14 милйон 922 миң адәмгә йәтти” дейилгән.

Ню-йорктики хитай обзорчи ху пиң әпәнди, хитай компартийәси уйғур диярини бесивалған 1949-йилдин буян, районға үзлүксиз һалда хитай көчмәнлирини көпәйтиш арқилиқ, районниң нопус қурулмисини өзгәртип, контроллуқни күчәйтиватқанлиқини билдүрди.

Ху пиң мундақ деди: “шинҗаңдики әң рошән алаһидиликниң бири, 50-йиллардин һазирға қәдәр болған 70 йил ичидә нопус қурулмисида ғайәт зор өзгиришләрниң болғанлиқидур. Хитай компартийәси 1949-йили өзи елан қилған санлиқ мәлуматида, районда уйғурлар нопусиниң 90 пирсәнттин көпрәк икәнликини билдүргән. Хитай һөкүмитиниң 50-йилларниң бешида тунҗи қетим елип барған нопус тәкшүрүшидиму уйғурлар нопуси районда интайин зор нисбәтни игиләйтти, әмма йеқинқи нопус тәкшүрүш, йәни 2020-йилдики нопус тәкшүрүшидә уйғурларниң нопуси район омумий нопусниң йеримиға йәтмигән. Мана бу әһвал бу йилларда районға көчүрүлгән хитайларниң интайин көплүкини көрситиду. Һалбуки, һазир хитай һөкүмити йәнә техиму көп хитайларни у йәргә беришқа риғбәтләндүрүватиду. Буниң яман ақивити шуки, һазир у йәрдики нопусниң қурулмиси пүтүнләй өзгәрмәктә. Хитай һөкүмити аз санлиқ милләт дәп ативалған уйғурлар нопуси әслидә районда көп санлиқни тәшкил қилатти, әмма һазир һөкүмәтниң биваситә орунлаштуруши билән районда хитай нопусиниң мутләқ көп санни игилиши, уйғурларни өз земинида аз санлиқ милләткә айландуруп қойди. Буниң билән аптоном район дегән бу намму барғанчә қуруқ вивиска болуп қалди, уйғурлар буниңдин кейин техиму чәтләштүрүлүши, хизмәт тепиш вә башқа пурсәтләрдин мәһрум қалдурулуши мумкин”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.